Канада хитайдин келидиған малларға қарита тәкшүрүшни күчәйтмәкчи
2007.08.22
Хитайниң сахта вә сүпәтсиз маллириниң зәрбисигә учриған канада буниңға тақабил туруш үчүн мәхсус қанун турғузмақчи болмақта. Канадаға кириватқан, хитайда ишләпчиқирилған зор миқдардики мәһсулатларниң вә йемәкликләрниң сүпити шундақла бихәтәрликидә җиддий мәсилиләр барлиқи оттуриға чиққандин кейин, канада даирилири хитай маллириға қарита таможнилардики контроллуқни, сәһийә вә бихәтәрлик өлчәмлири бойичә тәкшүрүшни күчәйтидиғанлиқини билдүрди. Канада, канада даирилири хитайдин кириватқан сүпәтсиз вә зәһәрлик мәһсулатлар мәсилисидә хитай әмәлдарлири биләнму көрүшкән. Канада сәһийә министири тонй кләмәнтниң билдүрүшичә,канада, хитайдин киридиған малларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн, башқа дөләтләр билән һәмкарлишип,ортақ һәркәт елип баридикән. Униң тәкитлишичә, канада сәһийә министирлиқи канадаға кириватқан чәтәл мәһсулатлириниң сүпәт вә бихәтәрлик өткәллирини чиң тутуш үчүн, һазир йолға қоюливатқан тәкшүрүш өлчәмлири көздин кәчүридикән.
Хитай маллириниң бихәтәрлики америка, канада, мексика рәһбәрлириниң күн тәртипидә
Канада баш министири степән харпәр америка вә мексика қатарлиқ шимали америка дөләтлири билән һәмкарлишип хитайдин киридиған сүпәтсиз малларға қарши бирликтә тәдбир алидиғанлиқини тәкитлиди. Униң әскәртишичә, хитайниң сахта вә сүпәтсиз маллиридин қандақ мудапиә көрүш мәсилиси канадада өткүзүлүватқан шималий америка дөләтлири башлиқлар йиғининиң асаслиқ күн тәртиплиридин бири болған. Степән харпәр : " канадалиқлар дунядики бәзи дөләтләрдин импорт қилиниватқан мәһсулатларниң сүпәт мәсилилиригә алаһидә диққәт қилмақта. Оюнчуқлар қайтурулғини йоқ, униңдин башқа бәзи мәһсулатларму бар. Һөкүмитимиз нөвәттә буларға интайин диққәт қилмақта вә инчикиләп тәкшүрмәктә. Америка вә башқа дөләтләрму бу мәсилигә көңүл бөлмәктә. Биз шимали америка дөләтлири башлиқлар йиғини җәрянида бу һәқтә сөзлишимиз вә шималий америкиға киридиған маллар вә бу малларниң бихәтәрлик өлчәмлири һәққидики сияситимизни қайтидин бекитимиз," деди.
Канада ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, канаданиң кубәк штатиға җәм болған америка, канада вә мексика рәһбәрлириниң учришишида, бу үч дөләтниң сода, енергийә җәһәттики һәмкарлиқи, йемәкликләрниң бихәтәрлик мәсилиси, шундақла хитай вә һиндистанға охшаш иқтисадий җәһәттин йеңидин баш көтүрүватқан дөләтләр билән риқабәтлишиш мәсилилири музакирә қилинған.
Хитайниң сүпәтсиз маллири канадалиқларни қорқутқан
Канададики аммиви тәшкилатлар канада һөкүмәт даирлирини чәт' әлдин кириватқан мәһсулатниң бихәтәрликини вақти өткән қанунлар билән тәкшүрүшкә есиливелип, өз хәлқини бактирийилик маддилардин қоғдимиди, дәп әйибләп кәлмәктә.
Хитайда ишләпчиқирилған зәһәрлик йемәкликләр вә сахта маркилиқ зәһәрлик чиш пастиси қатарлиқлар канадада көпләп байқалғандин кейин көплигән канадалиқ истималчилар өзлириниң саламәтлики вә һоқуқлириниң җиддий дәхли-тәрүзгә учраватқанлиқидин әндишә қилишқа башлиған. Канада мәтбуатлиридин мәлум болушичә, 2006 - йили канада, хитайдин импорт қилған йемәклик мәһсулатлириниң омуми қиммити 756 милйон доллар әтрапида болған.
Йеқинда канадада елип берилған хитай маллириға қарита, пуқраларниң райини синаш нәтиҗисигә қариғанда,70% дин ошуқ канадалиқниң хитай мәһсулатлириға болған ишәнчисиниң йоқалғанлиқи оттуриға чиққан. Бу паалийәткә қатнашқан, %28 канадалиқ хитай маллири пүтүнләй бихәтәр әмәс, дәп җаваб бәргән болса, йәнә %33 канадалиқ хитай маллири анчә бихәтәр әмәс, дәп қариған.
Канаданиң түзүлмисидә йочуқларму йоқ әмәс
Канада хитайниң сахта маллири вә зәһәрлик мәһсулатлири зәрбисигә учриғанлиқи оттуриға чиққандин кейин, канада авам палатаси мунасивәтлик органларниң канаданиң таможнилиридики нөвәттә чәтәлдин кириватқан малларни халиғанчә тәкшүрәлмәйдиған һаләткә хатимә беридиған, йеңи таможна қанунини турғузушни тәләп қилидиған доклатни тапшуруп алған.
"Торонто стар" гезитиниң хәвәр қилишичә, хитайниң сахта вә зәһәрлик маллириниң канада базарлирини қаплап кетиши канада һөкүмитини бу йеңи таможна қанунини турғузушқа мәҗбур қилған. юқурқи хәвәрдә көрситилишичә,һазир йүргүзүлүватқан қанун бойичә, канада таможнилириниң чегрида тәкшүрүп ениқланған сахта малларни тутуп қелиш һоқуқи болмиғачқа, униң үстигә улар, чәтәлдин кириватқан малларниң %3 нила тәкшүрүш имканийитигә игә болғачқа, хитайниң сахта маллири тосалғусиз канадаға еқип киргән.
Униңдин башқа канада хан җәмәти сақчи әтрити канада таможнилири ениқлап чиққан сахта малларниң, пәқәт төрттин биринила тәкшүрәлигән. Йәнә келип, уларниң тәкшүрүш даириси бу маллар адәм саламәтлики вә бихәтәрликигә зиянлиқму йоқ яки хәлқарадики җинайәт гуруһлири елип киргәнму йоқ дегәнләр биләнла чәкләнгән. Һазирқи қанунда йәнә, сахта вә сүпәтсиз мәһсулатларни импорт қилғучиларни җинайәтчи, дәп бекитилмигәчкә бу кишиләр қануний җазаниң сиртида қалған.
Хитай маллириниң канадаға кәлтүрүватқан иқтисадий зийини еғир
К т в телевизийисидики мулаһизигә қариғанда, чәт' әлдин канада базарлириға кириватқан сахта малларниң канадаға елип келидиған иқтисади зийини йилиға 20 милярт доллардин 30 милярт долларғичә болуп, улар канада иқтисадиға җидди тәһдит шәкилләндүргән. Нөвәттә канада базарлиридики сахта вә сүпәтсиз малларниң 3 тин иккиси хитайдин кәлгән маллар икән.
Бу хил әһвал астида, канада авам палатаси вә униңға қарашлиқ комитет канадалиқларниң саламәтлики вә бихәтәрликигә, истималчиларниң һоқуқи -мәнпәәти вә иқтисадий зиянни азайтишқа капаләтлик қилидиған бир қанунни турғузмақчи болған.
Канада авам палатасиға сунулған доклатта канада таможна оргининиң хизмәт функитсийисидә ислаһат елип бериш алаһидә тәкитләнгән. Доклатта һөкүмәттин сахта вә сүпәтсиз малларни импорт қилиш вә буни топ сетиш һәрикәтлири билән шуғулланғучиларни җинайәтчи,дәп тонуш вә канада парламентиниң канада таможнисиға сахта вә сүпәтсиз малларни тәлтөкүс тәкшүрүш һоқуқи бериши,канада сәһийә министирликиниң мәхсус хадимларни сәпләп бихәтәр болмиған, импорт қилинған йемәкликләр вә дора буюмларни тәкшүрүши тәләп қилинған.Мәлуматларға қариғанда,бу қанун алдимиздики айларда тәтилни тамамлап, йеңи хизмәткә киришидиған канада парламентиниң биринчи күн тәртипидики иш болидикән.
Канада мәтбуатлириниң әскәртишичә, олимпик мусабиқиси йеқинлишиши билән хитайда ишләп чиқириливатқан мәһсулатларниң сүпәт вә бихәтәрлики мәсилиси хәлқара җәмийәтниң диққәт-етибарини техиму қозғайдикән.(Камил)
Мунасивәтлик мақалилар
- яврупада хитай маллиридин әндишә қилиш долқуни қайта қозғалди
- Америка кеңәш палата әзаси хитайни әйиблиди
- Канада мәтбуатлирида хитай мәсилилири
- Ванкувер шәһиридики уйғур вә тибәтликләр 2008 - йили олимпикни байқут қилиш намайиши өткүзди
- Канада - хитай арисидики дипломатик сүркилиш сода мунасивәтләргичә кеңәймәктә
- "Хитайниң мәһсулатлирини тәкшүрүш техникиси йетәрлик әмәс"
- яврупа иттипақи хитай мәһсулатлириниң сүпитини яхшилашни , сахта малларни қаттиқ чәкләшни тәләп қилди
- Хитайниң балилар оюнчуқлири сәуди әрәбистани балилири үчүн хәтәр яратмақта
- Һүсәйин җелил мәсилиси түпәйли хитай - канада консул ишлар келишимигә дәз кәтти
- Хитай демократлириниң нәзиридики һүсәйин җелил мәсилиси (1)
- Канаданиң 47 нәпәр пуқраси хитайда қолға елинди
- Сабиқ хитай дипломати чен йоңлин канадани зиярәт қилди