Русийә йеңи дәвр - медведев басқучиға кирди
2008.03.03
Йәкшәнбә күни пүтүн русийә бойичә өткүзүлгән президент сайлими нәтиҗисидә президент владимир путинниң избасари 42 яшлиқ димитрий медведев ғәлибә қилди. Русийиниң " нәвсру" учур ториниң хәвәр қилишичә, димитрий медведев %70 авазға еришкән болса, қалған %30 кә йеқин аваз коммунистик партийә рәһбири геннадий зюганов, әркин демократлар партийисиниң рәһбири владимир жириновский һәм өз алдиға қатнашқан андрей богданов алған.
Бу қетим төт киши президент намзати болған болуп, буларниң үч нәпири русийиниң сиясий һаятиға күчлүк тәсир көрситидиған партийиләргә мәнсуп кишиләрдур. Сайлам нәтиҗиси дәсләпки қәдәмдә елан қилинғандин кейин ғалибийәтни тәбрикләш йүзисидин қизил мәйданда консерт өткүзүлгән болуп, буниңға президент путин вә медведев һәм башқилар қатнашқан. Русийә мәркизий сайлам комитетиниң ашкарилишичә, 100 милйондин артуқ адәм қатнашқан мәзкур сайламда медведевқа 52 милйон адәм беләт ташлиған.
Медведев путинниң өзиниң путинниң идийисини давамлаштуридиғанлиқини йәнә бир қетим әскәрткән. Владимир путин нутуқ сөзләп, мәзкур сайлам нәтиҗисиниң өзиниң сәккиз йил давамида илгири сүргән мувәппәқийәтлик сияситиниң хуласиси икәнликини тәкитләш билән биргә "русийини қизғин сойидиған барлиқ кишиләр улуғ вәтән үчүн бәхт яритиш йолида тиришип күрәш қилиши керәк" дәп чақирған.
Тәнқид вә тәбрик
Димитрий медведевниң ғәлибиси у өзи тәвә болған русийә бирлик партийиси шуниңдәк президент путинни һимайә қилидиған русийиликләрниң қизғин қоллиши һәмдә тәбриклишигә еришкән шундақла уларни ғәлибә қайнам - ташқинлиқиға чөмдүргән болса, бирақ өктичи партийә - гуруһлар һәмдә сайламда йеңилип қалған коммунистик партийә рәһбири зиюганов билән милләтчиләр еқимиға мәнсуп жириновский вә башқиларни нарази қилған.
Русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, президент путин " мәзкур сайлам қануний низамларға қаттиқ риайә қилиниш асасида өткүзүлди" дәп баһа бәргән болса, русийә компартийисидин келип чиққан намзат геннадий зиюганов сайламда сахтилиқ йүз бәргәнлики, илгири кейин 200 қетимдин артуқ қанунсизлиқ қилмиши садир болғанлиқини мисал қилип көрсәткән. Йәнә бир намзат жириновский болса, сайлам нәтиҗисини етирап қилмайдиғанлиқини шуниңдәк бу сайламда садир болған қанунсизлиқ қилмишлири мунасивити билән асасий қанун сотиға әрз сунидиғанлиқини җакарлиған.
Русийиниң " сада" дәп аталған мустәқил кишилик һоқуқ тәшкилати биләт ташлаш җәрянида көп қетим қануний өлчәмләргә лайиқ әмәс қилмишлар садир болғанлиқи, һәтта һөкүмәтниң мәзкур органниң санктпетер бург, урал, уфа, астрахан һәмдә ростов қатарлиқ сайлам районлирида көзитиш елип беришиға йол қоймиғанлиқи, москвадики %40 сайлам районида мустәқил көзәткүчиләр болмиғанлиқи һәтта сайлам җәрянида мәҗбурлаш түси алғанлиқини тәнқид қилған.
явропа иттипақиниң тәнқиди
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, явропа бойичә әң асаслиқ сайламни көзитиш оргини һесаблинидиған явропа бихәтәрлики вә һәмкарлиқ тәшкилати бу қетимқи сайламға көзәткүчи әвәтишни рәт қилған болуп, пәқәт явропа иттипақиниң парламент бирликиниң бир вәкилләр өмикила сайламни көзитишкә қатнашқан. Бирақ, мәзкур органниң рәһбири андреас грос дүшәнбә күни бу қетимқи сайламни тәнқид қилип, " русийидики бу сайламни толуқ демократик асаста болди дейишкә болмайду, демократийә толуқ җари қилдурулмиған" дәп билдүргән.
Бирақ, русийә мәркизий сайлам комитети явропа иттипақиниң парламент бирликиниң бу тәнқидини инкар қилған болуп, мәркизий сайлам комитетиниң әзаси игор борисов " бу билдүрүш гросс әпәнди русийигә келиштин илгирила ғәрб аммиви ахбарат васитилирида ипадилинип болған" дәп көрситиш билән биргә мәзкур органниң назарәтчилириниң сайламни баһалашни билмигәнликини әскәрткән. Нөвәттә, америкиниң охайо вә тексас шитатлирида елип берилидиған алдин сайлам паалийәтлиригә қатнишиватқан америка президент намзатлири хиллири клинтон ханим билән барак обама русийидә өткүзүлгән мәзкур сайлам һәққидә тохтилип, охшашла буниң демократик болмиғанлиқини билдүрүшкән.
Мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң назарәтчилири болса, мәзкур сайламға юқири баһа берип, буниң "әркин вә ашкара сайлам болғанлиқи" ни көрситишкән.
Тәбрикләшләр башланди
Дүшәнбә күни димитрий медведевниң русийә президентлиқиға сайланғанлиқи мунасивити билән бир қисим мәмликәтләр рәһбәрлири өз тәбриклирини әвәткән болуп, германийә баш министири меркел ханим, әнгилийә баш министири, гордон браун, явропа иттипақиниң рәһбири мануәл маррозу, франсийә ташқи ишлар министири вә башқилар димитрий медведевни тәбрикләп, өзлириниң дөләтлириниң русийә билән болған һәмкарлиқлирини техиму чоңқурлаштурушни үмид қилидиғанлиқини изһар қилишқан.
Димитрий медведев русийини мустәқил идарә қилаламду вә яки у путинниң күлкиси болуп қаламду?
Бу қетимқи сайлам русийә совет иттипақидин айрилип чиққандин кейинки үчинчи президент сайлими болуп, медведев русийиниң 3 - президенти шуниңдәк 1917 - йилидин буянқи русийә тарихидики әң яш президент болиду. Владимир путин болса, икки қетим президент болған болуп, русийә асасий қануни бойичә бир адәмниң үч қетим президент болушиға рухсәт йоқ. 5 - Айда рәсмий мурасим билән йеңи президент димитрий медведев қәсәм берип вәзипә тапшуривалиду. Өткән йили 12 - айда путин медведевни өзиниң избасари қилип тиклигән шуниңдәк медведевниң президент болса, өзиниң баш министир болуши мумкинликини билдүргәндә хәлқара җәмийәтниң түрлүк инкаси қозғалған иди.
Русийә вә ғәрб мәтбуатлирида һазирму түрлүк тәһлилләр әвҗи алған болуп, медведевниң характер җәһәттин наһайити юмшақ адәм икәнлики, шу сәвәбтин путинниң уни президент қилип, өзи баш министир болуп, йәнила русийини давамлиқ идарә қилиш истратегийисини бәлгилигәнлики, медведевниң русийини худди владимир путиндәк мустәқил идарә қилишиниң қийин болуши мумкинлики җәзимләштүрүлмәктә. Лекин, йәнә бир қисим инкасларда медведевниң қандақ президент болуши һәмдә униң дәвридә русийидә путинниң сиясити давамлишамду яки медведев өз сиясий йөнилишини бәлгиләмду, демократийә җәһәтләрдә илгириләшләр боламду? дегән мәсилиләр үстидә алдин гуманлинишниң һаҗити йоқ дәп қаралмақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистанда өткүзүлидиған парламент сайлимида әсәбий диний күчләр һакимийәт бешиға келәлмиди
- Бәнәзир буттониң пакистан хәлқ партийиси әң көп орунға еришти
- Пакистан сайлимида көп киши аваз беришкә қатнишалмиди
- Голландийидики уйғур җәмийити сайлам өткүзди
- Бир түркүм америка палата әзалири: " тәйвәнниң келәчикини хитай әмәс, тәйвән хәлқи бәлгилиши керәк"
- Һәмкарлиқ вә рәқиблик билән толған русийә - хитай содиси
- Қирғизистан парламентида уйғур вәкили - пәрһат һаҗи
- Көзәткүчиләрниң нәзиридики өзбекистан президент сайлими
- 2007 - Йилидики дунявий сиясий һәрикәтләрдә аяллар
- Қирғизистандики өктичи партийә - гуруһлар сайламда адаләтсизлик көрүлгәнликини илгири сүрди
- Қирғизистан парламентидики сайламниң дәсләпки нәтиҗилири
- Пәрһат һаҗи қирғизистан али кеңишигә намзат қилип көрситилди
- Русийиә парламент сайлимида путинниң партийиси ғәлибә қилди