Садамниң өлүмидин кейинки ирақ - икки хил көрүнүш –тәнтәнә вә наразилиқ


2007.01.02

sadam-olum.jpg
30 – Декабир күни ирақниң сабиқ президенти садам һөсәйин дарға есилиш алдида. AFP

Сабиқ ирақ президенти садам һүсәйин 30-декабир күни дарға есип өлтүрүлгәндин кейин, ирақ вә башқа бир қисим җайларда садам һүсәйинниң өлтүрүлүшини қоллиғучиларниң тәнтәнә қилиши билән буниңға қарши чиққучиларниң наразилиқ намайишлиридин ибарәт икки хил мәнзирә шәкилләнди. Хәвәрләрдин қариғанда, тәнтәнә қилғучилар асасән дегүдәк шиә мәзһипигә мәнсуп кишиләр болса, наразилиқ билдүргичиләр сүннийләр икән.

31- Декабир күни садам һүсәйинниң җәсити тикритқа елип келинип, униң җәмәтигә тапшуруп берилди һәмдә садам һүсәйин туғулған ауҗа йезисидики аиливи қәбристанлиққа, аниси, икки оғли вә нәврисиниң йениға дәпнә қилинди.

Сүннийләрниң наразилиқ намайишлири йүз бәрди

Әнгилийә б б с агентлиқиниң учуридин қариғанда, 1-январ күни ирақниң бағдад, тикрит қатарлиқ шәһәрлиридә сүнний мусулманлириниң кәң көләмлик наразилиқ намайишлири йүз бәрди. Намайишчилар садам һүсәйинниң сүритини көтүрүп намайиш қилип, шиәләр асас салмақни игилигән ирақ һөкүмитиниң садам һүсәйинни өлтүргәнликини әйиблигән.

Униңдин башқа йәнә пәләстин райони вә ираққа қошна иорданийиниң амман шәһридиму наразилиқ намайиши йүз бәргән болуп, мәзкур намайишқа садам һүсәйинниң чоң қизи қатнишип, нутуқ сөзләп намайишчиларға рәһмәт билдүргән.

Бирақ, ирақ һөкүмитиниң баш министири малики "садамниң өлүши ирақ тарихидики бир қараңғу-зулмәтниң ахирлашқанлиқидур" дегән. Ирақ һөкүмити изчил түрдә садамниң өлтүрүлүшиниң һәққаний болғанлиқи, бу арқилиқ садам дәвриниң үзүл-кесил ахирлашқанлиқини көрсәткән болуп, чүнки, ирақ һөкүмитиниң қаришичә, садам һакимийәт йүргүзгән җәрянда дөләттә мустәбитлик түзүм орнитип, шиәләрни бастурған. У, 1982-йили ирақтики бир шиәләр йезисида 148 адәмни өлтүрүш буйруқи чүшүргән болуп, мәзкур вәқә униңға өлүм җазаси берилиштики асаслиқ гунаһ болуп бекитилгән иди.

Садамниң өлүмидин кейинки вәқәләр

Б б с агентлиқиниң учуридин қариғанда, садам һүсәйин өлтүрүлгән күни ирақтики икки шиәләр районида партлаш йүз берип, аз дегәндә 70 адәмниң өлгәнлики елан қилинған болса, америка авази радиосиниң 2-январдики учуридин қариғанда, ирақтики бирләшмә армийә сәйшәнбә күни бағдад шәһири әтрапида бир қетим һәрбий һәрикәт қозғап, үч террорчини өлтүргән.

Ирақ даирилириниң ейтишичә, сәйшәнбә күни бағдадниң шәрқидә партлаш йүз берип, үч адәм өлгән, йәттә адәм яриланған, дүшәнбә күни бағдадниң җәнубида йүз бәргән мина партлашта бир нәпәр америка әскири өлүп үчи яриланған.

Садам һүсәйин дарға есилиш җәрянида һақарәткә учриған

Садам һүсәйин дарға есилған күни, униң өлтүрүлүши җәряни әкис әттүрүлгән син алғу лентиси тарқилип кәткән болуп, буни бир қанчә әрәб телевизийә истансилири һәм интернет торлири көрсәткән.

Садам һүсәйинниң һаятиниң ахирқи минутлирида дуч кәлгән әһвал вә һақарәт сүннийләрниң омумий йүзлүк наразилиқлири қозғилишиға от яққан. Б б с агентлиқиниң учуридин мәлум болушичә, ирақ һөкүмити бу көрүнүшни мәхпий сүрәткә еливалған кишиләрни ениқлап чиқип, җазалайдиғанлиқини билдүргән болуп, әслидә садамниң өлүм җазасини иҗра қилишқа қатнашқанларниң қол телефон елиши һәм буни сүрәткә елиши қәтий чәкләнгән икән. Русийиниң "news.ru" Учур ториниң рейтерс агентлиқидин нәқил кәлтүрүшичә, иҗра қилғучиларниң бири бу чәклимигә қаримай, мәхпий рәвиштә дарған есилиш җәрянини қол телефони билән сүрәткә еливалған.

Син алғу лентисида көрситилишичә, садамниң бойниға арғамчини сәливатқан, йүзини етивалған кишиләр садамни һақарәтлигән.Бу чағда садам һүсәйин " бу инсаний алиҗанаплиқму ? силәр өзүңларниң батурлуқиңларни мушундақ намайиш қилмақчиму?" дәп сориған. Иҗра қилғучилар йәни кона аталғу бойичә алғанда "җаллатлар" җаваб берип, "йоқалсун диктатор !", "дозаққа чүш !" "яшисун муһәммәд ал бақир садир !" дәп шоар товлиған. Муһәммәд әл бақир садир шиәләрниң һазирқи даһийси иди.

Мәйдандики бу әһвални көргән сотчи мункид ал –фараон садамни қоғдап, "тохтитиңлар, өтүнүп қалай, бу адәм дарға есилишқа тәйярлиниватиду, мән силәрдин өтүнүп қалай, болди қилиңлар" дәп вақириған. Өлүмгә тәйяр болған садам " аллаһтин башқа худа йоқ, муһәммәд аллаһниң әлчиси "дәп вақириған. Садамниң бойниға ағамча селинип есилғанда, мәйдандикиләрниң "залим һөкүмран өлди" дәп вақириған хушаллиқ авазлири аңланған.

Син алғу лентисидики көрүнүштин ашкарилинишичә, садам һүсәйин өлүм алдида қилчә һодуқмиған болуп, өзини тәмкин тутқан.

Сүннийләр билән шиәләр арисидики зиддийәтләр еғирлишип кетиши мумкинму?

Садам һүсәйинниң дарға есилиш җәряни ирақ бихәтәрлик оргини тәрипидинму рәсмий рәвиштә сүрәткә елинған болсиму, бирақ мәхпий рәвиштә тартивелинған бу лента бурун сиртқа чиқип кәткән. Мәзкур лента тәпсилий болуп, бу көриниш вә ейтилған сөзләр сүннийләр билән шиәләр арисидики зиддийәтни техиму улғайтиш ролини ойниған.

Садам һүсәйинниң оттура әсиргә хас кона, дарға есиш усули билән өлтүрүлүши хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә учриған болуп, бир қисим көзәткүчиләр буни " вәһшийлик вә қалақлиқ "дәп тәриплигән. Америка авази радиосиниң хәвәр қилишичә, бир қисим тәнқидчиләр " сүнний мәзһипигә мәнсуп мусулманларниң рәһбири садам һүсәйингә қаритилған бу җаза бир қетимлиқ мәзһәпләр һәрикити" дәп қариған болуп, чүнки, сүнний мәзһипидики әрәб мусулманлири мәзкур өлүм җазасиниң сүнний мусулманлириниң муқәддәс қурбан һейтиниң биринчи күнигә тоғриланғанлиқидин ғәзәпләнгән.

Садам һүсәйинниң дарға есилишиниң мусулман дунясидики көп әсирләрдин буян давамлишиватқан сүннийләр билән шиәләр арисидики мәзһәп тоқунушлириниң буниңдин кейин техиму күчийип кетишигә сәвәб болуши мумкинлики пәрәз қилинмақта. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.