Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған русийидә зиярәттә
2005.01.10
Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң 500 ин артуқ карханичи, бәш министир, 90 мухбир билән бирликтә русийигә елип баридиған икки күнлүк зиярити дүшәнбә күни рәсми башланди. У шу күни москваға йетип берип, русийә президенти виладимир путин билән учрашқан.
Рәҗәп тайип әрдоғанниң бу зияритидә, икки дөләт арисидики сияси вә тиҗари мәсилиләрдин башқа, сейпурус мәсилисидин ирақ мәсилисигичә болған бир йүрүш хәлқара мәсилиләрму музакирә қилинидикән. Бу һәқтики тәпсилий хәвәрни түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia