Хитай - русийә мунасивитиниң тәрәққияти қәйәргә бариду?
2005.06.28
Әнгилийә б б с радио - телевизийә ширкитиниң 28 - июн күнидики хәвиридин мәлум болушичә, хитай дөләт рәиси ху җинтав 30 - июн күни русийә вә қазақистанға қаратқан зияритини башлайдикән.
Мөлчәрләшләргә қариғанда, русийә президенти виладимер путин билән ху җинтав 1 - июл күни рәсмий йосунда икки тәрәп сөһбитини өткүзүп, ядро қораллириниң тәһдити шуниңдәк иран мәсилисини музакирә қилидикән.
юқириқи мәсилиләр сөһбәттә икки тәрәп асаслиқ тохтилидиған хәлқара муһим мәсилиләр һесаблинидикән. Икки тәрәп йәнә, район вә хәлқара бихәтәрлик мәсилилири һәмдә оттура шәрқ мәсилилири билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң паалийити қатарлиқ җәһәтләрдиму пикир алмаштурдикән. Буниңдин сирт, путин билән ху җинтав, енергийә, пул муамилә, електир қувити қатарлиқ тәрәпләрдә елип баридиған һәмкарлиқларға аит тәйярланған һөҗҗәтләргә қол қойидикән.
Хитайниң қазақистан вә русийә мунасивитидики муһим қәдәм
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң министир ярдәмчиси ли хуйниң ейтишичә, ху җинтавниң бу қетимқи зиярити, хитайниң ташқи дипломатийисидики муһим бир қәдәм болуп, хитай - русийә мунасивити вә хитай - қазақ мунасивитиниң йәниму тәрәққи қилиши үчүн интайин муһим әһмийәткә игә һисаблинидикән.
Ли хуй сөзидә йәнә мундақ дәп билдүргән: қазақистанниң астанә шәһиридә өткүзүлидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғини, мәзкур тәшкилатниң 5 - қетимлиқ йиғини болуп, бу йиғин икки чоң арқа көрүнүшкә игә. Йәни биринчидин, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати әмәлий ишларни һәл қилиш басқучиға киргәнликтин, һәр қайси саһәләр бойичә буни муһим нуқта қилиш, иккинчидин, район даирисидә йүз бериватқан чоң өзгиришләргә мувапиқ тақабил туруштәк вәзийәткә тоғра кәлди.
Хитай русийә бирләшмә маневири
Бу арида америка авази радиоси, бу йил 9 - айда хитай билән русийиниң бирләшмә һәрбий маневири һәққидә мутәхәссисләрниң қарашлирини баян қилип бир парчә мақалә елан қилди. Мақалида бирләшмә һәрбий маневирниң әһмийитиниң чоң икәнлики оттуриға қоюлған болуп, русийә мәтбуатлири русийә һава армийисиниң қомандани михайилофниң сөзини нәқил кәлтүрүп, икки дөләт мудапиә министириниң бирликкә келиши нәтиҗисидә хитай, русийә бирләшмә һәрбий маневирини өткүзүшни бекиткәнликини билдүргән.
Русийә һава армийисиниң мәзкур қоманданиниң ейтишичә, һава армийә әслиһәлири билән биргә, русийә һава армийиси тармиқидики қошунлар бу қетимқи маневирға қатнаштурулидикән.
Йәнә бир қисим рус һәрбий мутәхәссислириниң тәһлил қилишичә, русийә хитайда күндин - күнгә әвҗ еливатқан миллий роһқа зәрбә бериш үчүн, бу қетимқи маневирни елип беришни болупму һава армийә истратегийиисни ишқа селишни қарар қилған. Шундақла хитайға, русийиниң йәнила қудрәтлик бир дөләт икәнликини агаһландурмақчи болған.
Хитайниң русийә билән йеқинлишишидики арқа көрүнүш
Русийә йәнә бир тәрәптин, хитай билән болған мунасивәтни яхшилашқа алаһидә әһмийәт бәргән, йәни русийә һәрбий баш шитабиниң башлиқи балийевиски бу йил 3 - айда хитайни зиярәт қилғанда, русийиниң "бир җоңго" принсипида чиң туридиғанлиқи һәмдә һәрқандақ шәкилдә елип берилған тәйвән мустәқиллиқ һәркәтлиригә қарши туридиғанлиқини билдүргән. Шу чағда хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүн буниңдин интайин миннәтдар болғанлиқини билдүргән.
Русийидә чиқидиған һәрбий ишлар обзорчилиқ жорнилиниң баш тәһрири пинкефниң тәкитлишичә, тәйвән мәсилиси, хитайниң русийә билән бирләшмә маневир елип бериштики асаслиқ сәвәбләрдин бири болуп, америкиниң тәйвән мәсилисидә хитайға ишләткән бесими, хитайни нәпәс алалмиғидәк дәрҗигә йәткүзгән. Буниң билән хитай русийә билән һәмкарлиқни күчәйтишкә мәҗбурлиған.
Пинкефниң тәһлил қилишичә, хитай бу қетим маневир өткүзүш пурситидин пайдилинип, икки дөләтниң һәрбий мунасивәт вә алақә орнутуш җәһәттә техиму чоңқур һәмкарлиқни қолға кәлтүрүш вә русийидин қандақ қоралларни сетивилиш үчүн синақ елип бериш мәқситигә йәтмәкчи болған. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав, мушу айниң ахири русийидә зиярәттә болмақчи
- Русийә-хитай вә һиндистан ташқи ишлар министирлири учрашти
- Хитай билән русийә һәрбий вә бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтиду
- Америка президенти җорҗ буш билән хитай дөләт рәиси ху җинтав сөһбәтләшти
- Асия -тенч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини өткүзүлди