Сәргәрдан уйғур балилириға көңүл бөлүшни күчәйтмисә болмайду


2007.02.09

adem-sodisi.jpg
Икки нәпәр уйғур балиси хитайниң шиән шәһиридә тепилғандин кейин, 2005-йили 25-декабир күни өйигә қайтиштиш йолида тамақ йемәктә.AFP

Хитай өлкилиридин радиомизға телефон қилған бәзи уйғурлар, хитай өлкилиригә хизмәт яки саяһәт үчүн барғинида, аптобусларда, адәм җиқ базар яки сода сарайлирида 10 яшлар әтрапидики уйғур балилириниң өткән кәчкәнләрниң сомкилириға, янчуқлириға қол селиватқанлиқини һәтта бәзилириниң зәһәрлик чекимлик сетиватқанлиқидәк әһвалларни наһайити көп учратқанлиқини вә бу нарсидә балиларниң кичик туруп җинайәт йолиға кирип кетиватқанлиқидин ечинғанлиқини ейтқан иди. Һәмдә уйғур елидин телефон қилған бәзи аңлиғучилиримизму, йеқинқи йиллардин бери адәм содигәрлириниң уйғур қиз ‏- оғул өсмүр балиларни, натонуш хитай өлкилиригә алдап апирип, оғрилиққа, булаңчилиққа, зәһәрлик чекимлик сатидиғанға һәтта паһишиликкә өгитип пул тепишни кәсип қиливалғанлиқи, шундақла бу хил кишиләр даирисдә пәйда болған қара җәмийәткә һәтта сақчиларниңму шерик икәнликини ейтишқан иди, йәнә бәзиләр уйғурларда зәһәрлик чекимлик чәккүчиләрниң көпийишигә әгишип, уларниң бәзилириниң балиларни хитай өлкилиригә алдап апирип, оғрилиққа селип, уларниму зәһәрлик чекимликкә өгитиш арқилиқ, контрол қиливатқанлиқидәк ечинишлиқ бир җәмийәт һадисисини сөзләп бәргән иди.

Барғансери әвҗ еливатқан иҗтимаий мәсилә

Хитай сақчи даирилиридин игилишимизгә қариғанда, нөвәттә төт ‏- бәш яштин, он нәччә яшларғичә болған, кочиларда оғрилиқ қиливатқан уйғур яш өсмүрлирини хитайниң бейҗиң, шаңхәй, гуаңҗу дегәндәк чоң шәһәрлиридә көп учратқили болидикән. Бу уйғур балиларниң бәзилири адәм бедиклири тәрипидин оғрилиқ гуруппилириниң каттибашлириға сетиветилгән болса, көп сандикиси шу каттибашлар өзлири яки униң қол астида узун йил турған бедиклири тәрипидин алдап келингән балилар болуп, кишини техиму һәйран қалдуридиғини, нарсидә балиларни алдап җинайәт йолиға башлаш арқилиқ пул тепиватқанларниң көп сандикисиму уйғурлар икән.

Гәрчә бу мәсилә хитайдики вә уйғур елидики сақчи даирилириниңму диққитини қозғиған болсиму немишқидур, техиму көп уйғур балилири давамлиқ хитай өлкилиригә алдинип берип, у җайларда роһий, җисманий җәһәтләрдин еғир зиянкәшликләргә учримақта. Шундақла уйғур балилири дуч келиватқан бу паҗиә давамлашмақта.

Уйғур балилириниң хитай өлкилиригә алдинип апирилип, оғрилиққа өгитилишидин ибарәт бу мәсилә һәтта уйғур елиниң хәлқ вәкиллири қурултайлиридиму уда бир қанчә қетим оттуриға қоюлған.

Һөкүмәт даирилириму издәнмәктә

Уйғур аптоном райони һөкүмәт хәвәрлиридин мәлум болушичә, хәлқ вәкиллири тәрипидин оттуриға қоюлуватқан шундақла җәмийәттин келиватқан күчлүк инкасқа асасән, 7 һәмдә 8 - феврал күнлири уйғур аптоном районида мәхсус "сәргәрдан балиларға ярдәм бериш, алдап елип қечишқа зәрбә бериш" хизмәт йиғини чақирилған.

Мәзкур йиғинға уйғур аптоном райони хәлқ ишлири назарити, җамаәт хәвпсизлик назарити, әдлийә назарити қатарлиқ 19 орунниң мунасивәтлик рәһбәрлири шундақла или, хотән, ақсу, қәшқәр қатарлиқ җайларниң мәсул кадирлири қатнашқан.

Йиғинда "сәргәрдан балиларға түрлүк йоллар билән ярдәм бериш, қоғдаш хизмитини һәқиқий күчәйтип, уларни алдап, елип қечип қанунға хилап җинайи һәрикәтләр билән шуғуллинишқа мәҗбурлиғанларға қаттиқ зәрбә бериш, җайлар вә тармақлар өткәлни қатламму ‏- қатлам чиң игиләп зич һәмкарлишип қорамиға йәтмигәнләрниң қанунлуқ һоқуқ мәнпәәтини бирликтә қоғдаш " тәкитләнгән.

Шундақла уйғур аптоном райониниң муавин рәиси җаппар һәбибулла аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитигә вакалитән или, қәшқәр, хотән ақсу қатарлиқ вилайәт-област рәһбәрлири билән "сәргәрдан өсмүр балиларға ярдәм бериш қоғдаш мәсулийәтнамиси" имзалиған. Биз бу һәқтә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн сәргәрдан балиларни қутқузуш орни һәмдә хәлқ ишлири назаритигә телефон қилған болсақму улар бизниң америкидин телефон қиливатқинимизни билгәндин кейин җаваб бериштин өзини қачурди.

Бир хитай сақчиниң ейтқанлири

Биз хитай өлкилиригә алдап кетилгән уйғур балилири һәққидә мәлумат елиш үчүн, илгири гүйяң шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисиниң разветка әтритигә телефон қилғанда, зияритимизни қобул қилған бир хитай сақчи бизниң "немә үчүн қорамиға йәтмигән уйғур балиларни ичкири өлкиләргә адап әкилип оғрилиқларға салидиған бундақ җинайи қилмиш шунчә еғир болиду, хитай җамаәт хәвпсизлик тармақлириниң буни тизгинләшкә амали йоқму ? " дәп сориған соалимизға җавабән:

"Бу мәсилә шинҗаң сақчи даирилири билән мунасивәтлик, чүнки биз уларни тутқинимиз билән уларниң көп қисми хитай тили билмигәндин кейин, һәр җайларда тутулған бундақ балилар яки адәм бедиклири асасән йәрлик сақчи даирилириниң бир тәрәп қилишиға тапшурилиду. Униң үстигә улар даим сорақ җәрянида өливелишқа урунидиған вәқәләр көп көрүлди, игилишимизчә, бу балиларни оғрилиққа салған җинайәт гумандарлири уларға сақчи тутивалса гәп билмәймән дәңлар, қистиса өливалимән дәп қорқутуңлар андин силәрни қоюп бериду дәп өгитидикән. Бундақ әһвал болған, бизму бәзи балиларни тутувалған болсақму амалсиз уларниң һаяти бихәтәрликини көздә тутуп қоюп бәргән. Бирақ, мениңчә гуйяңда яки башқа шәهһәрләрдә болсун, сирттин келип янчуқчилиқ оғрилиқ қилидиғанлар наһайити көп. Мениңчә, уйғур елидин хитай өлкилиригә чиқип бундақ җинайәт йоллири арқилиқ җан беқишиға уларниң иқтисадий әһвалиниң начарлиқи, йәнә бир тәрәптин билим сәвийисиниң төвән болғанлиқи асасий сәвәб болған. Өз юртлирида наһайити намрат, йол тапалмиған кишиләр көпинчә башқа шәһәрләргә берип җан беқиш йоли издәйду- ғу, уларму шундақ" дәп җаваб бәргән иди.

Уйғурларниң бу һәқтики қарашлири

Игилишимизгә қариғандиму уйғур өсмүр- балиларни хитай өлкилиригә алдап кетип сетиветидиған, һәмдә янчуқчилиқ оғрилиқларға салидиған җинайи һәрикәтләр хели дәриҗидә еғир болуп, чәтәлләрдики уйғурларму бу мәсилиниң сәвәб ‏- нәтиҗилири һәққидә пикирләр йүргүзмәктә.

Уйғур зиялийлириниң бәзилири, бу хил иҗтимаий мәсилигә хитайниң қанун системисиниң тоғра, адил болмиғанлиқини асасий сәвәб дәп қараватқан болса, йәнә бәзиләр, бу мәсилини хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан иқтисади, диний, вә маарип сияситиниң натоғрилиқи кәлтүрүп чиқарған әгәрдә хитайда адаләт болған болса, уйғур хәлқидә диний, сиясий әркинлик болса мәниви вә мадди җәһәтләрдин намрат болмиса, балилар бу хилдики җинайәт йолиғиму кирмигән болатти дәп қаримақта. Бу һәқтә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди пикир баян қилди.

Мәзкур мәсилигә көңүл бөлүватқан көп сандики уйғурлар, гәрчә бу мәсилигә хитайниң нөвәттики қанун вә җәмийәт сестимиси, уйғурларниң иҗтимаий, сиясий, иқтисадий орни асаслиқ сәвәб болуватқан болсиму, әмма мушундақ бир шараитта уйғурларниң өзи һәм пәрзәнтлиригә динй вә өрп адәт әхлақ тәрбийисини күчәйтиши мәзкүр мәсилиниң уйғурларда йәниму еғирлишишини тосуп қелишта рол ойнайду дәп қаримақта. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.