Түркийә рәис җумһури әхмәт нәҗдәт сәзәр русийигә рәсмий зиярәт елип бармақта
2006.06.30
Түркийә җумһур рәиси әхмәт нәҗдәт сәзәрниң русийигә елип бериватқан рәсмий зиярити давам қилмақта. Сабиқ совет иттипақи парчиланғандин кейин қурулған русийә федератсийисигә зиярәт елип барған тунҗи турк җумһур рәиси болған әхмәт нәҗдәт сәзәр, кремл сарийида дөләт башлиқи виладимир путин билән көрүшти.
Бу учришишта немә мәсилиләр музакирә қилинди? тарихий душмән болған икки дөләтниң йеқинлишиши неминиң ипадиси? бу икки дөләтниң йеқинлишиши түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәткә қандақ тәсир көрситәр?
Бу һәқтики мәлуматларни әнқәрәдики ихтияри мухбиримиз әркин таримдин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia