Уйғур яшлириниң писхик сағламлиқи нәзәрдин сақит қилинмақта


2007.10.17

Аңлиқ мәхлуқ инсанларға нисбәтән нормал писхикилиқ һаләт йәни роһий сағламлиқ , һәқиқий сағламлиқниң асаси. Хитайда җүмлидин уйғур елидә болса инсанларниң писхик сағламлиқиға көңүл бөлүш һәм бу һәқтә тәтқиқат қилиш вә писхика җәһәттин нормалсизлиқ көрүлүп ярдәмгә муһтаҗ болған кишиләрни давалаш йоқ дейәрлик бир саһә болуп кәлмәктә. Лекин игилишимизчә, уйғур яшлири арисида түрлүк бесимлар түпәйли писхик җәһәттин тәңпуңлуқини йоқитип , дуч кәлгән мәсилиләргә бәрдашлиқ берәлмәй түрлүк туюқ йолларни таллайдиған һәтта өлүвалидиған әһвалларму барғанчә көп учрайдиған болуп қалди. Ундақта уйғур яшлири писхикилиқ давалаш яки ярдәмгә муһтаҗ болса қайси орундин мәслиһәт сорайду ? яшларниң роһий һалитиниң нормал болушиға қайси даириләр көңүл бөлиду?

Өзини өлтүрүвелиш хитайдики зор бир иҗтимаий мәсилә

Биз өткән һәптилик аңлитишимизда уйғур яшлирини үмидсизликкә иттириватқан амиллар темисида тәйярланған программимизда , ихласмәнлиримизгә, җәмийәт, турмуш һәм иқтисадий бесимлар түпәйли роһий җәһәттин учриған азапларға бәрдашлиқ берәлмәй өлүвелиш нийитигә келип кейин достлириниң қайил қилиши вә ярдими билән дозақ ағзидин қайтип кәлгән бир уйғур яш билән сөһбәт елип барған идуқ.

Мана бу өлүм ағзидин қайтип кәлгән яш ,мушундақ һаят мусаписидә болупму һазирқи риқабәт алимидә писхикилиқ тәңпуңлуқи бузулуп өзини йоқатқан яки ярдәмсиз ялғуз қалған , роһий дунясини қорқунч басқан , гаңгирап қалған бәхтсиз уйғур яшларниң бири.

Хитайда писхик сағламлиқниң бир кәсп сүпитидә тәтқиқ қилиниши техи йеқинқи йиллардин башланди . Хитай сәһийә вә маарип тармақлириниң инсанларниң болупму яшларниң писхик сағламлиқиға көңүл бөлүшигә хитайда өзини өлтүрүвалғучиларниң нисбитиниң пәвқуладдә көпийиши сәвәб болди. Хитай сәһийә министирлиқи елан қилған статистикилиқ мәлуматлардин ашкарилинишичә , өзини өлтүрүвелиш хитайда инсанларниң өлүшидики бәшинчи чоң амил һесаблинидикән.

Өзини өлтүрүвелиш болупму 15 яштин 35 яшқичә болған арилиқта ө кишиләрниң өлүшидики асаслиқ амил икән. Толуқ болмиған статистикиға қариғанда хитайда һәр йили өзини өлтүрүвалидиғанлар 287 миң әтрапида болуп йәнә икки милйон киши өлүвелиш мәқситигә йетәлмәй қутқузуп қелинидикән шундақла һәр йили йәнә писхик җәһәттин кризисқа дучар болуш сәвәблик өзини өлтүрүветишни ойлап роһий җәһәттин қаттиқ азабқа дучар болидиғанлар бир милйон бәш йүз миңдин ашидикән.

Чәтәлләрдә өзини өлтүрүвалғучиларниң %90 и нервиси аҗиз кишиләр болса , хитайда өлүвалғанларниң %63 ила нерва аҗизлиқ аламәтлири бар кишиләр икән . Шуңа хитайда бу бир роһий сағламлиқ мәсилисила болуп қалмай йәнә бир өткүр иҗтимаий мәсилигә айланған . Шуңа йәни хитайда тунҗи роһий кризисни тәтқиқ қилиш мәркизи 2002 ‏- йили -12 айда бейҗиңда қурулди.

Нөвәттә хитайниң барлиқ чоң ‏- кичик шәһәр ‏- йезилирида дегидәк писхик җәһәттин мәслиһәт сораш, роһий сағламлиқ һәққидә мәслиһәт бериш, өлүвелиш кризисидин қутулуш тоғрисида мәслиһәт сораш орунлири қурулуп мәхсус писхологлар , писхик нормалсизлиқ көрүлгәнләр ярдәм бәрмәктә.

Писхик тосалғуларға учриған уйғур яшлири ярдәмсиз қалмақта

Ислам диниға етиқад қилип кәлгән уйғурларда өлүвелиш илгири пәвқуладдә аз учрайдиған әһвал болсиму , әмма йеқинқи йиллардин буян нерва системиси нормал яшларниң өзини өлтүрүвелиши давамлиқ көрүлидиған бир хил мәсилә болуп қалмақта. Һәмдә бу кишиләрниң диққитини қозғиған бир темиға айланған болсиму , әмма уйғур елидики мунасивәтлик даириләрниң мәзкур мәсилигә көңүл бөлгәнликидин ипадә көрүнмәйду.

Чүнки биз уйғур аптоном райони мәркизи болған үрүмчидинму уйғур тилида писхика җәһәттин мәслиһәт беридиған бирәр орун тапалмидуқ.

Бәзи уйғур яшлиридин игилишимизчә, роһий бесимға бәрдашлиқ берәлмәсликтин келип чиқиватқан өзини өлтүрүвелиш һадисисиниң көпийишигә түрлүк мурәккәп амиллар сәвәб болсиму , әмма асаслиқи йәнила уйғур яшлириниң диний әқидисиниң суслишиш, сиясий , иқтисадий һәм диний бесим шундақла ишсизлиқ, үмидсизлик қатарлиқ сәвәбләр уларда түрлүк психика бинормаллиқини кәлтүрүп чиқармақта икән.

Биз үрүмчидики хитай мутәхәссисләр тәрипидин тәсис қилинған мәлум 24 саәт писхика сағламлиқи һәққидә ярдәм сораш орнидин уйғур елидики уйғур яшларниң учраватқан писхикилиқ мәсилилири һәмдә буниң сәвәблирини соридуқ.

Мәзкур мәслиһәт бериш орнида бүгүн нөвәтчиликтә турған писхикашунас мәзкур мәркәздиму уйғур тилида мәслиһәт беридиған хадим йоқлуқини, пүтүн уйғур елидиму йоқлуқини пәқәт алий мәктәпләрдә писхика кәспи дәрс оқутқучилириниң оқуғучиларға мәслиһәт беридиғанлиқини әмма, бу җәһәттики мулазимәтниң техи җәмийәткә йүзләнмигәнликини , шу сәвәбтин җәмийәттики кишиләрниң роһий сағламлиқиниң йәнила бу саһәдә нәзәрдин сақит қилиниватқанлиқини ейтти.

Униң билдүрүшичә, писхик җәһәттин мәслиһәт бериш орунлири һәммиси хитай тилида мәслиһәт беридиған болуп әгәрдә башқа тилда сөзлишидиған аз санлиқ милләт кишилири ярдәм соримақчи болса , чоқум хитай тили билиши шәрт икән. У йәнә бу хил мәслиһәт сораш орунлириға асасән мәдәнийәт сәвийиси бир қәдәр юқири хитай тили һәмдә писхика пенидин хәвири барлар телефон қилиду, дәйду .

Уйғурларниң миллий һәм диний кимлики уларниң роһий сағламлиқидики муһим амил

Биз бу хадимдин уйғур яшлиридики писхика сағламлиқ һәмдә өлүвелиш һадисилири һәққидә немиләрни билидиғанлиқини , уйғур яшлириниң роһий сағламлиқиға немиләрниң асаслиқ тәсир көрситиватқанлиқини соридуқ.

У өзиниң бир қанчә йиллиқ давалаш тәҗрибисигә асасән һес қилғанлирини сөзләп " мениң тәҗрибәмгә қариғанда , уйғурларда өзини өлтүрүвелиш нисбитини пүтүн мәмликәткә селиштурғанда әң төвән дейишкә болиду . Чүнки уйғур яшлири учраватқан риқабәт бесими хитай өлкилиригә қариғанда еғир әмәс, уйғурларниң мәдәнийәт , диний арқа көрүнишиму уларниң қиммәт қаришида муһим рол ойнайду ,ислам дининиң тәсири билән улар маддий турмушни унчә муһим билмәйду , мәнивий җәһәттин өзини асан қандуруш хусусийити бар, шуңа роһий җәһәттин өзини башқа мәдәнийәт тәсиридики милләтләргә қариғанда хошал туталайду . Шуңа бу уларниң писхик җәһәттин сағламлиқиға иҗабий тәсир көрсәткән. Бәлким буму уйғурларда өлүвелишниң башқа милләт кишилиригә қариғанда аз учрайдиғанлиқиниң бир сәвәбидур"деди.

У ахирида йәнә , уйғур елидә инсан писхик сағламлиқи кәспиниң тәрәққиятиниң нисбәтән арқида икәнликини тәкитләп: "җуңгоға нисбәтән писхик сағламлиқидин ибарәт кәсип кейин ечилған һәмдә тәтқиқ қилиниватқан йеңи бир кәсп болғачқа , уйғур елидә бу техиму кейин башланди . Биз бу җәһәттә кәспи хадим һәмдә мутәхәссисләрниң көпләп йетишип чиқишиға муһтаҗ . Инсанларда сағлам писхика болғандила сағлам җәмийәт яриталайду . Сағламлиқ сағлам қәлбтин башлиниду " деди .

Уйғур елидә писхик сағламлиқ техи кәмтүк бир саһә

Инсанларға писхик сағламлиқ җәһәттә мәслиһәт бериш вә ярдәм бериш хәлқарада системилашқан бир саһә , улар роһий җәһәттин бинормаллиқниң алдини елишта мәслиһәт бериш килиникилиқ давалаш , писхикилиқ давалаш түрлирини кәң қолланған . Һәтта мәхсус өзини өлтүрүвелиш кризисидин қутқузуш тармақлириму тәсис қилинған . Улар бу җәһәттә конкрет тәдбир һәм хизмәтләрни ишлигәндин сирт , тәшвиқатниму күчәйтип елип бариду.

Әмма уйғур елидә милләт , етник гуруппиларға айриған һалда инсанларниң писхикилиқ һалити һәққидә илмий тәтқиқат елип баридиған орунму қурулмиған болуп , гәрчә кишиләрниң ағзида уйғурлардиму өзини өлтүрүвелиш әһваллириниң көп көрүлүватқанлиқи һәққидә муназириләр болсиму , әмма бу җәһәттә ениқ вә илмий бир мәлуматқа игә болуш мумкин болмиди.

Инсанларниң өзини өлтүрүвелишиға түрлүк түмән хил сәвәбләрни көрситиш мумкин

Җәмийәтшунаслар буни иҗтимаий паҗиә , җәмийәт тәрипидин етирап қилинмиған һәм өзини етирап қилиш җүрити аҗизлиқтин келип чиқидиған паҗиә десә, бәзи писхика алимлири, инсанларниң өзини өлтүрүвелишини алдин роһий җәһәттин өлүш , андин роһтин айрилған тининиму үмидсизлик, өзини йеңәлмәслик вә мәғлубийәт сәвәблик җенидин айриштин ибарәт пүтүнләй үмидсизлинишниң ақивити дәп баһа бериду , бәзи алимлар йәнә , буни динсизлиқ , динға асийлиқ қилиш шундақла роһий гадайлиқниң ипадиси дәп баһа бериду.

Дуня сәһийә тәшкилати писхик сағламлиқни бир сәһийә мәсилиси сүпитидә қарайду шундақла инсанларни өз роһий сағламлиқиға етибар бериш билән тәң , инсанларниң бир ‏- биригә инсаний меһри-муһәббәт билән муамилә қилип көңүл бөлүшкә ,қәлб түгүнлирини йешишкә ярдәм беришкә ,тәсәлли беришкә һәмдә үмидлик яшашқа чақириду.

Уйғурларниң" җаһан саңа бақмиса ,сән җаһанға бақ..."Дәйдиған һикмәтлириму шуниңға охшаш үмидлик яшашниң нәқәдәр муһимлиқи тоғрисидики һаят пәлсәписи болса керәк. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.