Сәуди әрәбистанидики уйғурларниң гражданлиқ мәсилиси


2007.08.23

Уйғурларниң сәуди әрәбистанға йәрлишиш тарихи узун йиллиқ тарихқа игә болуп, 19- әсирдин тартип уйғурлар бу мәмликәттә йәрлишишкә башлиған икән. Әмма, уйғурларниң бу җайға әң көп йәрлишиш әһвали 1949- йилдин кейин болған икән. Һазир сәуди әрәбистанда, тәхминән 40 миң әтрапида уйғур яшайдикән. Улардин биринчи вә иккинчи әвлад уйғурлар асасән сәуди әрәбистани гражданлиқини елип болған икән. Бу мәмликәтниң граҗданлиқини алмиған уйғурларму сәуди әрәбистан һөкүмитиниң етибар беришиға еришип, бу җайдики башқа чәт әлликләргә нисбәтән чоң имтиязларға игә болуп кәлмәктә икән.

Сәуди әрәбистанниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә туғулған абдурәуп һаҗим сәуди әрәбистаниға дәсләп кәлгән уйғурларниң шу вақиттики осман империйисиниң граҗданлиқини алғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди:" тәпсилий тарихини билмәймән. Әмма у вақитларда шәрқий түркистандин бу мәмликәткә келидиғанларниң сани интайин аз иди. У заманларда қатнаш ишлирида қийинчилиқ болғанлиқи үчүн, йилиға 4- 5 адәм келәтти. Униңдин көп кәлмәйтти. Кәлгәнләрниң һәммисидә осман империйисиниң вәсиқиси бар иди. Чүнки у вақитларда мәккә мукәррәмә вә мәдинә мунәввәрә шәһәрлири осман империйисиниң башқуруши астида иди. Шуңа бу җайдикиләрниң һәммиси осман империйисиниң гражданлиқида иди."

Сәуди әрәбистанда туғулған уйғурлар асасән бу мәмликәтниң граҗданлиқини елип болған

Абдурәуп һаҗим сәуди әрәбистандики биринчи вә иккинчи әвлад уйғурларниң асасән сәуди әрәбистан граҗданлиқини елип болғанлиқи вә бәзи уйғурларниң бу мәмликәтниң гражданлиқини алалмиғанлиқиниң сәвәби һәққидә мундақ деди:" биринчи вә иккинчи әвлад уйғурлар ниң көпинчиси бу мәмликәтниң граҗданлиқини елип болған. Әмма алалмиған бир қисим уйғурларниң бәзиси өзлириниң әйни вақитта бу мәмликәтниң гиражданлиқиға өтүшни халимиғанлиқи яки бу ишқа көңүл бөлмигәнлики, бәзиси билимсизлик яки аңсизлиқтин бу ишниң арқисидин маңмиған вә ата - анилири гражданлиқ елиш ишлириға әһмийәт бәрмигән сәвәбләрдин улар алалмиған."

Өтмүшләрдики уйғурларниң көпинчиси гражданлиқ елишни халимайтти

Уйғурлардин бәзи пешқәдәмләрниң ейтишлириға асасланғанда, сәуди әрәбистан һөкүмити қурулуп, хели узун йилларғичә, бу мәмликәтниң гиражданлиқиға өтүш ишлири бәкму асан болған икән. Һөкүмәт өзи бу җайдики чәт әлликләрни гражданлиқ елишқа тәшәббус қилидикән.

Әмма бу җайдики уйғурларниң көпинчиси өз вәтинимизгә қайтип кетимиз дегән нийәт билән турғанлиқтин, кейинчә юртиға қайтип кетәлмәсликидин әнсирәйдиған балиларчә хияллар билән бу мәмликәтниң гиражданлиқиға өтүшни халимиған икән. Һәтта, бир вақитларда һөкүмәт даирилири шәһәрләрдики хәлқ базарлириниң дәрвазилирини тақивелип, базардикиләрни қоршап туруп мәҗбурий һалда гражданлиққа яздурған ишларму болуп өткән икән. Шу вақиттики мәҗбурларшта өзлири халимисиму бу мәмликәтниң гиражданлиқиға өтүп қалған уйғурларму көп икән.

Уйғурлар бу мәмликәттә алаһидә имтиязға игә

Абдурәуп һаҗимниң ейтишичә, сәуди әрәбистан һөкүмитиниң қурғучиси қрал абдуләзиз дин башлап һазирғичә кәлгән қраллар уйғурларға алаһидә меһрибанлиқ көрситип кәлмәктә икән. Болупму, 1949- йилдин кейин уйғур елидин панаһ издәп бу мәмликәткә кәлгән уйғурларниң көпинчисигә сәуди әрәбистан граҗданлиқини бәргән. Гражданлиқ елишни халимиған яки бу һәқтә тәләп тәқдим қилмиғанларға 4 йилда бир қетим узартип туридиған даимий туруш рухсити бәргән .

Һәтта қолида тәйвәнниң яки хитайниң паспорти болмиған уйғурларғиму туруш рухсити берип бешини силиған икән. Адәттә, сәуди әрәбистанниң қануни бойичә, бу мәмликәттә турған һәр қандақ бир чәтәлликниң туруш рухсити һәр икки йилда бир қетим алмаштурилиду. Әмма шу вақиттики уйғурларға һәр төт йилда бир қетим узартип туридиған даимий туруш рухсити берилгәнлики әмәлийәттә уйғурларға болған чоң ғәмхорлуқ иди.(Тохти)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.