Сәуди әрәбистандики хитай ишчилириниң җинайәтлири

Бир йилдин көпрәк вақиттин бери хитай ишчилири мәккә, әрәфат, мина қатарлиқ һәҗ паалийити елип берилидиған җайларда қурулуватқан төмүр йолға ишләп кәлмәктә. Сәуди әрәбистан хәлқиниң вә дөләтниң мусулманларға болған һесдашлиқи вә йеңидин мусулман болғанларға қилидиған һөрмити, улар үчүн муһим болғини маддий ярдими бәзи хитай ишчилирини қизиқтурған болуши еһтимал.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.10.21

"Муқәддәс җайлардики төмүр йол ишчилиридин мунчә җуңголуқ мусулман болди" дегән хәвәрләр сәуди әрәбистанида чиқидиған гезит вә җурналларда һәр күни дегүдәк елан қилинип туридиған болди. Әмма, ғәйри рәсмий хәвәрләргә асасланғанда, улардин нурғунлири мусулманларни алдап өзлириниң мусулман болғанлиқини елан қилип қоюп улардин пайдилинидикән. Уларниң муқәддәс җайларда қиливатқан нашаян ишлири бу хәвәрләрни тоғрилимақта.

Хитай ишчилири муқәддәс җайларниң интизамини бузди

Лондонда чиқидиған "оттура шәрқ гезити"ниң 2010 - йили15 - өктәбир күнидики санида, "мәккә сақчилири 16 нәпәр хитай ишчини иштин һәйдиди" дегән темида бир хәвәр елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған: "мәккә райониниң сақчи идариси муқәддәс җайларниң төмүр йолида ишләватқан хитай ишчилиридин 16 кишиниң муздәлифә дегән җайда иш һәққигә наразилиқ билдүрүп қозғилип чиқип төт аптомобилни өрүп ташлап бузувәткәнлики вә муқәддәс җайларда қалаймиқанчилиқ пәйда қилғанлиқи сәвәблик иштин чиқириш вә өз вәтинигә қоғливетиш қарарини елан қилди."

Мәккә муқәддәс район сақчи идарисиниң рәсмий баянатчиси абдулмуһсин миман мундақ деди: "16 нәпәр хитай ишчисиниң иштин қоғлинип өз вәтинигә қайтурулуш қарари түнүгүн чиқирилди. Чүнки, улар иш һәққигә наразилиқ билдүрүш баһаниси билән қозғилип чиқип, икки аптомобилни өрүп ташлиған, 4 ини бузуп сундуруп ташлиған вә башқа ишчиларни иш ташлашқа тәшәббус қилип, интизамни бузған, аманлиқ ишлириға еғир дәриҗидә тәсир йәткүзгән."

Хитай ишчилириға агаһландуруш берилди

Гезиттә йәнә мундақ дейилгән: "мәккә мукәррәмә - муқәддәс район сақчи оргини әрәфат, муздәлифә вә мина қатарлиқ муқәддәс җайлардики төмүр йолда ишләватқан хитай ишчилириға мәхсус йиғин ечип, бу муқәддәс җайларда қалаймиқанчилиқ туғдуруш, амминиң нәрсә керәклирини зиянға учритиш кәчүрүлмәс чоң җинайәтләрдин санилидиғанлиқини вә мундақ қилғучиларниң дәрһал бу йәрдин йирақлаштурулидиғанлиқини әскәрткән."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.