Мәккидики муһәммәд яқуп бек бәдәвләт вәхписи


2007.06.28

Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридики муһәммәд яқуб бек вәхписи сәуди әрәбистани тәвәсидики пүтүн вәхпиләрниң әң мәшһурлиридин бири болуп, бу вәхпә уйғур елидин һәҗ вә өмрә үчүн келидиған уйғурлар ниң йетип қопуши үчүн бирдинбир қараргаһ болуп кәлмәктә.

Муһәммәд яқуп бек бәдәвләт вәхпсини әтраплиқ чүшинишимиз үчүн гәпни алди билән бу вәхпини тәсис қилғучи муһәммәд яқуп бек бәдәвләтниң тәрҗимиһали үстидә қисқичә тохтилишимизға тоғра келиду.

Мәккә мукәәрәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдулһәким һаҗим яқуб бек вәхписини тонуштуруп мундақ диди: " муһәммәд яқуп бек бәдәвләт ғәрби түркистанниң мәркизи болған ташкәнт тәвәсидики пискәнт районида, мәрипәтпәрвәр бир аилидә дуняға көз ачқан. У кичикидин башлап палванлиқ билән мәшһур болған.

Түрлүк исииқ - соғақларни бешидин кәчүргән. Нурғун урушларға биваситә қоманданлиқ қилған вә нурғун қетим турмиларға суланған, нәтиҗидә оттура асия тәвәсидә мәшһур сиясийон болуп тонулған. Кийин у нәзирини шәрқи түркистан тәрипигә қаритип, у тәрәпкә йүрүш қилиш нийитидә боливатқан күнләрниң биридә шәрқи түркистандин ғәрби түркистанға әлчиләр өмики келип шәрқи түркистанниң талантлиқ бир қуманданға моһтаҗ икәнликини оттуриға қойғанда шу вақиттики ғәрби түркистан әмирлири тәрипидин уни шәрқи түркистанға әвәтиш қарар қилинған.

Муһәммәд яқуп бек қәшқәргә йетип кәлгән мәзгилдә шәрқи түркистанниң вәзийити наһайити қалаймиқан иди. У нурғун күч сәрп қилип шәрқи түркистандики чоң алтә шәһәрни бирликкә кәлтүрүп, пүтүн шәрқи түркистанға (1863- 1877) әмир болған. У шу дәвридики түркийә вә һиҗаз (сәуди әрәбистани) қатарлиқ ислам әллиригә әлчиләр өмики әвәтип һәр қайси дөләтләрниң етирап қилишиға вә қоллишиға еришкән."

Вәхпиниң тәсис қилиниши

Абдулһәким һаҗим йәнә мундақ диди: " муһәммәд яқуп бек сәуди әрәбистаниға мәхсус вәкилләр өмики әвәтип һәрәм шерипкә йеқин орундин бир бина сетивелип уни туркистандин сәуди әрәбистаниға һәҗ пәрзини ада қилишқа кәлгән һаҗилар үчүн вәхпә қилишқа буйриған.

Вәхпиниң орни

Вәхпиниң әслидики орни мәккә - мукәррәмәдики мәшһур даруттәвһид бинасиниң удулида йәни ибраһим хелил йоли бойида болуп, һәрәм шәрип билән болған арилиқи 30 метир әтрапида иди, кийин бу вәхпини ясаш вә тәрәққи қилдуруш үчүн бир ширкәткә он йиллиқ дегварға берилип униң пайдисиға дәввар кодәй дегән орундин алтә қәвәтлик бир бина сетивелинған, дәввар кодәйдики бу вәхпә билән һәрәм шерипнң арилиқи үч йерим кило метир әтрапида келиду. Бу вәхпигә тәхминән миң киши сиғиду, бу вәхпиниң йерими өзбек һаҗилириға, йерими уйғур һаҗиларға тәқсим қилинған болуп, бу шәрқи вә ғәрби туркистандин кәлгән һаҗиларға уйғур вә өзбекләр оттурисидики қериндашлиқ риштисини тунутидиған әһмийәтлик вәхпә һесаблиниду."

Вәхпә һәққидики талаш тартишлар

Абдулһәким һаҗим йәнә мундақ диди: " бу вәхпә һәққидә сәуди әрәбистандики уйғур вә өзбек қериндашлар оттурисида бәзи талаш тартишлар йүз бәргән. Уйғурлар: бу вәхпини шәрқи туркистандин елип келингән мәбләғгә сетивелинған, шуниң үчүн бу вәхпә уйғурларға хас вәхпә болиши лазим десә, өзбекләр: бу вәхпини тәсис қилғучи әмир өзбек болғандикин бу вәхпә өзбекләргә хас болиши лазим дегән.

Лекин сәуди әрәбистани әвқап министирлики вә али сот мәһкимисидики архип бөлүмидә сақланған әсли һөҗҗәттә: бу вәхпидин қәшқәр вә ташкәнт әһлилири истипадә қилиду дәп қәйт қилинғанлиқтин сот мәһкимисиниң: уз вақтида қәшқәр шәрқи түркистанниң, ташкәнт ғәрби түркистанниң мәркизи болған, һөҗҗәттики "қәшқәр вә ташкәнт әһлилири" дегән җүмлидин шәрқи түркистандин болған уйғурлар вә ғәрби түркистандин болған өзбекләр мәқсәт қилинған дегән һөкми билән бу һәқтики талаш тартишлар ахирлашқан.

Вәхпиниң назирлири

Бу вәхпә тәсис қилинғандин буян буниңға уйғур вә өзбекләрдин талантлиқ нурғун устазлар назир болуп кәлгән. Бу вәхпә уйғур вә өзбекләр оттурисида ортақ вәхпә болғанлиқи үчүн уйғурлар тәрипидин бир назир, өзбекләр тәрипидин бир назир тәйинлинип бир вақитта қош назир тәйинлинип кәлгән.

Бу вәхпигә һазир уйғурлар тәрипидин сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмәдики уммулқура университети тәрбийәт пакултитиниң оқутқучиси доктор абдуллитип муһәммәд балту, өзбекләр тәрипидин оммулқура университети қуран кәрим вә һәдис шерип пакултитиниң оқутқучиси доктор муһәммәд сәид һәсән бухари назир болуп туриватиду. "

Вәхпиниң хизмити

Абдулһәким һаҗимниң ейтишичә, бу вәхпә шәрқи вә ғәрби туркистандин өмрә вә һәҗгә кәлгән меһманлар үчүн вә сәуди әрәбистаниниң һәр қайси җайлирида муһаҗирәттә яшаватқан уйғур вә өзбек қериндашларниң өмрә вә зиярити үчүн һәр вақит очуқ болуп, улар үчүн һәқсиз хизмәт қилиду. Бу вәхпиниң500 дин артуқ киши сиғидиған чоң зали болуп халиғанлар той - төкүн қатарлиқ һәр хил паалийәтлирини шу залда өткүзиду.

Рамизан вә һәҗ мәвсумлирида һаҗиларға һәқсиз таам орунлаштурулуп берилиш билән биргә һаҗиларниң мәдәнийәт сапасини өстүрүши, өмрә вә һәҗ паалийәтлирини өгиниши, дини чүшәнчилирини ашуруши үчүн сәуди әрәбистанниң һәр қайси җайлиридин талантлиқ өлималар тәклип қилинип һәр хил темиларда дәрс өтилиду. Һаҗиларға һәр хил мәзмундики китаб вә лентилар һәқсиз тарқитилип берилиду. (Өмәрҗан тохти)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.