Хитай -русийә қорал-ярақ содиси давамлашмақта
2006.10.25
Қорал-ярақ содиси русийә-хитай һәрбий мунасивәтлириниң муһим тәркиби қисими, нөвәттә, хитай русийиниң қорал -ярақ содиси җәһәттики әң чоң херидарлиридин бири болуп, москва һәрбий даирилири хитай билән һиндистанни муһим қорал екиспорт қилидиған нуқтилириға айландурған . Учурлардин қариғанда, хитай русийидин йәнә 50 данә илғар күрәшчи айропиланларни сетивелишни қарар қилди.
Хитай билән русийә әзәлдинла һәрбий җәһәттин шериктур
Русийә билән хитай узун йиллиқ һәрбий мунасивәт тарихиға игә, мәйли 1949-йилидин илгирики хитай гоминдаң һөкүмранлиқи дәври болсун вә яки униңдин кейинки коммунистлар рәһбәрликидики хитай хәлқ җумһурийити дәври болсун, буларниң һәммисидә совет иттипақи билән хитай һөкүмәтлири қоюқ һәрбий һәмкарлиқ мунасивәтлири орнитип кәлгән. Бу һәрбий һәмкарлиқларда совет иттипақи хитайға қошун киргүзүп, хитай һакимийитини сақлап қелиштила һәссә қошқан болмастин , бәлки йәнә хитай һөкүмитигә наһайити зор миқдарда қорал-ярақ, һәрбий хам әшя ярдәмлирини көрсәтти. Шуниң билән бир вақитта йәнә, җаң кәйши рәһбәрликидики гоминдаң һөкүмити совет иттипақи билән зор көләмдә қорал-ярақ сода келишимлирини түзүп, японға қарши урушқа ишләткән болса, 1949-йилидин кейин мавзедуң рәһбәрликидики коммунист һакимийитиму дәсләпки мәзгилләрдә совет иттипақи билән һәрбий келишимләрни түзгән, буниң ичидә. Қорал-ярақ содисиму муһим салмақни игилигән иди.
Совет иттипақи йимирилгәндин кейин, русийә билән хитай арисидики һәрбий мунасивәтләр җүмлидин қорал-ярақ сода мунасивәтлири әслигә келип, қисқиғина вақит ичидә хитай русийиниң әң асаслиқ қорал -ярақ сода шерикигә айлинип қалди. Хитай һөкүмити өз армийисини заманивилаштуруш, уни әң илғар қораллар билән қоралландуруш пиланини әмәлгә ашурушта русийини асаслиқ һәрбий техника өгинидиған вә импорт қилидиған истратегийилик һәмкарчиға айландурди.
Һазир, русийә билән хитайниң һәрбий мунасивәтлири өз-ара юқири дәриҗилик қоманданларни әвәтип, тәҗрибә алмаштуруш, бирләшмә һәрбий маневир өткүзүш һәмдә қорал-ярақ вә һәрбий техника содиси қатарлиқ түрлүк саһәләрни өз ичигә алған.
Хитай русийидин илғар айропиланларни сетивалди
Русийидики " содигәрләр"гезитиниң хәвәр қилишичә, русийә билән хитай арисида 50 данә " су-33 " типлиқ авиаматка күрәшчи айропилани содиси мәсилиси һәққидә сөһбәт давамлашмақта. Бу содиниң омумий қиммити икки йерим милярд долларға тоғра келидикән. Бу йилниң ахириғичә хитай русийидин " су -33 " типлиқ айропиландин иккини сетивелип, синақ қилидикән. Русийә тәрәп, буни русийә қорал-ярақ сода тарихидики иккинчи қетимлиқ чоң сода дәп һесаблимақта. "Су-33" типлиқ күрәшчи айропилан һазир дунядики авиаматкилар елип йүридиған әң илғар вә күчлүк күрәшчи айропилан болуп һесаблинидикән.
Хәвәрдин қариғанда, бу келишим 12-айда имзаланғандин кейин, икки дөләт мәзкур айропиланларни бирликтә ишләп чиқиридикән. Хитай 2010-йили өзиниң тунҗи авиаматкисини , 2016-йили үч авиаматка ясап чиқишни пиланлиған болуп, охшаш бир вақитта, авиаматка елип йүридиған күрәшчи айропилан ясаш техникисини русийидин өгинишкә интилмәктә. Әгәр хитай ноқул һалдила мундақ айропиланларни сетивелишқила таянса, буниң өзлири үчүн көп зиянлиқ икәнликини тонуп йәткән. Шуңа, хитай мумкин қәдәр русийидин бундақ айропиланларни сетивелиш билән биргә йәнә , уни ясаш техникисини киргүзүш истратегийисини бәлгилигән болсиму, бирақ русийә өз техникисини бирақла сетивәтмәстин , бәлки хитай билән һәмкарлишиш йолини таллиған .
Русийиниң бу йиллиқ қорал-ярақ содиси алтә милярдтин артуқ
Русийидики содигәрләр гезитиниң учуридин қариғанда, русийә бу йил чәтәлгә алтә йерим милярд доллар қиммитидә қорал-ярақ сетишни пиланлиған болуп, келәр йили йәттә милярдқа йәткүзилидикән. Бу йил вә келәр йили асаслиқи оттура шәрқ, шәрқий җәнубий асия вә латин америкиси сода обйекти қилип талланған. Көзәткүчиләр русийиниң аста-аста қорал-ярақ екиспорт қилиш җәһәттә хитай вә һиндистанға тайинип қелиштин қутулушқа интилгән болуп, 2000-2005-йиллири униң қорал содисиниң 80% и хитай вә һиндистан билән болған иди. Бу мәзгилдә хитай русийидин " су-30м к" типлиқ күрәшчи айропилан, һәмдә илғар тошуғучи айропилан вә " современний "типлиқ қоғлиғучи парахот шуниңдәк башқурулидиған бомбиға қарши танка қатарлиқларни сетивалған. Мундақчә қилип ейтқанда, хитай армийисиниң әң илғар қораллири русийә тәрипидин тәминләнгән.
Хитайниң русийигә таянмай амали йоқ
Русийә көзәткүчилири хитай билән русийиниң 2000-2005-йиллиқ қорал ярақ сода келишимлириниң бу йил тамамлинип, хитай тәрәп өзи бир қисим русийә техникиси асасидики қоралларни ишләп чиқиришқа шуниңдәк мумкин қәдәр сетивәлиш соммисини азлитишқа тиришчанлиқ көрситиватқан болсиму, бирақ хитайниң бу техникилардин пайдилинип, униң үнүмини көргичә йәнила русийигә таянмай амали йоқлиқини оттуриға қоюшмақта, униң үстигә йәнә русийиниң илғар қораллириниң техника сәвийиси давамлиқ йеңилинип турған болғачқа, хитай сетивалған бу илғар күрәшчи айропиланлар вә башқилар тезла конирап қелишқа мәҗбур болмақта.
Русийә мәтбуатлиридики инкасларға қариғанда, гәрчә қорал -ярақ содиси русийиниң муһим ташқи перивотиға айланған болсиму, лекин русийә һөкүмити төвәндикидәк икки мәсилигә йолуқмақта; бири америкиниң тинч окян вә һинди окян районида үстүнлүкни игилишигә әгишип, америка қорал-ярақлириниң һинди окян районидики русийә қорал екиспортиға риқабәт пәйда қилиши.
Йәнә бири бир қисим русийә өктичи сиясийонлири болупму, милләтчилик пикир еқимиға мәнсуп кишиләрниң русийә һөкүмитиниң хитайға мундақ илғар қорал-ярақларни сетип берип, хитай армийисиниң күчийишини қоллишини русийиниң кәлгүси мәвҗутлуқи үчүн тәһдид дәп қарап, москвани тәнқид қилишидур. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә қанунсиз көчмәнләргә қарита кәң көләмдә тазилаш һәрикитини башлиди
- Русийә билән хитай ғәрбниң "әл қаидә" гә охшаш дүшминиму?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики һәрбий һәмкарлиқлар
- Хитай билән русийә асияға һөкүмранлиқ қилмақчиму?
- Русийә-хитай мунасивәтлири һәққидики қарашлар
- Әҗдиһа йоли
- Хитай билән русийә қазақистан нефитини талашмақта
- Хитай- русийә бирләшмә һәрбий маневири кимгә қаритилди?
- Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай асияға тәһдитму?
- Русийә хитай һәрбий маневириниң мәқсити немә?
- Русийә-хитай бирләшмә һәрбий маневири башланди
- Ху җинтавниң русийә зиярити вә русийә-хитай мунасивәтлири