Д у қ вәкили сәуди әрәбистанда рабийә қадир ханимниң паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди
2007.10.11
Дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди дуня уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән 12 күнлүк сәуди әрәбистан зиярити җәрянида бир йүрүш паалийәтләрни елип барған.
10-Айниң 10-күни сәуди әрәбистандин қайтип кәлгән д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди айропиландин чүшүпла зияритимизни қобул қилип, у йәрдики паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди. У радиомизға бәргән мәлуматида, сәуди әрәбистанда яшаватқан уйғурларға дуня уйғур қурултийиниң шундақла д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң дуняда елип бериватқан паалийәтлири һәққидә мәлумат бәргәнликини, сәуди әрәбистандики уйғурларға дуня уйғур қурултийини әтраплиқ чүшәндүргәнликини ейтти.
Сейит түмтүрк әпәнди йәнә сөзидә, сәуди әрәбистан зиярити җәрянида дуня ислам қурултийи тәшкилатиниң мусулман болмиған дөләтләрдә аз санлиқ милләт сүпитидә яшаватқан мусулманларға мәсул хадими әли дәмирчи әпәнди билән көрүшүп, шәрқий түркистандики мусулманлар дучар боливатқан инсан һәқлири дәпсәндичилик әһваллири һәққидә мәлумат бәргәнликини, шундақла уларниң һесдашлиқини қолға кәлтүргәнликини ейтти.
юқиридики улиништин, әркин таримниң сейит түмтүрк әпәндиниң сәуди әрәбистан зиярити һәққидә елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Д у қ баш катипи долқун әйсаниң йеқинқи бир қатар паалийәтлири һәққидә сөһбәт
- Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
- Буш билән ху җинтав сәзгүр мәсилиләрдә пикир алмаштурди
- Түркийә парламент әзаси танәр йилдиз әпәндиниң уйғурлар һәққидә ейтқанлири
- Д у қ вәкиллири түркийә парламентини зиярәт қилди
- Сәуди әрәбистанидики уйғурларниң гражданлиқ мәсилиси
- Һәрбий маневир вә олимпик билән уйғурларниң мунасивити
- Франкфорттики уйғурлар дала сәйлиси өткүзди
- Д у қ "2008 - йиллиқ бейҗиң олумпикигә қарши комитети" ниң паалийәтлири җанланмақта
- Д у қ ниң иккинчи нөвәтлик иҗраийә комитети йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти
- 2008 - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқисиға қарши чуқан күчәймәктә
- Мәккидики уйғур вәхпә биналириниң тарихи