Хитай саяһәтчилириниң мәдәнийәтсиз қилмишлири яман тәсирләрни пәйда қилмақта
2007.05.09
Хитайниң 1 - май алтун саяһәт һәптилики ахирлашти. Хитай даирилириниң хәвәрлиригә қариғанда бу йиллиқ май саяһәт һәптилики саяһәткә чиққан адәм сани , саяһәтчилик кирими, саяһәт һәптилики обороти җәһәтләрдә алтун саяһәт һәптилики йолға қоюлғандин буянқи әң юқири рекортни яратқан.
Әмма, шуниң билән биргә хитай һәмдә башқа тиллардики тор бәтләрдики мулаһизиләрдин мәлумки, бу май саяһәт һәптиликидә хитай саяһәтчиләрниң қәдими тәккән саяһәт орунлири охшимиған дәриҗидә бузғунчилиқларға учриған. Әлвәттә уйғур елидики гүзәл саяһәт орунлириму буниңдин мустәсна әмәс.
Саяһәт нуқтилири бузғунчилиқ бәдилигә саяһәттин кирим қилмақта
Хитай һәм уйғур тор бәтлиридин мәлум болушичә, уйғур ели саяһити нөвәттә хитай саяһәтчиләрниң барғанчә диққитини тартқан болуп , бу қетимлиқ май алтун саяһәт һәптиликидә уйғур елиниң һәр қайси гүзәл мәнзирилик саяһәт нуқтилири, нуқтилиқ асарә - әтиқә орунлири һәмдә алаһидә саяһәт түрлири орунлаштурулған җайлар һәтта шәһәр ичидики бағчиларму көп сандики хитай өлкилиридин кәлгән саяһәтчиләрдин тәркип тапқан адәм деңизиға толған.
Шинҗаң гезитиниң 8 - майдики хәвиридә көрситилишичә , уйғур ели статистика идарисиниң бәш нуқтилиқ саяһәт орнида елип барған тәкшүрүшиниң нәтиҗисидә мәлум болушичә, бу бир һәптидә уйғур ели хитай өлкилиридин күтивалған саяһәтчиләр сани 844 миң адәм- қетимға йәткән. Күндилик саяһәтчиләрниң юқири басқучида әң көп болғанда 548 миң 600 адәм - қетимға йәткән.
Саяһәтчиләрниң ешишиға әгишип гәрчә бу саяһәт һәптиликидә саяһәтчилик кирими 400милйон йүәндин ашқан - саяһәтчиләр қәдими уйғур елиниң бу саяһәт нуқтилириға иқтисади кирим елип кәлгән болсиму , шуниңға тәтүр танасип һалда йәнә илгирикидинму еғир дәриҗидә булғиниш һәм бузғунчилиқларни қалдурған .
"Хитай саяһәтчиләрниң муһит сақлаш еңи, сапасиму йоқ"
Уйғур елидики тәңри көли, қанас көли һәмдә нарат яйлиқи қатарлиқ қайта һасил қилғили болмайдиған тәбий мәнзирилик җайлири алаһидә нуқтилиқ саяһәт орунлири сүпитидә техиму көп ,йәни меһман күтүвелиш өлчимидин һалқиған һалда саяһәтчиләрни қобул қилишқа мәҗбур болған, саяһәт долқуни ахирлашқандин кейинки бу җайлар нөвәттә әхлақсиз, мәдәнийәтсиз саяһәтчиләрниң қалдурған әхләтлири билән толған орунларни , бузулған муһитни түзәш үчүн мәшғул болмақта икән.
Уйғур елидики мәлум муһим саяһәт нуқтилириниң биридә муһит қоғдаш үчүн хизмәт қиливатқанлиқиға 27 йил болған бир уйғур киши нөвәттә саяһәт районлириниң алтун саяһәт һәптиликидә учраватқан муһит мәсилилири һәққидә зияритимизни қобул қилип, "хитай саяһәтчиләрниң муһит сақлаш еңи, сапасиму йоқ," деди.
Мәдәнийәтсиз саяһәтчиләр дуняни бизар қилмақта
Саяһәтчилик хитай мәдәнийитигә нисбәтән йеңи уқум болсиму , хитай иқтисадиниң йүксилишигә әгишип хитай хәлқиму саяһәткә чиқишни тезла қобул қилди. Әмма, уларда техи мукәммәл саяһәт мәдәнийити йетилгини йоқ , шуңа хитай саяһәтчилириниң тәсириму интайин яман болмақта.
Бейҗиң күндилик гезитиниң 30 - април санида хитай саяһәтчиләрниң образи һәққидә берилгән бир мақалидә ейтилишичә , бәзи дөләтләрдики саяһәт орунлири һәмдә дәм елиш вә ғизалиниш орунлирида мәхсус " җуңголуқ саяһәтчиләр үчүн" дәп айрим районларни бәлгиләп қоюлған.
Бу қилмиш, җуңголуқларға алаһидә етибар бәргәнликниң бәлгиси болмастин , бәлки хитай саяһәтчиләрниң юқири авазда гәп қилип, соқушуп, паскина қилип, башқа саяһәтчиләргә тәсир йәткүзүшиниң алдини елиш үчүн амалсиз қолланған тәдбир икән .
"Җуңголуқлар техи саяһәт қилидиғанға балдур"
Йеқинда явропада елип берилған һәр қайси дөләтләрниң саяһәтчилирини баһалашқа мунасивәтлик райи синашта , хитайлар дуня буйичә әң мәдәнийәтсиз саяһәтчиләр болуп баһаланған.
Хитай саяһәтчиләрниң юқири авазда гәп қилиш, муһит тазилиқини асримаслиқ, қатнаш қаидилиригә, вақитқа риайә қилмаслиқ, урушқақлиқ, гүл гея , тәбий һайванатларни асримаслиқ , асарә - әтиқиләрни қоғдимаслиқ, йимәкләрни исрап қилиш, аммивий сорунларниң җимҗитлиқи , тәртипини бузушқа охшаш җәмийәт әхлақиға яд қилмишлири чәтәлләрдиму қаттиқ бизарлиқ һәм сәскиниш пәйда қилған.
Хитайниң иқтисади билән хәлқниң сапаси йәни мәдәнийтиниң тәрәққиятидики тәңпуңсизлиқ саяһәт саһәсидиму ениқ ипадилинип турған болғачқа , бәзи хитай мулаһизичилири өзлириму " җуңголуқлар техи саяһәт қилидиғанға балдур " дәп оттуриға қоймақта. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Тәңритағлиридики музлуқларниң көлими кечиклимәктә
- Қазақистанлиқ геологниң уйғур ели зияритидин кейинки тәсирати(3)
- Қазақистанлиқ геологниң уйғур ели зияритидин кейинки тәсирати(2)
- Қазақистанлиқ геологниң уйғур ели зияритидин кейинки тәсирати(1)
- Хитайниң саяһәтчилик ишлири гүлләнгәнсери уйғурлар арқида қалмақта
- Хитай - канада сода һәмкарлиқи вә саяһәт келишими музакирә қилиниду
- Қанас райони саяһәтчиләр тәрипидин вайранчилиққа учримақта
- Хитай, уйғур аптоном районида муз тағ саяһитини чәклиди
- Саяһәтчиләр тәңритеғиниң муз чоққилириниму әхләтханиға айландурмақта
- Қанас чәтәллик саяһәтчиләр беришқа тегишлик җай дәп баһалинип, алтун мукапатқа еришти
- Тәңритағ қарләйлиси хитай көчмәнлири тәрипидин булаң - талаң қилинмақта
- Канада – хитай саяһәтчилик келишими, канадада күчлүк инкас пәйда қилмақта