Афғанистандики сайлам әһвалидин йеңилиқлар


2004.10.18

Афғанистанға елип берилған сайламниң нәтиҗиси икки һәптидин кейин елан қилинидикән. Сайлам җәрянида һәм сайламдин кейин бу қетимлиқ сайламға тосқунлуқ қилидиған хилму – хил һәрикәтләр йүз бәрди.

Бу қетимқи сайлам намзатлиқиға аялларму қатнашқан болуп, бу афғанистан тарихида йеңилиқ болуп һесаблиниду. Өзини намзатлиққа қойған мәсудә җалал сайламда хели муһим орунни игилигән болуп, у мухбиримиз өмәр қанатқа тунҗи қетим өзиниң өзбек икәнликини ашкарилиди.

Буниң тәпсилатини афғанистандики мухбиримиз өмәр қанат билән мухбиримиз әқидәниң телефон сөһбитигә диққәт қилиң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.