Тоқсундики уйғур оқутқучилар йәниму қаттиқ бесим астида
2010.12.09

Өткән айда тоқсун наһийисидики оқутқучиларниң радиомизға қилған инкаслириға асасән тоқсундин игилигән мәлуматлиримиздин, тоқсун наһийилик маарип идарисиниң наһийидики барлиқ башланғуч вә оттура мәктәп оқутқучилиридин 25 - ноябир бир туташ сәвийә синаш имтиһани алидиғанлиқи вә бу арқилиқ 518 нәпәр уйғур оқутқучиниң штатини қисқартишни пиланлаватқанлиқи вә буниң наһийидики маарип саһәсидә зор ғулғула вә наразилиқ пәйда қиливатқанлиқи дәлилләнгән иди. Ундақта, тоқсун маарип саһәсидики әндишә вә наразилиқ пәйда қилған хитай даирилириниң мәзкур штат қисқартиш пилани ишқа аштиму йоқ ? тоқсун наһийисидики оқутқучиларниң буниңға қарши инкаслири қандақ нәтиҗә пәйда қилди?
Тоқсун маарип тор бекити тохтитип қоюлди
Хитай даирилириниң тоқсундики уйғур мәктәплиридә, қош тил оқутушини күчәйтиш мәқситидә, 518 нәпәр уйғур оқутқучини штаттин бошатмақчи болуватқанлиқи һәққидики хәвәр вә буниңға қарита тоқсундики уйғур оқутқучиларниң наразилиқ инкаслири, истансимизниң -10 ноябирдики аңлитишида вә башқа агентлиқларда тарқитилғандин кейин, мәзкур хәвәр бир қисим инсан һәқлири тәшкилатлириниңму диққитини тартқан иди.
Шундақла америка уйғур бирләшмиси, хәлқара уйғур кишилик һоқуқ программиси қатарлиқ тәшкилатларму бу мунасивәт билән хәлқараға ахбарат елан қилған.
Мәзкур хәвәр дәлилләнгәндин буян давамлиқ түрдә тоқсундики оқутқучиларниң вәзийити һәққидә учур егилишкә тиришип кәлмәктимиз.
Биз еришкән әң йеңи мәлуматларға қариғанда, оқутқучиларниң наразилиқиниң күчийиши, юқири дәриҗилик маарип тармақлириға имзалиқ наразилиқ йәткүзүши, көп сандики уйғур оқутқучиларниң сәвийә имтиһани беришкә тизимлатмай қаршилиқ көрситиши шундақла чәтәл ахбаратлирида хитай даирилириниң бу пиланиниң ашкарилиниши қатарлиқ бесимлар түпәйли, хитай даирилири тоқсунда 518 уйғур оқутқучини қисқартиш пиланидин вақитлиқ ваз кәчкән. Шундақла -25 ноябир барлиқ уйғур оқутқучилардин алмақчи болған сәвийә имтиһаниниму бикар қилишқа мәҗбур болған.
Тоқсун наһийисидә исмини вә авазини аңлитиштин еһтият қилған бир уйғур оқутқучиниң инкасиға қариғанда, өткән айниң оттуридин башлап хитай даирилири мәктәпләрдә уйғур оқутқучиларға маарип ислаһатиға тоғра муамилә қилиш, риқабәтлишип штатқа орунлишишқа маслишиш һәққидә сиясий тәрбийә йиғинлирини орунлаштурған вә сәвийә синаш имтиһаниниң вақтинчә бикар қилинғанлиқини, һөкүмәт даирилириниң бу һәқтә кейин мувапиқ орунлаштуруш елип баридиғанлиқини уқтурған. Бу оқутқучиниң билдүрүшигә қариғанда йәнә, наһийә маарип системисида учур башқуруш бихәтәрлик системисини күчәйтиш һәққидә мәхсус орунлаштуруш елип берип,даириләр декабирдин башлап наһийилик маарип тор бекитини тәртипкә селиш һәрикити елип бармақта икән.
Тоқсун наһийилик маарип тор бекити һәқиқәтән тақилип қалған болуп, даириләр мәзкур тор бекәтни тақап қоюш сәвәби һәққидиму изаһат бәрмигән.
Әмма, тоқсун наһийилик һөкүмәт тори вә наһийилик партийә истили тори қатарлиқ тор бәтләрдә, тоқсун һөкүмәт даирилириниң маарип саһәсидә йеқиндин буян бир қәдәр җиддий паалийәт елип бериватқанлиқи ашкариланди.
Мәктәп мудирлири агаһландурулди
Наһийилик партийә истили ториниң -3 декабирдики хәвиридин мәлум болушичә, 11-айниң -27 күни тоқсун наһийилик һөкүмәт наһийидики, наһийә, йеза, кәнтләрдики оттура, башланғуч мәктәп башқурғучи, партком секретари,мудирлири болуп җәмий 89 кишини наһийилик партийә мәктипидә икки күнлүк тәрбийиләш курсиға орунлаштурған.
Бу һәқтики хәвәрдә наһийә рәһбәрлириниң сөзи нәқил кәлтүрүлгән болуп, даириләр бу сиясий өгинишкә қатнашқучиларға " партийә, һөкүмәтниң оқутқучиларни риқабәтлишип штатқа орунлаштуруш пиланини әмәлийләштүрүштә бәзи мәктәп мудирлири вә партком секретарлирида пассип идийә вә һәрикәтләр көрүлди, оқутқучиларниң идийисидиму сиясий күрәш мәвҗут, бу мәсилиләрни йеңип һөкүмәтниң оқутқучиларни риқабәтлишип штатқа орунлаштуруш һәққидики һөҗҗәтлирини җиддий сиясий вәзипә вә бурч дәп билип қәтий иҗра қилиш, вә буниң тосалғусиз, мувәппәқийәтлик болушиға капаләтлик қилиш һәр бир мәктәп мудирлириниң баш тартип болмайдиған мәсулийити" дәп агаһландуруш бәргән.
Тоқсун наһийилик партийә мәктипидә мәктәп мудирлириға ечилған курсқа қатнашқан мәлум йезилиқ мәктәпниң бир уйғур кадири, хитай даирилириниң уйғур оқутқучиларниң штатини қисқартиш пиланини амал бар силиқлаштуруп көрситишкә урунди.
Оқутқучилар агаһландурулди
Тоқсун наһийилик һөкүмәт ториниң -29 ноябирдики хәвиридин мәлум болушичә, -24 ноябир күни тоқсун наһийисидики барлиқ оқутқучи вә маарип хизмәтчилиригә, риқабәтлишип штатқа орунлишиш һәққидә қайта сәпәрвәрлик йиғини ачқан. Йиғинда наһийә партком секретари дең җйәнҗуң " оқутқучиларниң риқабәтлишип ишқа орунлишиши, партийә, һөкүмәтниң маарип сиясити, оқутқучилар хатирҗәм болуңлар, бу чоқум оқутқучиларниң мәнпәитини чиқиш қилип, адил елип берилиду, штаттин қалған оқутқучиларму мувапиқ орунлаштурулиду " дәп вәдиләрни бәргән.
Әмма, наһийидики мәлум оттура мәктәп оқутқучисиниң билдүрүшигә қариғанда, бу арида наһийилик һөкүмәт вә маарип идариси уйғур оқутқучиларниң, болупму хитайниң штат қисқартишиға ашкара наразилиқ билдүргүчи оқутқучиларниң өйлиригә иккидин кадир әвәтип, сәвийә имтиһаниға қатнишиш һәққидә сиясий хизмәт ишлигән. Радиомиз қатарлиқ чәтәл ахбаратлириниң телефон зияритини қобул қилған оқутқучиларға болса бир җамаәт хәвпсизлик хадимини қошуп әвәтип, маарип сиясити вә бу һәқтики орунлаштурушларниң дөләт мәхпийәтликигә ятидиғанлиқини уқтуруп, уларни бу һәқтә һечқандақ ахбарат оргиниға учур бәрмәслик һәққидә агаһландурған икән.
Бу оқутқучиниң ейтқанлирини дәлилләш үчүн, илгири зияритимизни қобул қилған вә оқутқучиларниң наразилиқ пикри һәққидә мәлумат бәргән 30 йиллиқ маарип тәҗрибисигә игә оқутқучиға қайта телефон қилғинимизда, у бу қетимқи зияритимизгә пәрқлиқ муамилә қилди.
Гәрчә, хитай даирилириниң тоқсундики уйғур оқутқучиларни " риқабәтлишип штатқа орунлишиш " дегән нам билән штаттин қисқартиш пилани қаршилиқ вә наразилиқлар күчи билән вақитлиқ тохтитип қоюлған болсиму, игә болған учурлиримиз вә инкаслардин даириләрниң мәзкур наһийидә 518 уйғур оқутқучиниң штатини қисқартиш пиланидин йәнила ваз кәчмигәнлики ипадиләнмәктә. Шундақла нөвәттә тоқсундики уйғур оқутқучилар қисқартилиш әндишисидин башқа, хитай даирилириниң һәр тәрәплимә бесими астида турмақта.