Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә һөрмәт қилиши керәк


2006.06.14
shht-200.jpg
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшклилатиға әза дөләтләр рәһбәрлири 15 – июн күни шаңхәйдә йиғинда. AFP

Мәркизи ню - йорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики русийә, хитай, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан қатарлиқ 6 дөләт башлиқлар йиғининиң 15 ‏- июн күни шаңхәйдә өткүзүлидиғанлиқи мунасивити билән чаршәнбә күни елан қилған баянатида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләр террорлуққа қарши турушни музакирә қилғанда хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә һөрмәт қилиши керәк, дәп көрсәтти.

Бәзи дөләтләр мәмликәт ичидики өкчиләрни террорлуққа чатмақта

Баянатта әскәртишичә, "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрниң кишиләрни дөлитигә қайтуруш, мәҗбурий өткүзүвелиш, өлүм җазасини йәңгиллик билән йолға қоюш, террор гумандарлири, диний өктичиләр, аз санлиқ милләтләр вә охшимиған көз қараштики тәрәпсиз тинч кишиләргә муамилә қилиш хатириси алаһидә әндишә яратмақта" икән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң террор вә террорлуққа қарши туруш программиси мудири җоан маринәр, "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики бәзи дөләтләр мәмликәт ичидики өкчиләрни террорлуққа чатмақта вә уни баһанә сүпитидә қолланмақта. Район характерлик һәмкарлиқлар террорчилиқни мәғлуп қилишта муһим рол ойнисиму, лекин бу тәшкилаттики дөләтләрниң наһайити қопал һәрикәтләрни елип бериватқанлиқидин әндишә қилишимизға йетәрлик пакитлар бар" дәйду.

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң пәйшәнбә күни башлинидиған башлиқлар йиғини мәзкур орган қурулғандин тартип һазирғичә 10 йил мабәйнидә өткүзүлгән әң муһим йиғини болуп қелиши мумкин. Террорлуқ, йиғинниң күнтәртипидики муһим музакирә темилириниң бири.

Русийиниң муавин ташқи ишлар министири александир алексийев, бу қетимқи йиғинда әза дөләтләр чегра һалқиған "террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийлик паалийити" гә қарши турушни нишан қилған келишим имзалайдиғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, әза дөләтләр мустәқилчи уйғур тәшкилатлирини өз ичигә алған бөлгүнчи, диний әсәбий вә террорчи тәшкилатларға даир учур амбири қурушни пиланлимақта икән.

Мәркизи мюнхендики дуня уйғур қурултийи, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң баянатини қарши елиш билән биргә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрикити өзлиридә әндишә қозғаватқанлиқини билдүрди.

Хитай 'террорчилиққа қарши туруш' пиланини уйғурларни рәһимсизләрчә бастурушқа ишләтмәктә

Өткәнки бир қанчә йил җәрянида елип берилған бир қанчә қетимлиқ аталмиш 3 хил күчләр ‏- террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши туруш һәрикити, кәң көләмлик халиғанчә тутқун қилиш, диний ибадәт йәрлирини тақаш, әнәнивий диний паалийәтләрни бастуруш,миңлиған кишиләрниң қопаллиқ билән түрмигә ташлиниш яки адаләтсизләрчә вә даим әдлийә тәртипигә уйғун болмиған усуллар билән өлүм җазасиға һөкүм қилинишни кәлтүрүп чиқарди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати чаршәнбә күнки баянатида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики дөләтләрни " террорлуққа қарши туруш нами астида кишилик һоқуқни вә инсанпәрвәрлик қанунлирини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилмақта "дәп әйиблигән. "Җуңго 'террорчилиққа қарши туруш' пиланини уйғурларни рәһимсизләрчә бастурушқа ишләтмәктә, дәп тәкитлигән кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, "өткәнки бир қанчә йил җәрянида елип берилған бир қанчә қетимлиқ аталмиш 3 хил күчләр ‏- террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши туруш һәрикити, кәң көләмлик халиғанчә тутқун қилиш, диний ибадәт йәрлирини тақаш, әнәнивий диний паалийәтләрни бастуруш,миңлиған кишиләрниң қопаллиқ билән түрмигә ташлиниш яки адаләтсизләрчә вә даим әдлийә тәртипигә уйғун болмиған усуллар билән өлүм җазасиға һөкүм қилинишни кәлтүрүп чиқарди "дәйду. 1996 ‏- Йили қурулған шаңхәй келишимидики 5 дөләт асасида тәшкил қилинған бу органға өзбекистан 2001 ‏- йили қобул қилинди вә һиндистан, иран, моңғулийә вә пакистанларға көзәткүчи дөләт штати берилди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, 2002 ‏- йили өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридә террорлуққа қарши туруш мәркизи қурған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини, хитайниң уйғурларға қарши күришини хәлқараға қобул қилдуруш вә уларни хәлқара ислам террорчилиқи билән бағлап чүшәндүрүшкә ярдәмчи болди, дәп әйиблигән.

Хитайниң бесими билән мәзкур тәшкилаттики дөләтләр уйғур өктичилирини хитайға қайтурмақта

Баянатта "бейҗиң узундин бери тәрәпсиз диний вә сиясий паалийәтләрни ' бөлгүнчилик’ " билән охшаш орунға қоюп кәлгән болсиму, лекин шинҗаңдики охшимиған пикирләрни һечқачан террорчилиққа бағлап бақмиған иди" дәйду.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң әскәртишичә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза оттура асиядики бәзи дөләтләр бейҗиңниң тәлипи бойичә бу дөләтләрдики мустәқилчи уйғур тәшкилатлирини үнүмлүк түрдә чәкләп, хитайлар тутуш буйруқи елан қилған мусапирларни мәҗбурий қайтурған вә бәзиләр қайтурулғандин кейин өлүм җазасиға һөкүм қилинған.

Баянатта "гәрчә җуңго бу кишиләрни зораванлиқ һәрикити вә 'бөлгүнчилик идийисини' давамлаштурмақта, дәп әйиблисиму, лекин аталмиш бу террорчи күчләрниң паалийитигә даир тәпсилий әһвалларни елан қилип бақмиди" дәп көрсәтти. " Биз бу һәрикәтниң тохтитилишини вә башқиларға теңилмаслиқини үмид қилимиз " дәп тәкитлигән кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати асия бөлүминиң муавин мәсули софийә ричардсон, "җуңго террорчилиққа қарши туруш нами астида сиясий, диний вә мустәқиллиқ һоқуқини тинч йоллар билән ипадиләшкә урунған кишиләрни бастурушни күчәйтмәктә" дәйду. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.