"Хитайниң мәһсулатлирини тәкшүрүш техникиси йетәрлик әмәс"
2007.07.24
Хитай екиспорт мәһсулатлириниң бихәтәрлик мәсилисидә көрүливатқан нуқсанлар болупму , сүпәтсиз вә сахта маллар, америкида күчлүк диққәт қозғаватқан бир пәйттә, яврупа иттипақи бейҗиңдин бу җәһәттики башқурушни күчәйтишни муһими мәһсулатларниң бихәтәрликини ашурушни тәләп қилди.
Хитайниң тәкшүрүш техникиси тәрәққи қилған дөләтләрниң хелила кәйнидә
Бу арида мүтәхәссисләр, хитайниң мәһсулатларниң бихәтәрлик мәсилисигә әһмийәт бериштә бир қәдәр илгирләшләрни қолға кәлтүргәнликини тәкитләп, нөвәттә хитайниң тәкшүрүш техникиси билән сүпәт өлчими қатарлиқ җәһәтләрдә тәрәққи қилған дөләтләрниң хелила кәйнидә икәнликини оттуриға қойди.
яврупа иттипақи истималчиларниң мәнпәәтини қоғдаш кометитиниң мәхсус хадими меглина кунива йәкшәнбә күни, хитайниң сахта мәһсулат вә бихәтәр болмиған мәһсулатларни ишләпчиқиридиған завут карханиларға зәрбә бериши керәкликини тәләп қилди. яврупа иттипақиниң мәзкүр хадими бейҗиңға қаратқан 5 күнлүк зиярити давамида юқириқи мәсилиләрни оттуриған болсиму , әмма хитай даирилири яврупа иттипақи оттуриға қойған тәләпләр буйичә иш көрүшкә болмайдиғанлиқини билдүрүп кәлмәктә. Чүнки яврупа иттипақи оттуриға қойған тәләпләр ичидә електронлуқ буюмлар, балилар оюнчуқи, машина әсваблири вә башқа нурғун мәһсулатлар да сақланған мәсилиләр оттуриға қоюлған.
Хитайниң өз мәһсулатлириниң бихәтәрликини ашурушқа әһмийәт беришни, сахта малларниң базарға киришини қәтий чәклишини билдүргән кунива ханим, яврупа иттипақиниң бейҗиңдин сахта вә өлчәмсиз мәһсулатларни тәкшүрүш хизмитигә һәмкарлишишни һәтта мәһсулатларни ишләпчиқиридиған завутларниң һәр бир сехлириғичә кирип тәкшүрүп бир тәрәп қилишни үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.
Зәһәрлик мадда байқалған сахта чиш пастиси
Хәлқара мәтбуатларда мексикиниң, өткән һәптә кишиләрниң саламәтликигә еғир зиян елип келидиған икки хил чиш пастисини ишлитилишни қаттиқ чәклигәнлики, буниң билән тәң әнгилийидиму зәһәрлик мадда байқалған сахта чиш пастиси байқалғанлиқи елан қилинмақта.
Хитай чиш пастисида зәһәрлик маддиларниң байқалғанлиқи ялғуз чәтәлләрдила ашкарилинипла қалмай , бәлки хитайниң өзидиму интайин еғир болуп, йеқинда уйғур илидики алавтав портидин чәтәлгә екиспорт қилинмақчи болған 10 миң йәшиккә йеқин чиш пастисиниң өлчәмгә йәтмәй, қайтурвитилгәнлик әһвали мәйданға чиққан иди.
Хитай мәһсулатлирида мәсилә еғир көрүливатқан бир пәйттә , хитай мәһсулат сүпитини назарәт қилиш вә тәкшүрүш министирлиқиниң техника хадими җу, чәтәл мәтбуатлириниң зияритини қобул қилип, һәр дәриҗилик органларниң бихәтәрлик мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүватқанлиқини билдүрди.
Техника хадим җу мухбирларға мундақ деди: "болупму бизгә охшаш мәһсулат сүпитини назарәт қилиш вә тәкшүрүш органлири, бир қатар чарә тәдбирләрни қоллинип, дөләт ичидә мәһсулатларниң бихәтәрлик мәсилисини яхшилаш хизмәтлирини яхши ишләшкә капаләтлик қилип кәлмәктә. Мениңчә, дуняниң һәммила йеридә дегүдәк мәһсулатларниң бихәтәрликидә аз - тола мәсилә бар , америка вә японға охшаш тәрәққи қилған дөләтләрдиму бу хил әһваллар көрүлүп туриду.
Мәһсулатлар үстидә тәкшүрүш хизмити елип баридиған мәзкүр хадим сөзидә йәнә мундақ дәйду": биринчидин , бизниң техникимизниң башқилардин пәрқлиқ икәнликигә иқрар қилиш керәк, бизниң пишиқлап ишләш, башқуруш, сүпәтни контрол қилиш җәһәтләрдики техникимизни яврупа вә америкиға охшаш тәрәққи қилған дөләтләр билән селиштуруш һазирчә анчә мувапиқ болмайду. Иккинчидин , бизниң хадимлиримизниң сәвийиси, техника күчи башқилардин хелила төвән , бу әмәлийәт , бирақ шуни әскәртип өтүшкә тоғра келидуки , бихәтәрлик мәсилисигә болған қараш вә һөкүмәтниң башқуруш вә назарәт қилиш чарә - тәдбирлири җәһәттә, мениңчә һечқандақ мәсилә йоқ."
450 Миң пай чақ бихәтәрлик өлчимигә йәтмигән
Хитайниң орган мәтбуати шинхуа агентлиқи йеқинда, һөкүмәт тәкшүрүш гурупписиниң хитайниң һәрқайси җайлиридики 30 ширкәт тәрипидин ясиливатқан 51 хил йүк аптомобиллириниң чақлири үстидә тәкшүрүш елип барғанлиқини елан қилип, һөкүмәт хадиминиң сөзини мундақ дәп нәқил кәлтүрди:" барлиқ аптомобил чақлириниң һәммиси өлчәмгә уйғун, тәхминән 14 % лик камир өлчәмсиз болуп, тез сүрәттә маңғанда партлап кетиш еһтималлиқи юқири, бу хил камирлар пәқәт хитайниң өзидила сетилған."
Бир қанчә һәптә илгири, америка қатнаш бихәтәрлик органлири, хитайниң иккинчи чоң чақ ишләпчиқириш ширкитиниң 450 миң пай чақни, бихәтәрлик өлчимигә йәтмигән дәп қарап йиғивалған иди. Бирақ , хитай сүпәт тәкшүрүш органлири, чақларниң америка бихәтәрлик өлчимигә тамамән уйғун келидиғанлиқи һәққидә уқтуруш елан қилди.
Америка һөкүмәт хадимлириниң пат арида бейҗиңда елип баридиған мәһсулатларниң бихәтәрликигә аит сөһбити һарписида, икки хил хитай мәһсулати америка истималчилар бихәтәрликини қоғдаш кометити тәрипидин йиғивилинди. Йиғивилинған бу икки хил мәһсулатниң бири 15 миң данә раһәтлиниш орундуқи , 220 миң данә от кесиш машиниси икән.
Мүтәхәссисләр йәнә, хитай мәһсулатлириниң хәлқара базардики абройиниң хунуклишиши, учқандәк тәрәққи қиливатқан хитай иқтисадиға сәлбий тәсир көрситиши мүқәррәр дәп әскәртиш билән биллә , йеқиндин буян америкидики хитай сода базири вә рестуранлириниң базириниң алаһидә касатлашқанлиқини тәкитлиди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- яврупа иттипақи хитай мәһсулатлириниң сүпитини яхшилашни , сахта малларни қаттиқ чәкләшни тәләп қилди
- Хитайниң балилар оюнчуқлири сәуди әрәбистани балилири үчүн хәтәр яратмақта
- Шветсийидә йүз бәргән дөләт атлиған адәм әткәсчилики
- Америка : уйғур қизларни ичкиригә мәҗбурий йөткәш адәм әткәсчиликиниң бир түри
- Америка хитайни адәм әткәсчилик содиси еғир дөләтләр тизимликигә киргүзди
- Хитайниң содидики сақтилиқи 8 дөләт йиғининиң муһим тәнқид темиси
- Уйғур ели балилириниң қәнт- гезәк вә оюнчуқлириниң көп қисми өлчәмсиз
- Сахта пулға алданған деһқанларниң мәнпәәтини ким қоғдайду?
- Канада сақчи даирлири хитайларниң сахта пластинка содисиға зәрбә бәрди
- Турпанда зәһәрлик чекимлик ясаш завути паш болди
- Хитай һөкүмити тунҗи қетим зәһәрлик чекимликкә қарши туруш җәһәттә қанун чиқармақчи
- 25 Нәпәр уйғур аял зәһәр йөткәш җәрянида бирақла тутулди
- Уйғур сиясий паалийәтчилири зәһәрлик чекимлик йөткигән уйғур аяллириниң мәсилисигә қандақ баһа бериду ?
- Америка адәм әткәсчилики мәсилиси һәққидә доклат елан қилип хитайни тәнқидлиди