Яврупа иттипақи хитай мәһсулатлириниң сүпитини яхшилашни , сахта малларни қаттиқ чәкләшни тәләп қилди
2007.07.23
яврупа иттипақи истемалчиларниң мәнпәәтини қоғдаш комитетиниң мәхсус хадими меглена кунева ханим, 22 - июл күни бейҗиңда, хитай даирилири мәһсулатлириға қаратқан тәкшүрүш хизмитини күчәйтиши , болупму сахта малларға қәти чәклимә қоюши керәк дәп җакарлиди.
Истемалчиларниң бихәтәрлики билән саламәтлики биринчи орунға қоюлуши тәкитләнди
Кунева ханим, хитайда елип баридиған 5 күнлүк зияритини башлиған болуп, у бейҗиңда юқириқи сөзләрни тәкитлигән. Куневаниң ейтишичә, хитай һөкүмити явропаниң мунасивәтлик тәләплири буйичә иш елип бармиған , болупму електиронлуқ әсваплар, балилар оюнчуқлири, аптомобил үскүнилири вә башқа истимал буюмлири үстидә әтраплиқ тәкшүрүш елип бармиған.
Кунева ханим, хитайниң содида басидиған һәр бир қәдимини яхши бесишини, әң муһими ишләпчиқиришқа әһмийәт берип, истемалчиларниң бихәтәрлики билән саламәтликини қоғдашни биринчи орунға қоюшини тәкитлиди.
У сөзидә йәнә": биз гәрчә хитайниң өлчәмгә йәтмигән бир қисим маллириниң яврупа базириға киришини чәклийәлисәкму, әмма хитай базири һәмдә мәһсулатлириниң сүпитини омумйүзлүк юқири көтүрүш бизниң әсли мәқсидимиз болғанлиқи үчүн, биз йәнила яхши бир нәтиҗини көрүшни халаймиз " деди.
Бундин илгири, америка хитайниң өлчәмсиз мәһсулатлирини қаттиқ тәнқид қилған иди. яврупа дөләтлириму буниңдин әндишә қилип, хитайда ишләпчиқирилған сүпәтсиз мәһсулатларниң яврупаға киришини тосаш үчүн һәрикәт қилип кәлди.
яврупа иттипақи истемалчиларниң мәнпәәтини қоғдаш комитетиниң хадими кунева, яврупа иттипақиниң хитайға сүпәт башқуруш хадимлирини йетиштүрүш җәһәттә ярдәм беридиғанлиқини һәмдә хитай билән бу җәһәттә учур алақини күчәйтидиғанлиқини билдүрди.
яврупа иттипақи йимәктин башқа мәһсулатларниң сүпәт өлчимини тәкшүрүш органлириниң тәкитлишичә, 2006 - йили хитайдин екиспорт қилинған мәһсулатларниң %48 идә мәсилә көрүлүп , хитай сүпәт җәһәттә мәсилә еғир дөләтләр қатарида биринчи орунға қоюлған, һалбуки иккинчи орунда туридиған германийә мәһсулатлириниң аран %2 идә мәсилә байқалған.
Кунева ханим, хитайниң екиспорт мәһсулатлирида 100 дә %2 лик яхшилиниш мәйданға кәлгәнликини билдүрүш билән биргә , яврупа иттипақиниң нөвәттә техиму тез вә техиму көп яхшилинишларниң мәйданға келишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.
Панамада 100 киши зәһәрлинип өлгән
Бу йил 7 - ай америкида, хитайда ишләнгән йөтәл суюқлуқи вә бир қанчә дорилардин мәйданға кәлгән зор көләмлик зәһәрлиниш вәқәлири вә йеқиндила панамада йүз бәргән 100 кишиниң зәһәрлинип өлүш вәқәси ашкариланғандин сирт йәнә, хитай ширкәтлиридин америкиға екиспорт қилинған буғдай вә гуручтики зәһәрлик маддилар түпәйли аз болмиған һайванларниң өлгәнлики оттуриға чиққан иди.
яврупа иттипақи истемалчиларниң мәнпәәтини қоғдаш комитети, хитайниң екиспорт мәһсулатлириға қаратқан тәкшүрүш хизмитигә алаһидә көңүл бөлгәнлики үчүн, кунева ханим хитайда елип баридиған зиярити давамида , хитайниң мунасивәтлик хадимлири билән мәхсус сөһбәт елип бериштин сирт, хитайниң җяңсу өлкисидики сүпәт тәкшүрүш хадимлири билән учришип хитай мәһсулатлириниң бихәтәрлик мәсилисини музакирә қилидикән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка кеңәш палатаси хитай йемәкликлириниң бихәтәрлик мәсилисини музакирә қилди
- Хитайниң сода ишлири муавин министири сүрийидә рәсмий зиярәттә болди
- Уйғурлар һәр җәһәттин тәңсизликкә йолуқмақта
- "Америка -хитай мунасивәтлири дуняниң киләчикини шәкилләндүриду"
- Хитай-түркийә сода мунасивити
- Хитайға пайда кәлтүриватқан америка -хитай сода-иқтисад мунасивити
- Хитай даирилири уйғур дияридики бир қисим сода орунлириниң исимини өзгәртмәктә
- Хитайниң содидики сақтилиқи 8 дөләт йиғининиң муһим тәнқид темиси
- Хитай һөкүмити әрәб бирләшмә хәлипилики билән җинайи ишлар тоғрисида келишим имзалиди
- Ғәрб мәтбуатлири хитайни йемәкликләр бихәтәрлики системисини яхшилашқа мәҗбурлимақта
- Америка- хитай әллири йәнә бир нөвәтлик сода диалоги башлиди
- Дөңкөврүк һәққидә параңлар (1)