Иҗтимаий суғурта мәсилиси америка прездент риқабитидики мәркизи темиға айланди
Америка презденти җорҗи буш билән кеңәш палата әзаси җон кәрей оттурисидики риқабәт америкиниң ички мәсилилири бойичә кәскин түс елишқа башлиди . Иҗтимаий суғурта түзүми прездент намзатлири оттурисидики риқабәтниң мәркизи темисиға айланди . Димукратлар прездент намзати җон кәрей билән җумһурийәтчиләр прездент намзати җорҗи буш иҗтимаий суғурта түзүмини ислаһ қилиш мәсилиси бойичә бир- биригә шиддәт билән һуҗум қилди . Сәйшәнбә күнки сайлам паалийитидә иҗтимаий суғурта мәсилиси , ирақ вә терорчилиққа қарши туруш күриши қатарлиқ әнәнивий темиларниң орнини игилиди . Прездент буш сәйшәнбә күнки сайлам паалийитини флоридада елип барди . Кеңәш палата әзаси җон кәрейниң сайлам паалийити пенсилванийидә давам қилди . юқириқи икки штат һәр икки партийә прездент намзатлириниң ғәлибигә йеқинлишишдики ачқучлуқ штатлар болуп һесаплиниду .
Иҗтимаий суғурта түзүми америкида дәм елишқа чиққанларниң муһим кирим мәнбәси болуп , бу мәсилә икки партийә прездент намзатлириниң сәйшәнбә күнки сайлам риқабитиниң мәркизи темисини игилигән . Һазирқи америка иҗтимаий суғурта сестимиси 1940 вә 1950 - йиллардики туғут долқунида дуняға кәлгән бовақларниң пинсийигә чиқиш дәвригә тоғра келиду . Бу америка иҗтимаий суғурта сестимисиниң малийә йүкини еғирлитиветиши мүмкин . Җон кәрей пенсилванийидики сайлам паалийитидә прездент бушни америка иҗтимаий суғурта сестимисини бикар қилишқа урунмақта , дәп әйиплигән . Җумһурийәтчиләр прездент намзатини байлар тәбиқисигә көңүл бөлүш билән тәнқитлигән җон кәрей мундақ дәйду : " униң 4 йил җәрянидики байларға қаратқан баҗ кәчүрүм қилиш сиясити оттура тәбиқидики аилиләрниң мәнпәәтини зиянға учратти , иҗдимаи суғурта түзүмини хәтәрлик йолға елип кирди , дөләтниң яшанғанлар алдидики мәҗбурийитини бикар қилди ".
Флорида америкида дәм елишқа чиққанлар көп олтурақлашқан штатларниң бири . Прездент буш бу йәрдики сайлам паалийити җәрянида өзиниң иҗтимаи суғурта түзүмини бикар қилиш нийити барлиқини рәт қилди . Җон кәрейни қалаймиқан сөзләш билән әйиплигән прездент буш мундақ дәйду : " бу кеңәш палата әзаси тохтимай қақшап , даим ишлитип келиватқан қалаймиқан сөзләш тактикиси қоллиниватиду , бирақ у үзиниң кәлгүсигә даир иҗабий пиланини оттуриға қоялмиди , бу униң хатириси , шундақла бир- биригә зит болған бир қатар һәрикәтлири арқилиқ испатлиниватиду" . Прездент буш , дәм елишқа чиққанлар иҗтимаий параванлиқитин давамлиқ бәһриман болидиғанлиқи һәққидә вәдә берип , бу мәсилини омуми йүзлүк һәл қилиш чариси тепиш керәк дәп көрсәтти .
У яш хизмәтчиләрдин елинған иҗтимаий суғурта беҗи уларниң шәхсий һисап номурида сақлинидиғанлиқини әскәртип мундақ дәйду :" биз мәсилини охшимиған нуқтида туруп ойлишимиз зөрүр . Иҗдимаи параванлиқни күчәйтиш үчүн яш хизмәтчиләрниң муашидин елинидиған бир қисим баҗни уларниң шәхсий һисап номурида сақлиишимиз керәк . Буни уларниң өз намидики хусусий һисап номури дийишкә болиду" . Прездент бушниң сөзлиригә пенсилваниийидики димукратлар прездент намзати җон кәрей дәрһал һуҗум қилди . У мундақ дәйду : " бушниң хусусийлар өзи игә болуш дигини , сән пинсийигә чиққанда өз йолуңни үзәң тап дигәнликтур . Әмилийәттә бу һичқандақ мәхпийәтлик әмәс , бу униң пилани " . Йеқинда америка мәтбуатлири , прездент буш 2 - қетим сайланған тәқдирдә иҗтимаий суғурта түзүмини хусусилаштуруши мүмкин дигәнни илгири сүргән . Бирақ бу ақ сарайниң рәт қилишға учриди .
Америка прездент сайлминиға йәнә икки һәптә қалди . Сайламда америкилиқ мусулманларларниң кимгә биләт ташлайдиғанлиқи үстидин хәлқ райини синаш елип берилған . Җорҗитавен унверсити билән йәнә бир хәлқара аммиви тәкшүрүш оргини елип барған хәлқ райини синаш нәтиҗиси , америкидики мусулманларниң төтдән үч қисимидин көпирәки җон кәрейни қоллайдиғанлиқи мәлум болған . Хәлқ райини синаш паалийитигә қатнашқан 1800 дәк америкилиқ мусулманниң % 76 җон кәрейгә биләт ташлайдиғанлиқини билдүргән . 2000 - Йилдики сайламда мусулманларниң көп қисими һазирқи прездент җорҗи бушни қоллап биләт ташлиған иди . Көзәткүчиләр , америкилиқ мусулманлардики бу хил өзгүришкә 11 - синтәбир вәқәсидин кейинки терорчилиққа қарши урушниң биарамлиқ яратқанлиқи сәвәп болғанлиқини илгири сүрмәктә . (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Буш билән кәррий дөләт ичи мәсилисидә муназирә өткүзди
- Америка муавин призидент намзатлири ирақ вә иқтисади мәсилиләр бойичә муназирә елип барди
- Буш җумһурийәтчиләр партийиси вәкилләр қурултийида сөз қилди
- Дик чейни муавин прездент кандидати намзатлиқини қобул қилди
- Җумһурийәтчиләр программиси хитайға аит нәзирийиләрни өз ичигә алди