Сәуди әрәбистан һөкүмәт мәтбәәсидә бесилған тунҗи уйғурчә китаб


2007.12.31

Kitap-150.jpg
2007- Йили ноябирда сәуди әрәбистан һөкүмитиниң рухсити билән һөкүмәт мәтбәәсидә бесилған " намаз вә униң әһкамлири" намлиқ һазирқи заман уйғур тилида йезилған китаб. RFA Photo / Omerjan Tohti

Йерим әсирдин көпрәк вақиттин бери сәуди әрәбистанда уйғур муһаҗирлири өзлириниң дини вә миллий мәсилилиригә аит әсәрлирини сәуди әрәбистанниң һәрқайси җайлирида әрәб вә чағатай тиллирида нәшир қилдуруп кәлгән икән. Кейинки вақитларда, хусусән 80- йиллардин кейин һазирқи заман уйғур тилида йезилған бәзи әсәрләрму мисир, пакистан, түркийә, сүрийә қатарлиқ дөләтләрдә нәшир қилинишқа башлиди.

Китабниң тонуштурулуши

2007- Йили ноябирда сәуди әрәбистан һөкүмитиниң рухсити билән һөкүмәт мәтбәәсидә бесилған " намаз вә униң әһкамлири" намлиқ һазирқи заман уйғур тилида йезилған бу китаб сәуди әрәбистанниң һөкүмәт мәтбәәсидә бесилған тунҗи уйғурчә китаб һесаблиниду. Бу китабни бесип тарқитиш ишлирини сәуди әрәбистанниң мәдинә мунәввәр шәһиридики хотән вәқип өйиниң мәсули устаз абдулла дөләт үстигә алған болуп, һөкүмәт тәрипидин китабни бастуруш рухситини елиш вә бастуруш ишлирини бивастә өзи орундиған.

Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә турушлуқ яш алим муһәммәд нияз һаҗим бу намаз китабини тонуштуруп мундақ деди:" бу китаб уйғур елидә мусулман хәлқ миң йилдин көпрәк вақиттин бири қобул қилип кәлгән имам әзәмниң мәзһипи бойичә йезилған болуп, уйғурлар давам қилдуруп кәлгән ибадәт системилириға тамамән мувапиқ һалда һазирланған. Уйғурларға ят мәзһәпләрниң қарашлири вә ихтилаплиқ мәсилиләрдин йирақ болған. Бу китабта намазниң пәрзликидин башлап, униң буйрулушиниң һекмәтлири, мәқсәт, ғайилири, сир - әсрарлири, пайдилири, намаз оқушниң қаидә - тәртиплири вә намазларниң түрлири наһайити чүшинишлик шәкилдә изаһлап берилгән. Китабта йәнә таһарәт елиш, тәйәммум қилиш вә намаз оқуш усуллири рәсимләр билән көрситип берилгән. Һәҗми 500 бәткә йеқинлишиду."

Апторниң муқәддимиси

Муһәммәд нияз һаҗим йәнә мундақ деди: " китабиниң муқәддимисидә: 'һөрмәтлик китабхан! қолиңиздики бу китаб намаз һәққидә тәпсили йезилған һәммигә аммибаб әсәр болуп, сизниң намаз һәққидики билимләргә болған барлиқ еһтияҗиңизни қандуриду, билмәйдиғанларға өгитиду, билидиғанларниң билимини ашуриду, мукәммәлләштүриду вә уларни намаз һәққидики нурғун сир - әсрарларға игә қилиду. Бу китаб пәйғәмбиримиз һәзрити муһәммәд әләйһиссаламниң намаз һәққидә өгәткән вә көрсәткән әң ишәнчлик һәдислиригә йөләнгән вә имам әзәм әбу һәнифәниң мәзһипини асас қилған һалда йезилди. Китабтики шәриәт әһкамлириниң һәммиси мәзһәп мөтивәрлириниң вә башқа катта өлималарниң әң тоғра вә әң илғар қарашлиридин таллап елинди,' дәп йезилған."

Мәзкур китаб "турғун һаҗим вәхписи"ниң маддий ярдими билән 8000 нусха бесилған болуп, һазир уйғур елидин һәҗгә кәлгән уйғурларға мәккә вә мәдинә шәһәрлиридә һәқсиз тарқитилмақта икән. (Өмәрҗан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.