Русийиниң таҗикистандики базисида реактип айропиланлирини көпәйтиштики истратегийилик мәқсити немә?
2007.07.27

17- Июл таҗикистан ташқи ишлар министирлики, русийиниң таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбә әтрапиға җайлашқан һәрбий базисиға реактип күрәшчи айропиланлирини йөткәш пиланиға қошулуши мумкин икәнликини билдүргән. Мәзкур келишим русийиниң таҗикистан пайтәхти дүшәнбә әтрапиға җайлашқан әйни һәрбий базисидики 201 - маторлашқан девизийисигә авиатсийә ярдими беришни өз ичигә алидиған болуп,2008- йилға қәдәр, русийә бу базидики күрәшчи айропиланлириниң санини 25 кә йәткүзидикән.
Һазирчә русийә бу базиға төт данә SU-25 типлиқ реактип қирғучи айропилан, төт данә Mi-24 вә төт данә Mi-8 типлиқ күрәшчи тикучарларни әвәтишни пиланлаватқан болуп, мәлум болушичә, бундақ қилиш москваниң русийиниң қирғизистанниң қәнт һәрбий базисидики мәвҗутлуқини мәлум җәһәттин күчәйтиш истиратегийиси икән.
Бу һәқтә һазир тәйвәндики чиңйүн университетида оттура асия тәтқиқати билән шуғуллиниватқан истратегийә тәтқиқатчиси доктур әркин әкрәм әпәнди, русийиниң таҗикистанниң һәрбий базисиға реактип күрәшчи айропиланлирини йөткәш пиланиниң истратегийә җәһәттин русийә үчүн интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини көрсәтти вә буни тарихи нуқтидин испатлап өтти.
Таҗикистан һиндиистан биләнму йеқин
Шуниң билән бир вақитта, 17 - июл һиндистан вақти гезитидә һиндистан мудапиә министирликиниң Mi-17 типлиқ тик учурлар ескадронини вә кран мәшиқ айропиланини әйни һава базисиға әвәтидиғанлиқини оттуриға қойғанлиқи тоғрисида хәвәр берилди. Әмма, таҗикистан муавин мудапиә министири таһмина хәйруллайева таҗикистанниң һиндистан билән бундақ келишим имзалиғанлиқини рәт қилған.
Әмма явроасия көзәтчиси журнилиниң 26- июлдики 4- санида һазир һиндистанниң таҗикистандики һәрбий базиниң қурулуш ишлириға қатнишиватқанлиқи көрситилгән.
Әркин әкрәм әпәнди йәнә, росийиниң оттура асиядики енергийә бихәтәрликини қоғдаш үчүн, росийә оттура асияда һәрби мәвҗутлуқини күчәйтишкә тиришиватқан икән.
Тәһлилчиләр: росийәниң таҗикистандики һәрби тәсирини күчәйтиши, америкиниң һәрбй тәсирни чәкләш
явроасия көзәтчиси журнилиниң 26- июлдики 4- санида тәһлил қилинишичә, таҗикистан телевизорлирида русийә президенти виладимир путин билән таҗикистан президенти емамәли раһманоф арисида өткүзүлгән телефон сөһбити, вә таҗикистан рәһбәрлириниң һиндистан билән достлуқ мунасивәткә игә шараитта һиндистанниң таҗикистанға әскәр йөткәш һәққидики сөзләрни чәткә қеқиши қатарлиқлардин, таҗикистан һөкүмитиниң москвани рәнҗитип қоюштин бәк еһтият қилғанлиқини көрүвалғили болидиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Униңдин башқа, таҗикистанниң қорғантөпә районидики һәрбий тәптиш әмәлдариниң билдүрүшичә, хатлан районидики әскәрликкә қобул қилған әрләрниң 46 пирсәнтиниң бәдән сапаси һәрбий өлчәмгә тошмиған. Саватсизлиқ вә яш өлчими қатарлиқларму асаслиқ сәвәбләрниң бирси болуп, пәқәт 2 пирсәнт әрләрла алий мәлуматлиқ икән.
Таҗикистан бихәтәрлик қисимлиридики бу хил аҗизлиқ москваға мәнпәәт елип келидиған болуп, бу москваниң әскәр йөткәш пиланини асас билән тәмин етидикән.
Тәһлил қилинишичә, москваниң таҗикистанға әскәр йөткәш пиланиниң қаримаққа сиясий муддиа асаста мәйданға кәлгәнлики, болупму америкиниң таҗикистанда улғийиватқан һәрбий мәвҗутлиқиниң алдини елиш үчүн икәнлики көрситилгән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Оттура асияниң чиқиш нуқтиси - йипәк йолини қайта қуруш
- Русийиниң мәхпий архиплири давамлиқ ашкариланмақта
- Хитай һөкүмити қирғизистандики җасуслуқ һәрикитигә қатнашқанлиқини инкар қилди
- Буш -путин сөһбәтлири
- Қирғизистандики уйғур зиялийлар билән бир қисим қирғиз зиялиларниң сөһбити
- Шималий атлантик окян әһди тәшкилати русийә билән болған һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Совет қизил армийисиниң мәхпий архиплири ашкариланди
- Җорҗ буш путинни мудапиә системисидин қорқмаслиққа дәвәт қилди
- Мәркизий асия иттипақи- мустапа камалдин нурсултан назарбайефқичә (2)
- Мәркизий асия иттипақи- мустафа камалдин нурсултан назарбайефқичә ( 1)
- Сталинниң оғли қандақ өлди? (2)
- Сталинниң оғли қандақ өлди? (2)