Алим сабит дамолламниң "әқаид җәвһәри"намлиқ әсири һәққидә
2007.08.08
Сабит дамоллам 1933- йили уйғур елиниң қәшқәр вилайитидә шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қуруп чиқип, шу һөкүмәтниң баш министири болған вә кейинчә залим шиң шисәйниң түрмисидә шеһид қилинған мәшһур инқилабчи алим иди. Сабит дамоллам хотәндә муһәммәд әмин буғра билән инқилаб башлаштин бир йил бурун һәҗ сәпиригә чиқиш мунасивити билән һиндистан, сәуди әрәбистани, түркийә, мисир қатарлиқ җайларда зиярәттә болған вә шу зиярити әснасида йеңи әрәб дунясидин "сәләфийә"әқидисини қобул қилип, өз хәлқигә хурапатлардин халий болған сап ислам әқидилирини билдүрүш нийити билән "әқаид җәвһәрийә" намлиқ әсирини язған вә әйни вақитта бу әсәр уйғур елиниң пүтүн район, шәһәр вә қишлақлиридики мәдрисилиридә дәрслик қилип оқутулған икән.
"Әқаид җәвһәрийә"намлиқ әсәр тоғрисида
Сабит дамолламниң "әқаид җәвһәрийә"намлиқ әсири ислам әқидисини наһайити ихчам һалда соал - җаваб шәклидә шәрһилигән болуп, мәдрисә көргән яки көрмигән хәт оқушни билидиған һәр қандақ адәм асанла чүшинип биливалидиған, сап уйғурчә китабтур.
Мәзкур китаб 53 соал - җаваб билән ахирлашқан болуп, бу 53 соал - җаваб ичидә ислам дининиң әқидә мәсилилири наһайити чүшинишлик вә интайин оңай шәкилдә шәрһиләнгәндин ташқири, намаз, роза, закат, һәҗ вә башқиму зөрүр болған ибадәт вә муамилә мәсилилириму ихчам һалда шәрһиләнгән.
"Әқаид җәвһәрийә"намлиқ бу шанлиқ әсәр 1932- йили һиндистан пайтәхти йеңи деһли шәһиридә хотән йүрүңқашлиқ абдусәмиҗан исимлик бир содигәрниң хираҗити билән тунҗи қетим нәшр қилинған. 1982- Йили сәуди әрәбистанида йәрлишип қалған хотән чирилиқ ибраһим абдулла һаҗим билән хотән қарақашлиқ әли рози һаҗимларниң иқтисади ярдими билән иккинчи қетим нәшр қилинған. Йәнә шу йили мәккә мукәррәмә шәһиридики " дуня ислам иттипақи" тәрипидин үчинчи қетим нәшр қилинған.
Алимларниң дамоллам вә униң әсәрлири һәққидә ейтқанлири
Мәрһум алим муһәммәд әмин ислами сабит дамолламниң "әқаид җәвһәрийә"намлиқ әсирини иккинчи қетимлиқ нәшригә тәйярлашта мундақ дәп язған: " сабит дамоллам "әқаид җәвһәрийә"дегән китаби арқилиқ миллитимизни хурапатлардин қутулдурушни мәқсәт қилған. Сабит дамоллам устази абдуқадир дамолламниң ирадисигә варислиқ қилған һалда, диний мәдрисиләрни қатмаллиқтин, конилиқтин азад қилип, йеңичә оқутуш вә өгитиш йоллирини ачқан кишидур.
Сабит дамолламниң йәнә " ибни маликниң әлфийәсигә шәрһи", "шерин калам", "қуран кәримниң уйғурчә тәпсири ", "ислам қануни" қатарлиқ әсәрлириму бар иди. "Шерин калам" пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламниң тәрҗимиһалини баян қилған әсәр болуп, шәрқий түркистан тәвәсидә әң мәшһур әсәрләрниң биридур. Бу әсәр сәуди әрәбистанида қайта нәширдин чиққан. Әмма "қуран кәримниң тәпсири" билән " ислам қануни"дегән икки әсири дамолламниң үрүмчидә түрмидики вақтида йезилған болуп, техи нәшр қилинмиған.
Дамоллам үрүмчидә түрмидә шеһид қилинғандин кейин, шиң шисәй һакимийити йеқилип, дамолламниң оғли абдулла илидин үрүмчигә келип түрмидин бу икки қиммәтлик әсәрни елип кәткәнлики сөзлиниду. Әмма бу икки қиммәтлик әсәрниң һазир нәдә вә кимниң қолида икәнлики мәлум әмәс.
Муһәммәд қасим һаҗим сабит дамолламниң "ибни маликниң әлфийәсигә шәрһи"намлиқ әрәб грамматикисини уйғурчә шәрһилигән мәшһур әсири тоғрулуқ тохтилип мундақ диди:" сабит дамоллам өзиниң инқилаби һәрикитидин ташқири миллитимизниң ислам динини тоғра чүшиниши үчүн әң зөрүр болған әрәб тилини өгиништә асас болсун үчүн әрәб грамматикисини бирмиң бейт шеир билән баян қилған . "Ибни маликниң әлфийәси"намлиқ әсәрни пүтүн шәрһләп чиққан вә уни һиндистанда бастуруп әкәлгән иди."
Сабит дамолламниң есил әхлақи
Муһәммәд әмин исламий сабит дамоллам тоғрулуқ тохтилип мундақ дәп язиду:" сабит дамоллам әрәб, парис вә түрк әдәбиятиниң шәрқий түркистандики әң катта вәкиллиридин бири иди. Дамоллам қисқа вақит ичидә қәшқәр тәвәсидә нурғун балиларни алим қилип йетиштүргән кишидур.
Дамолламниң қәләм вә нутуқ қабилийити алаһидә үстүн болуп, униң билән бир қетим учрашқан алимлар һәмишә уни махтайтти. Қаһирә университетиниң устазлиридин таһир һәмзә әпәнди сабит дамоллам билән мисирда көрүшкән вақтидики әслимисини сөзләп мундақ дегән:" мән узун йиллиқ илмий һаятимда түркистанлиқ көплигән өлима вә әдибләр билән учраштим. Әмма сабит дамолламдәк мәнилик вә әдәбий сөз қилидиған, йирақни көридиған, һошяр бир кишини учратқиним йоқ." (Өмәрҗан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әлихан төриниң түркистан қайғуси намлиқ китаби уйғур тилида нәшир қилинди
- Ака-сиңил уйғур алимларниң дадиси билән сөһбәт
- Америкида тәтқиқат елип бериватқан ака - сиңил уйғур алимлар (2)
- "Йүсүп мамай вә манас дастаниниң шәрқий түркистан вариянти" намлиқ китаб түркийидә нәшир қилинди
- Америкида тәтқиқат елип бериватқан ака - сиңил уйғур алимлар (1)
- Қирғизистандики уйғурлар рабийә қадир һәққидики китабтин шадланди
- Шветсийидики уйғурлар ана тил мәктипини тәбриклиди
- Атақлиқ әдип, мәрһум мөмин һәмра туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи хатирләнди
- Рабийә қадир ханимниң тәрҗимиһал характерлик әсириниң нәширдин чиқиш мунасивити билән, долқун әйса сөһбәттә
- Рабийә қадирниң тәрҗимиһалиниң нәширдин чиқиш мурасими тоғрисида
- Абдуқадир дамолламниң мәшһур 3 әсири тоғрисида
- Дуня өсмүрлири учришиш күнигә уйғур балилар қатнашти