Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати асиядики нато (NATO) болуп шәкиллинәләмду?
2007.08.24

Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр тунҗи қетим ортақ әскәр чиқарған "тинчлиқ бурчи -2007" намлиқ маневир елип берилишиниң алди кәйнидә, мәзкур тәшкилат асияда, нато, йәни шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға охшаш, бир сиясий-һәрбий тәшкилат болуп қелиши мумкинму? дегәнгә охшаш суаллар оттурға чиқти.
Сабиқ америка президенти никсон, хитай билән русийиниң бирлишивелишиниң алдини елиш үчүн көп тиришқан
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати елип барған тинчлиқ бурчи 2007 намлиқ һәрбий маневири аяғлашқиниға бир һәптә болди. Мушу җәрянда, мәзкур маневириниң маһийити вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йошурун нишани һәққидә муназириләр көпләп мәйданда келишкә башлиди.
Буларниң ичидә әң көзгә челиқидиғини, "асия вақти гезити"ниң 24- авғусттики санида елан қилинған " шәрқниң йеңи натоси мәйданға кәлмәктә" намлиқ мақалидур.
Мақалә муәллипи сабиқ һиндистан дипломати болуп, 29 йили ташқи ишлар хизмити билән шуғулланған вә һиндистанниң түркийә, өзбекистанда баш әлчилик вәзиписини өтигән сиясийон м к һадиракумардур. Аптор мақалисидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бир тәсир даириси кәңри тәшкилат болуп қурулуп чиқиштики утуқлирини, японийә вә америкиниң бу тәшкилатқа көзәткүчи дөләтләр сүпитидә қатнишиш илтимаси сунғанлиқида, дәп көрсәткән.
Аптор хитай билән русийә мунасивәтлириниң мөлчәрлигүсиз дәриҗидә өз ара чүшиниш сәвийисигә берип йәткәнликини буниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға һаяти күч беғишлиғанлиқини оттурға қойған вә " иқтисад вақти" гезитидин нәқил елип: " көрүнүп туруптики, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, хитай билән русийиниң бирлишивелишиниң алдини елиш үчүн көп тиришқан көрсәткән сабиқ америка президенти никсон билән сабиқ ташқи ишлар министири һәнрй кеснгер әслидинла көрүшни халимайдиған нәрсиниң нәқ өзи" иди дәйду.
У йәнә, йеқинқи йиллардин буян мәйданға кәлгән дуня сияситидики "қудрәтлик дөләт" әндизисидики өзгириш, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәйданға келишини ташқи амил билән тәминлигәнликини, навада шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулмиған тәқдирдиму, хитай билән русийиниң мушуниңға охшаш бир тәшкилатни қуруп чиқиш зөрүрийити туғулғанлиқини оттуриға қойған вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң натоға охшаш бир сиясий вә һәрбий һәмкарлиқ тәшкилатиниң шәклигә кәлгәнликини билдүргән.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати натоға охшаш тәшкилат болалмайду
Суалимизға җаваб бәргән париж шәһиригә җайлашқан франсийә оттура асия тәтқиқат мәркизиниң директори дембовска, патрик, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң нато кәби чоң вә күчлүк тәшкилат болуп шәкиллиништә һәр түрлүк шәрт-шараитларни һасил қилғанлиқини әмма характер җәһәттә натоға пүтүнләй охшимайдиған, пүтүн асия қитә сини қаплиған бир тәшкилат болуп қелиши мумкинчилики барлиқини оттуриға қойди.
У, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң маһийити һәққидә тохтилип, мәзкур тәшкилатиниң һазирчә бир иқтисади һәмкарлиқ икәнликини, лекин буни бир иқтисадий гәвдә дейишкә болмайдиғанлиқини билдүрди.
Бу һәқтә өз қарашлирини баян қилған оттура асия тәтқиқатчиси, доктур, әркин әкрәм шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң сиясий вә иқтисади түзүмлириниң пәрқлиқ икәнликини әң муһими бу тәшкилатқа қатнишиштики мәқсәт- муддиалириниң һәрхил икәнлики түпәйли шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бир натодәк күчлүк тәшкилати болуп чиқалмайдиғанлиқини көрсәтти.
Хитай билән русийә ғәрб билән дүшмәнлишишкә петиналмайду
Әркин әкрәмниң қаришичә йәнә хитай вә русийиниң бирлишип ғәрб дөләтлиригә қариши шундақ бир тәшкилатни қуруп чиқса уларниң болупму, хитайниң тартидиған зийини, алдиған пайдисидин көп болуп кетиши мумкин.
Көпинчә ғәрб көзәткүчилири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң асиядики нато ға айлиналмайдиғанлиқи, чүнки, бу тәшкилатқа әза дөләтләрниң һәммисиниң өз алдиға көзлигән мәқсити һәм өзара зиддийәтлири мәвҗут икәнлики, болупму бу тәшкилаттики рәһбәрлик орундики русийә билән хитайниң мунасивәтлириниң техиму муқимсиз вә өзара ишәнчисизлик үстигә қурулғанлиқини оттуриға қоюшмақта. Әмәлийәттә, хитай билән русийә айрим -айрим һалда бу тәшкилаттин пайдилинип, ғәрбкә өз күчини көрсәтмәкчи болған билән бәри бир сиясий, сода-иқтисадий вә енергийә һәм башқа җәһәтләрдә ғәрб билән зич бағланған һәм униңға таянған. Уларниң һәр иккилисила америка вә явропа иттипақи билән һәмкарлишишқа муһтаҗ болуп, улар өзлириниң ғәрб билән болған мунасивитини бузуп, ғәрб билән ашкара дүшмәнлишишкә петиналмайду. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Асасий мәқсәт йәнила хитайға тақабил туруштур
- Виладимер путин русийиниң һава армийә күчини намайиш қилди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң мәқсиди көп қутуплуқ
- " Тинчлиқ бурчи 2007" намлиқ һәрбий маневири аяғлашти
- Хитай-русийә оттурисида һәл қилишқа тегишлик нурғун мәсилиләр мәвҗут
- Хитай дөлити терроризимниң тәһдитигә учраватамду?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғини қирғизистанда өткүзүлди
- Һәрбий маневир вә олимпик билән уйғурларниң мунасивити
- " Тинчлиқ бурчи" маневири кимгә қаритилған?
- Давамлишиватқан икки чоң һәрбий маневир үч дөләт оттурисидики назук мәсилиләрни ашкарилимақта
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң һәрбий маневири һәққидики инкаслар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири уйғур елидә