Токйо шәһири башлиқиниң сенкаку араллири һәққидики йеңи тәшәббуси хитайниң нервисиға тәгди

Токйо шәһириниң башлиқи ишихара шинтарониң сенкаку араллириға беришни җакарлишиға вә бу һәқтә японийә баш министири йошихико нода билән сөзлишишни тәләп қилишиға хитай наһайити тез һәм қаттиқ инкас қайтурди.
Мухбиримиз вәли
2012.04.24
ishixara-shintaro-DC-305.jpg Токйо шәһириниң башлиқи ишихара шинтаро сәнкаку арилидин 3 кичик арал сетивелиш тоғрисида сөз қилди. 2012-Йили 16-апрел, вашингтон.
The Yomiuri Shimbun
Б б с ниң баян қилишичә, токйо шәһириниң башлиқи ишихара шинтаро бүгүн сенкаку араллириға баридиғанлиқини җакарлиди вә бу һәқтә японийә баш министири йошихико нода билән сөзлишишни тәләп қилди. Токйо шәһириниң башлиқи ишихара шинтаро буниңдин бурун синкаку араллирини, ишигаки наһийисидики бир шәхсниң игидарчилиқидин сетивелип, униңға дөләт игидарчилиқ қилиш тәшәббусини оттуриға қойған иди.

Японийидә чиқидиған “асахи шинбун” гезити бүгүн ишихара шинтарониң, әң кечиккәндә бу йил язда синкаку араллириға баридиғанлиқи, униң пилани сенкаку араллириға йүз аилә япон көчүрүш, завут қуруш, игилик тикләш қатарлиқларни өз ичигә алидиғанлиқини елан қилинған һаман, буниңға хитайниң һәрбий муназирә тор бәтлири, хәлқ гезитиниң қармиқидики йәршари вақит гезити, шинхуа, сина, сумурғ торлири наһайити тез һәм әсәбийлишип инкас қайтурди. Хитайниң “йәршари вақит гезити” токйо шәһәр башлиқи ишихараниң сенкаку араллирини шәхсийләрниң қолидин дөләт өзи сетивелиш пикрини, бу, хитайға уруш елан қилғандин башқа нәрсә әмәс, дәп баян қилди. Хитайниң бәзи учур васитилири һәтта ишихара шинтаро әпәндиниң образини сөкүшкә урунған ибариләргиму йол қойди.

Учур архиплириға қариғанда, ишихара сентаро бир мәшһур япон язғучиси, рәссам вә сиясәтчи. У һазир 80 яшта. У, миҗәзи очуқ-йоруқ, өткүз сөзлүк киши. Униң сиясий җәһәттә мутәәссип оңчи вә һес-туйғу җәһәттә қизғин милләтсөйәрликини япон хәлқи яхши көриду.

Ишихара сентарониң “қуяш мәвсуми” намлиқ романи 1956‏-йили японийидә әң алий әдәбият мукапатиға еришкән. У, 1956-йили японийә кеңәш палатаси әзалиқиға сайланған. 1968‏-Йили йәнә японийә авам палатаси әзалиқиға сайланған.

Ишихара шинтарониң нутуқлиридики “хитайниң японийигә қаратқан һәрикәтлирини бармақни чәнләп туруп яқ дәп рәт қилиш керәк” дегән сөз вә уруқ-туғқанлириниң күчигә тайинип һоқуққа еришидиғанларға қаратқан аччиқ мәсхириләр, хәлқ ичидә худди у язған романларға охшаш мәшһур. Ишихара сентаро әпәнди изчил һалда “японийиниң хитайға таҗавуз қилиш тарихи” дики “нәнҗин қирғинчилиқи” дегәнләрни, хитай ойдуруп чиққан дәлилсиз сәпсәтә, дәп қарап вә уни дәрсликтин тәлтөкүс чиқириветишни тәшәббус қилип келиватиду. Хитайларму һәрхил тәшвиқатлирида изчил һалда униңға “хәлқарада тонулған хитайға қарши шәхс”, “японлар зати есил милләт дәп көрәңләйдиған шәхс” дәп һуҗум қилип келиватиду.

Токйо хәлқиниң һимайисигә еришкән ишихара шинтаро әпәнди 1999-йили токйо шәһириниң шәһәр башлиқлиқиға сайланғандин буян, 2003‏-йили, 2007‏-йили, 2011-йилидики сайламлардиму қайтидин сайлинип келиватиду.

Токйо шәһириниң башлиқи ишихара шинтарониң бүгүн сенкаку араллириға беришни җакарлиғанлиқи, японийә парламенти әзаси кейҗи фуруя йетәкчилик қилидиған “уйғурларни қоллайдиған япон парламент әзалири уюшмиси” дегән тәшкилат японийидики либерал демократ партийисиниң бинасида қурулған; дуня уйғур қурултийиниң төтинчи қетимлиқ чоң йиғини йеқинда японийидә өткүзүлүш алдида турған; японийә һөкүмити хитайниң қаршилиқиға қаримай, йиғинға қатнишиш үчүн келидиған уйғурларға виза бериватқан пәйткә-хитай үчүн сәзгүр күнләргә тоғра кәлди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.