Радиомизға телефон қилған бир уйғурниң шавгуән-үрүмчи һәққидә ейтқанлири (1)

5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай даирилири уйғур дияридики телефон вә интернетни тақивәткән болғачқа, чәтәлликләр вә чәтәлдики уйғурлар бу вәқә һәққидә һеч мәлумат алалмайватиду. Чәтәлдики уйғурларму вәтинидики уруғ - туғқанлири билән алақә орниталмиғачқа улардин әнсиримәктә.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.08.26
Urumqi-Guangdong-Qanliq-weqesi-305 2009- Йилидики "шавгуән вәқәси" вә "үрүмчи вәқәси" дин көрүнүшләр.
Youtube Дин елинған сүрәтләр.

Чәтәлдики хитай әлчиликлири үрүмчи вәқәси һәққидә с д пиластинкиларни ишләп тарқитиватқан болсиму, чәтәлдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви  тәшкилатлири мәсуллири вә чәтәлдики уйғурлар бу пиластинкидики көрүнүшләрниң ойдурма яки бир тәрәплимилик икәнликини илгири сүрмәктә.

Хитайниң ичкири өлкилиридин биридә яшаватқан бир уйғур радиомизниң  әнқәрә ишханисиға телефон қилип гуаңдоң өлкисиниң шавгүән шәһридә уйғур ишчилар билән хитай ишчилар оттурисидики тоқунуш вә 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә игилигән йеңи мәлуматларни  биз билән ортақлашти.   

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.