Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң үрүмчидә өткүзгән йиғини җүмә күни ахирлашти
2007.05.19
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң һәрбий мутәхәсислириниң, мушу йили авғуст ейида русийидә өткүзүлидиған террорчилиққа қарши һәрбий маневрниң тәйярлиқ хизмәтлири һәққидә үрүмчидә өткүзгән мәслиһәт йеғини җүмә күни ахирлашти.
Хәвәрләргә қариғанда төт күн давамлашқан бу йеғин җәрянида шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза 6 дөләтниң һәрбий хадимлириһәрбий маниверни қандақ елип бериш , маневер җәрянида ишлитилидиған қораллар вә һәрбий қатнаш васитилири мәсилисини музакирә қилған.
Алдимиздики авғуст ейида русийиниң урал тағлиридики чилябинсң районида елип берилидиған террорчилиққа қарши бу һәрбий маниверға хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә таҗикистан һәрбий қисимлири қатнишидикән.
1996- Йили хитай билән оттура аися дөләтлири вә русийә арисидики чегра вә таможна мәсилилирини бир тәрәп қилиш үчүн қурулған шаңхәй 6 дөләт гурупписи, барғансери паалийәт даирисини кеңәйтип, хитай вә русийиниң күч чиқириши билән һәрбий бир иттипаққа айланмақта.
Хәвәрләргә қариғанда, хитай вә русийә бу тәшкилаттин, өзлириниң оттура асиядики һәрбий вә сиясий тәсирини күчәйтиш үчүн бир қорал сүпитидә пайдилинишқа башлиған болуп, хитай һөкүмити шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатниң рамкиси ичидә уйғур паалийәтчилириниң оттура асиядики һәрикәтлирини бастуруш үчүн оттура асия дөләтлири билән нурғунлиған келишимләр имзалиған. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка мәркизий асияниң бирлишишини халайду
- Өзбекистан билән хитай газ турубиси ятқузушқа тәрәддут қилмақта
- Йеңи түркмәнбашиниң москва зиярити
- Америка оттура асияда русийә билән һәмкарлишишни халайду
- Русийә-хитай мәхпий мунасивәтлири
- Хитай, русийә вә ғәрб оттура асияниң енергийисини талишиватиду
- Хитайлар оттура асияға чоңқурлап кирмәктә
- Профессор шерипҗан надироф: хитай қазақистанға мәбләғ селишта йәнила арқида