Яврупа бирлики сахта маллар мәсилисидә хитайни агаһландурди


2004.11.16

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, яврупа бирликиниң йеқинда елип барған бир қетимлиқ тәкшүрүшигә асасланғанда, өткән йили, яврупа таможнисида тутуп қелинған сахта малларниң٪ 60 и хитайдин кәлгән болуп, буниң омомий қиммити бәш йерим милйон явруға тоғра килидикән.

Хәвәргә қариғанда, яврупа бирлики бу мунасивәт билән өткән һәптә сахта малларға зәрбә беридиған болупму әқлий әмгәк мәһсулатлириниң патент һоқоқиға хилаплиқ қилиш қилмишлирини үнүмлүк контрол қилишни мәқсәт қилған бир һәрикәт пиланини оттуриға қойған.

Пиланниң асаслиқ мәқсиди

яврупа бирлики комитети әмәлдарииниң билдүрүшичә, уларниң һәрикәт пилани асаслиқи сода шериклири арисида техника һәмкарлиқини вә сахта малларға зәрбә беришни күчәйтишни мәқсәт қилған. Бу пиланға асасән яврупа бирлики сестимлиқ һалда әқлий әмгәк мәһсулатлири вә башқа мәһсулатларниң патнент һоқоқиға хилаплиқ қилмишлири билән шоғулланған дөләтләргә қарита, қилчә иккиләнмәстин қош тәрәплимә вә көп тәрәплимә иқтисадий җаза йүргүзидикән. Һалбуки хитай болса бу пиланниң мәркизи қисмиға айлиниши мумкин икән.

Хитай патент һоқуқини қоғдаштики тәдбирлири аҗиз

Америка чикаго университетидики хитай ишлири вә иқтисад мутәхәссиси яң дали әпәнди хитайда мәһсулатларниң патент һоқоқиға хилап һалда маркиларни оғрилап ишлитидиған әһвалларниң еғирлиқини билдүрүп, хитай һөкүмитиниңму бу мәсилисини һис қилишқа башлиғанлиқини көрсәтти. У мундақ диди:

- Хитай һөкүмитиму һазир бу мәсилини һис қилип, сахта малларға зәрбә беридиған тәдбирләрни қоллиниватиду. Хитайдики сахта маллар асаслиқи ширкәтләр вә бир қисим йәрлик һөкүмәт даирилириниң иқтисадий мәнпәәтни қоғлашқанлиқидин келип чиқиватиду.Гәрчә хитайниң һазир иқтисадий тәрәққият сүрити интайин тез болсиму, бирақ киши бешиға тоғра келидиған дарамити нисбәтән йәнила төвән. Бундақ шараитта, һөкүмәтниң сахта малларға зәрбә бериштики вә әқлий әмгәк мәһсулатлириниң патент һоқоқини қоғдаштики тәдбирлири аҗиз келиватиду.

Сахта малларниң хитай – ғәрб мунасивитидики орни

Америка охәйо штатлиқ университетиниң хитай ишлири мутәхәссиси рән богуң әпәнди, хитайниң сахта маллири мәсилисиниң пәқәт хитай- яврупа сода мунасивитидила әмәс, бәлки хитай - америка сода мунасивитидиму бир муһим мәсилә икәнликини билдүрүп, мундақ диди:

- Хитайниң сахта маллириниң көплики һазир яврупағила әмәс, бәлки америка вә башқа дөләтләргиму баш ағриқи елип келиватиду. яврупада бу мәсилә һәммидин еғир, хитайниң сахта маллири яврупа базирида көп салмақни игәлләйду. Нимә үчүн бундақ болиду дигәндә, хитайниң иқтисадий тәрәққияти басқучларни баштин кәчүргән. Дәсләптә хитай һөкүмити нуқул иқтисадий тәрәққиятни қоғлишип, сахта малларға зәрбә бәрмигән. Буниң билән нурғунлар сахта мал ишләпчиқирип бейиған. Кийин болса, һөкүмәт бир қисим тәдбирләрни қолланған болсиму, бирақ кишиләр йочуқ тепип сахта малларни ишләпчиқиривәргән. Сахта мал ясаш хитайда бир еқимға айланған.

явропа бирликиниң еһтиятчанлиқи

Бейҗиңда зиярәттә боливатқан яврупа бирлики әмәлдариниң билдүришичә, яврупа бирлики гәрчә иқтисадий җаза қоллиниши мумкин болсиму, бирақ яврупа бирлики бу хил вастини ишлитиштин сақилинишни халайдикән. Униң йәнә көрситишичә, яврупа бирлики хитайниң икккинҗи чоң сода шерики болуп, икки тәрәпниң сода соммиси бу йил ٪ 35 көпәйгән. Шуниң үчүн, хитайниң сахта маллар мәсилисини яхши бир йол билән һәл қилиш, иккила тәрәпниң мәнпәәтигә уйғун келидикән.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң мәлуматлириға қариғанда, анализчилар нөвәттә хитайда сетиливатқан даңлиқ маркилиқ мәһсулатларниң ٪ 20 иниң сахта икәнликини, сахта малларниң нисбитиниң йәниму ешиватқанлиқини билдүрмәктә. Хәвәргә қариғанда, хитайдин яврупа базириға еқип киргән сахта маллар асаслиқи тамака, CD пиластинкилири, компийотер юмшақ диталлири вә DVD қатарлиқлар икән. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.