Уйғурларда саламлишиш әнәниси
2007.07.02
Уйғурларда икки киши өз ар учрашқинида бир- биригә салам бериш адити әң қәдимий әнәниләрдин санилип кәлмәктә. Уйғурлар саламлишишни миллий әхлақ вә диний қаидә йосун қатаридин санайду. Саламлишиш кишиләр оттурисида меһри - муһәббәтни давам қилдуруш вә көңүлләрни җәлп қилишта әң зор сеһрий күчкә игә бир иштур. Инсанлар арисида бир- бири билән саламлишиш адити улар барлиққа кәлгәндин бери мәвҗут болуп кәлгән болсиму, уйғурларда өз ара саламлишишниң әһмийити чоң, мәзмуни наһайити молдур.
Уйғурларда саламлишишниң өзгичилики
Уйғурларда саламлишиш бәзидә қол елишип, бәзидә қучақлишип көрүшүш йоли билән болиду. Даим көрүшүп туридиғанлар арисида қол елишип көрүшүш қисқартилиду. Қучақлишиш техиму қисқартилиду. Бәзиләр бир тәрәптин саламлишип, бир тәрәптин оң қолини көкрәккә қойиду. Бу саламниң чин йүрәктин чиққанлиқини, чин дилидин аманлиқ тилигәнликини ипадиләйду. Бәзиләр оң қолини берип көрүшүп, сол қолини қарши тәрәпниң оң биликигә қойиду. Бу бәдәнниң бир пүтүнликини вә саламлашқучиларниң худди бир аилә кишилиригә охшаш йеқин икәнликини ипадиләйду.
Саламлишишниң қаидиси
Мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ вәтәнпәрвәр яш алим сираҗиддин әзизи саламлишишниң қаидә - йосунлири үстидә тохтилип мундақ деди: " саламни аввал башлаш сүннәт болса, уни қайтуруш пәрздур. Аллаһ тала қуран кәримдә мундақ дегән:" силәргә бирав салам бәрсә, униңға техиму яхши салам билән җаваб бериңлар яки униң салимини әйнән қайтуруңлар"дәп көрсәткән. Айәттики, техиму яхши салам билән җаваб бериш "әссаламу әләйкум йәни(аллаһниң аманлиқи силәргә болсун)"дәп салам бәргән кишигә: "вәәләйкум әссалам, вәрәһмәтуллаһи вә бәрәкатуһу йәни(аллаһниң аманлиқи, рәһмити вә бәрикити силәргә болсун)" дәп җаваб қайтуруш, саламини әйнән қайтуруш дегәнлик:" вә әләйкум әссалам йәни(силәргиму аллаһниң аманлиқи болсун)"дәп җаваб қайтуруштур."
Сираҗиддин һаҗимниң ейтишичә, салам бәргүчи гәрчә ялғуз бирла киши болсиму, униң салимини қайтурушта "әләйкум"йәни(силәргә...)Дәп қайтурулиду. Чүнки қарши тәрәп "көпчилик"ниң вәкили дәп қарилиду. Буниңда мусулманлар оттурисидики баравәрлик вә бирлик әкс әттүрүлгән.
Мусулманларда саламлишишниң әһмийити
Икки киши учрашқинида бир - биригә салам бериши дуняда һәрким яқтуридиған гүзәл әхлақ вә есил пәзиләттур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән:" бир мусулманниң йәнә бир мусулманға өтәшкә тегишлик һәқлири 6 болуп, улар: учрашқанда салам бериш, чақирса бериш, нәсиһәт сориса нәсиһәт қилиш, чүшкүрсә "әлһәмду лиллаһ"дейиш, кесәл болуп қалса йоқлаш, өлүп кәтсә намизиға бериш."
Пәйғәмбәр әләйһиссалам йәнә мундақ дегән:" силәр мөмин болмиғичә җәннәткә кирәлмәйсиләр, бир - бириңларни сөймигичә мөмин болалмайсиләр. Силәргә бир- бириңларни сөйидиған ишни көрситип берәйму? ундақта, араңларда саламлишишни омумлаштуруңлар."
Пәйғәмбәр әләйһиссалам йәнә бир һәдисидә:" силәргә йәһудийлардин яки христианлардин бири салам қилса, силәрму уларға" оә әләйкум (йәни: силәргиму шундақ болсун)"дәп җаваб қайтуруңлар"дәп көрсәткән.
"Ислам"сөзи билән "салам" сөзиниң әрәбчә түп йилтизи бир болуп, һәр иккиси "тинчлиқ" дегән мәнини ипадиләйду. Бу мусулманлиқниң тинчлиқни тәшәббус қилидиғанлиқини ипадилигинидин ташқири, саламлишишниң нәқәдәр муһим икәнликини билдүриду. Саламлишиш пүтүн инсанийәтниң нәзиридә әң есил әнәнә санилидиған, һечқандақ чиқим тәләп қилмайдиған, өзи асан, пайдиси интайин мол бир иштур.
Салам беришниң тәртипи
Салам бериштә кичикләр чоңларға, өтүп кетиватқанлар олтурғанларға, азсанлиқ көп санлиққа вә қатнаш үстидикиләр пиядиләргә салам бериду. Шундақла сирттин кәлгәнләр шу йәрдикиләргә, әрләр аялларға, ери аялиға, меһман саһибханға салам бериду.
Уйғурлар әзәлдин өзара салам беришкә етибар берип кәлгән хәлқ болуп, өзара һөрмәт қаидә -йосунлирини ипадиләйдиған ибариләргә вә ипадиләш усуллириға бай. (Тохти)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайда һазир қандақ мәдәнийәт асасий орунда туриду?
- Уйғурларда пакизлиқ мәдинийити
- Уйғур елидики тунҗи тарихий музей
- Уйғурларда уруқ туғқанлиқ адәтлири
- Уйғур тебабәтчилики хәтәрлик әһвалда қалмақта
- Уйғур енсклопедийиси қандақ тунҗуқтурулди ?
- Қирғизистанда милләтләр мәдәнийәт байрими өткүзүлди
- Алматида уйғур тарихиға аит көргәзмә ечилди
- Мюнхенда мәшрәп башланди
- Лондонниң мәркизидә уйғур нахша-музикиси яңриди
- Канададики уйғурлар хәлқара милләтләр мәдәнийәт байримиға қатнашти
- Норвигийидә "уйғур күни" паалийити өткүзүлди