Хефей топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән оқуғучилар һәрикитиниң нишани сахта унванға қарши туруш
2007.11.30

Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң хефей шәһиридики топчи қисимлар иниститотида 27 - ноябир күни, оқуғучилар ичидә кәң көләмлик наразилиқ һәрикәтлири партлиған. 28 - Ноябир күни бу вәқәниң даириси мәзкур һәрбий иниститоттики 8000 оқуғучиға кеңәйгән. Уланиң һәммиси өзи халиған шәкил билән инкас қайтурған. Оқуш тохтиған. Мәктәп муһитини әнсизлик, қалаймиқанчилиқ қаплиған. Бу мәктәпниң һәммә йеридә мушвазлиқ башланған, қан төкүлгән. Мәктәп әслиһәлири бузуп ташланған.
15 Қәвәтлик оқуғучилар ятақ бинасидики оқуғучиларниң һәммиси нәнҗин һәрбий райониниң әскәр әвәтип қораллиқ бастурушидин әндишә қилип, ятақни ташлап чиқип кәткән. Бина қәвәтлиридики ишикләр чиқилған. Оқутуш бинаси вә ятақлардики нәрсә- керәкләр сиртқа чөриветилгән. Мәктәпкә киргән сақчи аптомобиллири пачақланған. Бундақ бир җиддий вәқәни шинхуа агентлиқи техичә хәвәр қилмиған. Хефей шәһиридики топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән вәқәниң көрүнүшни мушу һәрбий мәктәпниң пең фамилилик бир оқуғучиси радиомизниң хоңкоңдики мухбириға етип бәрди.
Бу һәрбий мәктәптә ялған унван алғанлар наһайити көп
Мухбиримизниң игилишичә, хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң хефей шәһиридики топчи қисимлар иниститотида үч хил оқуғучи бар. Бир хили мунтизим һәрби. Иккинчи хилдикиси йәрликтин келип оқуватқан һәрбий болмиған алий мәктәп оқуғучилири. Үчинчи хилдикилири тәрбийиләп беришкә һавалә қилинған оқуғучилар, бухилдики оқуғучилар оқуш расхотини өзи көтүриду, уларниң сани 8000.
'Һавалә қилинған оқуғучи' дәп аталған оқуғучилар ниң төт йилда төләйдиған оқуш пули 80 миң юәндин төвән әмәс. Йеқинда бу хилдики оқуғучиларниң 4 - йиллиқ синиптикилири оқуш пүттүргән. Әмма уларниң үнванини дөләтму, һәрбий қисимларму етирап қилмайдикән. Бу мәсилә 8000 оқуғучиниң қаттиқ ғәзипини қозғиған.
Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң хефей шәһиридики топчи қисимлар иниститотидики оқуғучиларниң мухбиримизға ейтип беришичә, бу мәктәптә ялған унван алғанлар наһайити көп. Бу мәсилә оқуғучиларниң ғәзипини қозғиған. Һәрбий қисимлар келип оқуғучиларни уруп мәктәптин қоғлиған, мәктәп ичидә җиддий мушвазлиқ болуп кәткән:
Биркүндин кейин мәктәп даирилири вәқә йүз бәргәнликидин тенивалди
27 - Ноябир күни бу һәрбий мәктәпниң мәлум бир хизмәтчиси мухбиримизға мәзкур һәрбий мәктәптә вәқә йүз бәргәнликини, вәқә 6 - паколтеттин партлиғанлиқини ейтқан иди.
Әмма 28 - ноябир күни, өзини муәллим, дәп атиған бир мәктәп хизмәтчиси, бу һәрбий мәктәптә берәр вәқә йүз бәргәнликидин тенивалди. У сөзидә 'бәзи оқуғучилар яхши оқумайду, уларниң башқа муддиаси бар, бундақ кишләр қаттиқ җазалиниду' деди вә мухбиримизни 'һәрбийләрниң ишиға арилашма' дәп рәт қилди.
Бу һәбий мәктәп пиланидин срт оқуғучи қубул қилип пул тепишқа киришкән, һазир унван бериш тәс кәлгән
Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң хефей шәһиридики топчи қисимлар иниститотида йүз бәргән оқуғучиларниң кәң көләмлик қаршилиқ һәрикәтлири һазирму давамлишиватиду, хитай һәрбий қисимлири бу қаршилиқ һәрикәтләрни бастуруватиду. Хитай һөкүмити болса бу һәрбий мәктәпкә даир вәқәләрни баян қилған интенет тор бәтлирини тақиди.
Хитайдики һәрбий мәктәпләрниң әһвалини пишшқ билидиған хоңкоңдики һәрбий мутәхәссис хуаң дуң әпәндиниң мухбиримизға ейтип беришичә, бу һәрбий мәктәп гәрчә хитайда бейҗиң университети, чиңхуа университетидәк болмисиму, әмма хели тәсири бар мәктәп иди. Йеқинқи йилларда, бу һәбий мәктәптә чириклишиш еғир болған, улар мәктәпниң пиланидин сирт хәлқ ичидин оқуғучи қубул қилип пул тепишқа киришкән. Һазир деплом -унван бериш тәс кәлгән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Турпандики намайиш йәнә давамлашмақта
- " Баш әгмәс милләт уйғурлар олимпикниң һарписида хитайни биарам қилмақта "
- Қирғизистан өктичилириниң наразилиқ һәрикити көпәймәктә
- Һөкүмәт вә сақчи даирилири турпанда йүз бәргән наразилиқ һәрикитини йошурмақта
- Турпанда, от апитидә зор зиянға учриғучи амма һөкүмәткә наразилиқ билдүрди
- Хитай хәлқара мәсилиләрдә адил мәйданда туруш лаяқитигә игиму?
- Франкфорт шәһиридә өткүзүлгән "уйғур мәдәнийәт һәптилики" вә уйғурлар намайиши
- Хитай дөләт байрими тоғрисида қәһриман ғоҗамбәрди билән сөһбәт
- Хитай һөкүмитигә қарши вашингтонда намайиш
- 1 - Өктәбир, голландийидә хитай һөкүмитигә қарши намайиш өткүзүлди
- Хитай һөкүмитигә қарши германийидә намайиш
- Әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида намайиш
- Норвигийидә хитай һөкүмитигә қарши намайиш
- Хитай һөкүмитигә қарши канадада намайиш