Ваң лишоңниң нәзиридики сахта рай синаш доклати


2008.01.07

Йеқинқи йиллардин буян хитайдики бир қисим алий мәктәп вә пәнләр академийилири хитайниң иҗтимаий-сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт қатарлиқ түрлүк саһәләр бойичә хәлқниң райини синаш паалийәтлирини тушму - туштин елип барғандин сирт йәнә хитай пәнләр академийилири вә дөләт ишлири кабинети түрлүк мәсилиләр бойичә ақ ташлиқ вә көк ташлиқ китаблирини елан қилиш арқилиқ хитай омумий тәрәққият қияпитини көрситип беришкә башлиди. Йеқинда җуңшән университети билән хоңкоң баптист университети бирликтә уйғур елидики 400гә йеқин уйғур вә хитай кишиниң райини синап, бу һәқтә тәкшүрүш доклатини елан қилған. Хитай язғучиси ваң лишоң мәзкур тәкшүрүш нәтиҗисиниң сахта икәнликини оттуриға қойған.

Ваң лишоңниң қаришичә, бу бир сахта рай синаш хуласиси

Хитайниң гуаңдоң өлкисидики җуңшән университети билән хоңкоң баптист университетиниң бир тәтқиқат гурупписиниң уйғур дияридики уйғурлар вә хитайлар арисида рай синаш паалийити елип барди. Мәзкур рай синашта асаслиқи уйғурларниң миллий вә дөләт кимлик чүшәнчиси айдиңлаштурулуп, мутләқ көп санлиқ уйғурниң өзлириниң "җуңголуқ болғанлиқидин пәхирлинидиғанлиқи" һәм "шинҗаңниң әзәлдинла җуңгониң бир қисими "икәнликини етирап қилидиғанлиқи хуласиланған. Әмма, бейҗиңда турушлуқ мустәқил язғучи, йеқинда " мениң ғәрбий диярим, сениң шәрқий түркистаниң" намлиқ китабини нәшир қилдурған ваң лишоң әпәнди мәзкур тәкшүрүш нәтиҗисини инкар қилип, униңда ялғанчилиқ барлиқини көрситиду.

Ваң лишоң әпәнди өзиниң " шияңгаң җуңго әдәбият университетиниң тор бетидики сахта доклат" мавзулуқ мақалисидә бу қетим елип берилған рай синаштики сахтилиқни өзиниң әйни вақитта уйғур диярида тәкшүрүшләрдә болған вақитлирида елип барған рай синашта чиқарған йәкүнлири билән селиштуриду.

Ваң лишоң җуңшән университети билән хоңкоң баптист университетиниң елип барған рай синаш нәтиҗисидә "шинҗаңдики милләтләр мунасивитигә қандақ қарайсиз" дегән соалға %79.5 Уйғурниң "наһайити яхши" дәп җаваб бәргәнликини рәт қилип, өзиниң елип барған тәкшүрүшидә %16.3 Уйғурниң "яхши" дәп җаваб бәргәнликини көрситиду. У йәнә, мәзкур райини синаш паалийитидә чиқирилған %85 уйғурниң "шинҗаң әзәлдин җуңгониң бир қисими "дәп қарайдиғанлиқини инкар қилип, өзиниң тәкшүрүшичә аран %9.3 Уйғурниң шундақ дәп қариғанлиқини билдүриду. Ваң лишоң юқирида ейтилған рай синашта " өзиниң бир җуңголуқ икәнликидин пәхирлинидиған" уйғурларниң %87.1 Икәнлики, әмма хәнзуларниң %85 болуш билән уйғурларниң хитайлардин икки прсәнт юқири болғанлиқ хуласисиниму охшашла рәт қилип, әмәлийәтниң ундақ әмәслики, өзиниң тәкшүрүшидә пәқәт %17.5 Уйғурниң шундақ һесаблиғанлиқини тәкитләйду.

Рай синашниң мәқсити мутләқ көп сандики уйғурниң мустәқиллиқни халимайдиғанлиқини көрситиш

"Шинҗаңниң әзәлдинла җуңгониң бир қисими ","уйғурларниң җуңхуа миллити" һәм " уларниң вәтининиң җуңго" икәнликини барлиқ уйғурларға сиңдүрүш һәм теңиш хитай ақ ташлиқ китаблири, тәкшүрүш һәм райини синаш нәтиҗилири шуниңдәк тарихи дәрсликлириниң алдиға қоюлған һәм алдин бәлгиләнгән, өзгәрмәс нуқтиинәзәр икәнликини билдүргән шихәнзә университетиниң сабиқ оқутқучиси, һазир америкида яшаватқан сиясий көзәткүчи илшат әпәнди, "хитай мундақ рай синаш нәтиҗилири арқилиқ мустәқиллиқни халайдиған уйғурлар аз бир қисим адәмләр, мутләқ көп сандики уйғурлар буниңға қарши, улар җуңгони һимайә қилиду, дегәнни көрситишни мәқсәт қилиду," дәйду.

Ваң лишоң әпәнди мақалисида, "хитайда һөкүмәт маслашмай туруп, миллий мәсилиләрни кәспий сәвийидә тәкшүрүш мумкин әмәс. Тәкшүрүшләрниң кәспий өлчимидин гуман қилишниң һаҗити йоқ. Доклатлардики катәкчиләр, һесаблашлар, аталғулар вә башқилар йетәрлик илмийликкә игә. Бирақ, доклатниң чиқарған тәһлил хуласисида илмийлик вә кәспийлик йоқ. Әқәллий сават арқилиқла шуни билгили болидуки, әмәлийәт пүтүнләй әксичидур. Әгәр у тәкшүрүш нәтиҗилири һәқиқәтән раст болса, у йәрдә йәнә шинҗаң мәсилиси мәвҗут болмайду, у чағда шинҗаң мәсилисини тәтқиқ қилишниң һаҗити йоқ," дәп йезиш билән мәзкур икки алий мәктәпниң тәкшүрүши хуласисиниң әмәлийәттин йирақ, сахта доклат икәнликини дәлилләйду.

Илшат әпәнди ваң лишоң әпәндиниң йәкүнлири һәққидә тохтилип мундақ деди; һәқиқәтән хитайниң мундақ рай синашлириниң тамамән сахта икәнлики, уйғурларниң һеч қачан өзиниң һәқиқий мәйданини ипадилимәйдиғанлиқи, "уйғурларниң өзлириниң җуңголуқ болғанлиқидин пәхирлинидиғанлириниң саниниң хитайлардин көп" дегән бу хил йәкүнниң сахта һәм күлкилик икәнлики, буниңға уйғурларла әмәс бәлки хитайларниң өзлириниңму ишәнмәйдиғанлиқини билдүрди.

Ваң лишоң әпәнди бундақ рай синашниң сахта болушидики мәсилиниң дәл бу ишларға һөкүмәтниң арилишиши икәнлики, тәкшүргүчи хадимлар тәкшүрүш җәдвәллирини алдин бәлгиләнгән уйғурниң толдурушиға беридиғанлиқи, хуласиниң алла бурун бекитилип болидиғанлиқини көрситип, уйғурларниң мундақ һөкүмәт қатнашқан рай синаш соаллириға өзиниң һәқиқий позитсийисини йезип, бу язғанлириниң сиясий зәрбигә учраш пакити болуп қелишидин әнсирәйдиғанлиқини чүшәндүриду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.