Мәдинә ислам университетиниң тунҗи уйғур оқуғучиси

Мәдинә мунәввәрә шәһиридә қурулған ислам университетиниң тунҗи уйғур оқуғучиси мәвливи муһәммәд нияз дегән киши болуп, у ислам университетини ғәлибилик һалда алаһидә юқири баһа билән пүттүргән вә шу вақиттики сәуди әрәбистан падишаһи фәйсәлниң зор инамиға еришкән.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.05.05

1966 - Йили тәйвәндики мусулманларниң тәлипигә бинаән, уни падишаһ фәйсәл тәйвән пайтәхти тәйбей шәһиригә тәйвәнлик мусулманларниң балилирини оқутуп тәрбийиләш үчүн әвәтиду. У икки йил тәйвәндә диний хизмәт қилғандин кейин, келишим бойичә сәуди әрәбистаниға қайтип келип, мәсҗид һәрәмдә мудәррислик қилған.

Муһәммәд нияз мәвливи һәққидә көпрәк мәлуматқа игә болуш үчүн нәшриятчи абдулҗелил туран әпәндигә мураҗиәт қилған идуқ.

Абдулҗелил туран билән сөһбәт

Абдулҗелил туран әпәнди мундақ деди: "мәвливи муһәммәд нияз дегән киши әсли хотәнлик болуп, әйни вақитта қәшқәрдә оқуйдиған талипларниң көпинчиси хотәнлик иди. Муһәммәд нияз мәвливи катта алим болған киши болуп,у хотән вилайити қарақаш наһийисидә 1919 - йили һаллиқ аилидә дуняға кәлгән, 1930 - йили һиндистанға берип мәшһур " дәйюбәнд" мәдрисидә оқушқа киргән. 1937 - Йили хотән вилайитиниң муптиси вә мудәррисликигә тәйинләнгән. 1945 - Йили үрүмчидә елип берилған рәислик сайлимида муһим рол ойниған, у 1947 - йилидики, ғулҗидики шәрқий түркистан һөкүмитиниң вәкиллири билән үрүмчи қорчақ һөкүмитиниң вәкиллири оттурисида чақирилған миллий қурултайға қатнашқан болуп, қурултай аяғлашқандин кейин үрүмчидики қорчақ һөкүмәт тәрипидин 8 ай түрмигә елиниду. Түрмидин бошиғандин кейин, хотәндики аилиси билән көрүшүшкиму үлгүрәлмәстин дәрһал һиндистанға чиқип кетиду. 1951 - Йили сәуди әрәбистаниға йетип келиду."

Муһәммәд нияз мәвливиниң вапати

Абдулҗелил туран әпәндиниң ейтишичә, мәрһум муһәммәд нияз мәвливи 1947 - йили вәтинидин вә аилисидин айрилғандин бири өйләнмәстин, һаятиниң ахириға қәдәр бойтақ болуп яшап өткән болуп, 1991 - йили сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридә аләмдин өткән икән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.