Сир тутулған тоқунуш -- шаяр вәқәси


2007.12.18

Хитай һөкүмити бүгүнгә қәдәр, уйғур елидики уйғур мустәқиллиқ күчлириниң қаршилиқ һәрикәтлирини дуняға ашкарилашта, реаллиқни әмәс, өз сиясий тәшвиқат принсиплирини асас қилмақта, шуңлашқа, уйғур елида йүз бәргән, ким тәрипидин садир қилинғанлиқи ениқ болмиған, бир қисим иҗтимаий җинайәтлирини терроризмға бағлап чүшәндүрүп, уйғур мустәқилчилиригә артип тәшвиқ қилса, террорлуққа бағлап чүшәндүрүш мумкин болмиған бир қисим һәққаний һәрикәтләрни сир тутуп кәлмәктә. Бүгүн көкбайрақ тор бетидә, әнә шундақ сир тутулған вәқәләрдин бири - шаяр вәқәси ашкариланди.

Бәш нәпәр мәһбус, хитай сақчи понкитиға һуҗум қилған

Мақалида тәсвирлинишичә, шаяр вәқәси 1990 - йилларниң иккинчи йеримлирида йүз бәргән. Вәқә йүзбәргән күни , шаяр түрмисидә җаза муддитини өткүзүватқан, сиясий мәһбуслардин 12 нәпири исян көтүрүп, шаяр қораллиқ қисимлириниң қорал искилатиға һуҗум қилған. Қорални қолға чүшүргәндин кейин, бу 12 нәпәр мәһбустин 5 нәпири шаяр сақчи понкитиға һуҗум қилған, 7 нәпири куча түрмисидики сәпдашлирини қутулдуруш үчүн кучаға қарап йолға чиққан. Шаяр сақчи понкитиға һуҗум қилған 5 нәпәр мәһбус, хитай қораллиқ қисимлириниң қоршавида қалған. Икки тәрәп арисида бир мәйдан коча уруши йүз бәргән. Мәһбуслар чекинип наһийилик һөкүмәт қорусиға кәлгәндә, хитай қораллиқ қисимлири, һөкүмәт бинасиниң үстигә чиқип, мәһбусларни тәслим болушқа чақирған, мәһбуслар қаршилиқини давамлаштурған, ахирида хитай қораллиқ қисимлири, мәһбуслар билән бирликтә, кочида кетиватқан пуқраларниму қетип қара-қоюқ оққа тутқан. 4 Саәттин артуқ етишиштин кейин, хитай қораллиқ қисимлири мәһбусларниң җәситигә еришкән. Үч нәпәр мәһбус ахирқи оқлири билән өзини өлтүрүвалған.

Кучаға қарап йолға чиққан, 7 нәпәр мәһбус, арқисидин хитай қораллиқ қисимлириниң йетишип келиватқанлиқини байқап, өзлири мәҗбур ялап елип маңған шопур нәйим турсунни йол үстидә қоюп бәргән вә өзлири шаяр мазарлиқида далдиланған. Хитай тәрәп мазарлиқни қоршавға елип, тәслим болушқа чақирған. Мәһбуслар оқ арқилиқ җавап қайғурған, хитай тәрәп мазарлиқни топқа тутқан. Йәттә мәһбус, сәһәргә қәдәр қаршилиқ көрсәткән. Таң сәһәрдә 7 мәһбусниң җәситигә еришкән хитай тәрәп, 7 кишидин төтиниң хитай ташлиған бомбида партлап өлгәнлики, қалған үчиниң ахирқи оқлири билән өзини етип , тирик қолға чүшүштин сақланғанлиқи мәлум болған.

Шаяр вәқәсиниң бир шаһиди ризвангүл ханим билән сөһбәт

Соал: шаяр вәқәси йүз бәргәндә сиз шаярда барму?

Җавап: бар. Мән қошнимизниң өйигә меһмандарчилиқ үчүн кетиватқан, бирқанчә балилар бир көк машининиң үстидә, қолида қорал, усти ялиңач кетиватқан икән. Меһмандарчилиқта олтурсам, апам телефон қилип, қайтип кәлмә сиртта соқуш болуватиду деди.

Соал: оқ авазини аңлидиңизму?

Җавап: әтиси аңлидим.

Соал: ундақта тоқунуш икки күн давам қилған гәпму?

Җавап: шундақ. Шаяр мазарлиқиға йошурунғанлар әтисиму соқушупту.

Шаяр вәқәсиниң юқириқи тәпсилати ризвангүл ханимниң өзи көргәнлири вә бастуруш һәркитидә хитай сепидә йәр алған бир туғқининиң ейтқанлириға асасән сөзләп бәргәнлири болуп, бу вәқәдә, өлгән хитай тәрәпниң икки алий офитсери вә бир нәпәр алаһидә тәрбийиләнгән мәргән җәңчисиниң матәм мурасими өткүзүлгәнлики мәлум әмма хитай тәрәптин ениқ қанчә киши өлгәнлики мәлум әмәс, бу 12 мәһбусниң исим - пәмилилириму һазирғичә сир.

Ақсу түрмисидә 3 йил йетип чиққан, туйғунҗан абдувели әпәнди билән сөһбәт

Соал: сиз өзиңиз ақсудики чеғиңизда, шаяр вәқәсидин, хәвәр тапқанмидиңиз?

Җавап: хәвәр тапқан , әмма тәпсилатини билмигән.

Соал: сизчә шаяр вәқәсигә , хитайниң уйғур хәлқиғә селиватқан зулумидин башқа , түрмә азабиниң өзиму бир сәвәп болуши мумкинму?

Җавап: мән өзүм ақсу түрмисидә 3 йил ятқан, шуңа кесип ейталаймәнү турмә азабиниңму тәсири бар. Чүнки түрмигә сиясий мәһбус болуп кирип, 10 - 15 йил кесилгән адәм җандинму тойиду, һаяттинму үмидини үзиду. Чүнки күнигә 20 саәт ишлитиду, бош болса сиясий үгүнишкә мәҗбурлайду, каллисини бир минутму башқа хиялни қилишқа арам бәрмәйду. 10 Йилдин ошуқ кесилгәнләр, һаятидин умидини үзиду. Ағрип қалса давалайдиған иш йоқ. Түрмидә 5 йилдин ошуқ ятқан сиясий мәһбус, түрмидин чиққанда бир йери әйибнақ болуп чиқиду, түрмидин чиқсиму җени баққудәк җисманий қуввити қалмайду. Шаяр вәқәси бир тәрәптин, хитайниң уйғур хәлқиғә селиватқан зулмиға қарши исян болса йәнә бир тәрәптин, сиясий тутқанларниң өзини азабтин қутқузуш үчүн елип барған һәркәт.

Соал: хитай нимә үчүн, бу вәқәни бәзи вәқәләрни ашкарилиғандәк ашкарилимиди?

Җавап: мәнчә шаяр вәқәси тарихта аз учрайдиған қәһриманлиқ дастани. Әгәр бу вәқә ашкариланса, уйғур мустәқиллиқ күчлириниң хәлқ ичидики иззәт-абройи һәссиләп ешип кетиду хәлқ буниңдин җасарәтлиниду. Хитай әскәрлириниң аҗизлиқи паш болуп қалиду, шәрқи түркистандики хитай көчмәнлири қорқуду, үркүйду, хитай көчмәнлири шәрқи түркистанға көчүп чиқиштин әйминиду. Униң үстигә, хитай қораллиқ қисимлири билән урушқанлиқи үчүн, бу һәрикәтни дуняға террорист һәркәт дәпму чүшәндүрәлмәйду һәм ишәндүрәлмәйду. Шуңа хитай бу вәқәни сир тутуп келиватиду, һәтта бу вәқәни аңлиғини бир йәрдә сөзлигәнләрниму, бөлгүнчиләрниң тәшвиқатчилиқини қиливатисән дәп сораққа тартиватиду. Дунядики пүтүн милләтләрниң қәһриманлар қәбристанлиқлири бар, улар оз тәқдири үчүн күрәш қилған қәһриманлириға хатирә мунариси орнутуп иш - излирини әсләп туриду уларниң аилә-тавабатлириға қарайду. Уйғурлар бүгүн өз қәһриманлириниң хатирә мунарисини тикләш әмәс иш-излирини тилға елиш имканидинму мәһрум. У вәқә ашкариланса, бу қәһриманларниң хатирә мунариси хәлқимизниң қәлбидә тиклиниду. Хитай мундақ хатирә мунарисини зиминида әмәс, қәлбидиму тикләткүзмәслик үчүн учун йошурған дәп қараймән.

Туйғунҗан әпәнди сөзидә, уйғур хәлқиниң өз қәһриманлирини билиш вә тонуш имканидин қәстән узақлаштуриливатқанлиқини алаһидә әскәртип өтти. (Шөһрәт һошур)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.