Шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатидики 10 дөләт буниңдин кейин ортақ қанун вә өлчәм иҗра қилиду
2007.11.20
Шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилати 20 - ноябир күни сингапорда 13 - қетимлиқ йиғин ечип йеңи низамнамә имзалиди. Бу, шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатида 40 йилдин буян тунҗи қетим имзаланған йеңи низамнамә болуп һесаблиниду. Шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилати әмди бу йеңи низамнамә арқилиқ, пүтүн әза дөләтләр ара ортақ қанун вә бирхил өлчәм иҗра қилидиған тәшкилатқа айланди.
Тәшкилатниң қаримиқида кишилик һоқуқ тәшкилати қуруш буниңдики бир муһим ноқта
Аки ахбарат тори AKI ниң сингапордин хәвәр қилишичә, шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу йеңи низамнамисида, бу тәшкилатниң хәлқаралиқ сөһбәтләрдики қануний кимлики, сода, мәбләғ селиш, муһит асраш қатарлиқ мәсилиләр тоғрисида ортақ өлчәм бәлгиләнгән.
Буниңдин башқа йәнә, йеңи низамнамида бу тәшкилатниң қаримиқида кишилик һоқуқ тәшкилати қуруш бәлгиләнгәнлики, бу тәшкилатта пәйда болған йеңилиқларниң ичидики муһим ноқта болуп һесаблиниду. Малайшия ташқи ишлар министири сәһид һәмит арбаниң қаришичә, шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатниң йеңи низами әмди бу тәшкилатни түп нигизидин йеңилайду.
Хәвәрдә ейтилишичә, шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатиниң бу қетимқи йиғинида имзаланған йеңи низамнамиға асасән, бу тәшкилатқа әза дөләтләрниң һәммиси 2015 - йилидин бурун бир туташ иқтисадий гәвдә болуп шәкиллиниду.
японийә, җәнубий корийә, хитайдин ибарәт үч дөләтниң баш министирлири бу тәшкилатниң йиғинидин пайдилинип сөһбәт өткүзди
Хәвәр архиплириға қариғанда, 'шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилати' дегән бу тәшкилат 1967 - йили һиндонезийә, сингапор, тайланд, филиппин, малайсиядин ибарәт бәш дөләтниң ташқи ишлар министирлири банкокта йиғин ечип имзалиған "шәрқий-җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилати хитапнамиси' ға асасән қурулған тәшкилат иди. Бу тәшкилатқа 1984 - йили броней, 1995 - йили вйетнам, 1997 - йили берма, лаос, 1999 - йили камбоджа әза болуп қошулди. Һазир бу тәшкилатқа әза 10 дөләт даирисидә 530 милйон нопус бар.
'Шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилати' қурулғандин кейин австралийә, канада, хитай, яврупа бирлики, һиндистан, японийә, русийә вә америкилар билән йеқиндин һәмкарлишип келиватиду. Шундақла, бу тәшкилат бәзидә өзидин башқа бир дөләт билән яки өзидин башқа иккидин артуқ дөләт билән биллә йиғин ечип муһим саһәләрдә улар билән һәмкарлишип келиватиду.
Б б с ниң баян қилишичә, бу қетим, 11 - айниң 20 - күни 'шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилати' сингапорда йиғин ечиливатқанда, японийә, җәнубий корийә вә хитайдин ибарәт үч дөләтниң баш министирлири мушу йиғинниң муһитидин пайдилинип, үч тәрәп мунасивитини яхшилаш, корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали қилиш буйичә сөһбәт өткүзди вә бу җәһәттә шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилати билән һәмкарлишишни оттуриға қойди.
Йиғинида кишилик һоқуқ тәшкилати қуруш мәсилисдә филиппин билән берма оттурисида җиддий муназирә йүз бәрди
Америка авазиниң баян қилишичә, шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатиниң сингапорда ечилған бу қетимқи йиғинида йеңи низамнамә имзалаш җәрянида, бу тәшкилатниң қаримиқида кишилик һоқуқ тәшкилати қуруш мәсилисидә филиппин билән берма оттурисида җиддий муназирә йүз бәрди.
Хәвәрдә ейтилишичә, филиппин тәрәп бермини агаһландуруп ' әгәр берма демократийә принсиплириға әмәл қилмиса, берминиң демократик һәрикәт рәһбири, нобил тинчлиқ мукапати алған аң сәнсучи ханимға қойған чәклимиләрни бикар қилмиса, хәлқниң қаршилиқ һәрикәтлирини тинчлиқ билән һәл қилмиса, филиппин парламенти бу тәшкилатниң йеңи низамнамисини тәстиқлимайду' дегән.
Берма болса 'башқа дөләтниң ички ишлириға арилашмаслиқ' принсипида давамлиқ чиң туридиғанлиқини җакарлиған болсиму, йәнила шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатидин айрилип қалмаслиқ үчүн, шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатиниң йеңи низамнамисиға имза қойди. Әмди шәрқий җәнубий асия дөләтлири һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр берма мәсилисини һәл қилишқа тәйяр. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Рабийә қадир ханим японийә зияритини башливәтти
- Оттура асия бирликини қуруш кун тәртипи йеқинлашмақта
- "Хитайниң мувәппәқийитиниң һулиға дәз кәтти" намлиқ мақалә һәққидә
- Америка - хитай сода талаш - тартишлири давамлашмақта
- Асасий мәқсәт йәнила хитайға тақабил туруштур
- Хитайда ишләп чиқирилған оюнчуқлар түркийидиму йиғивелинмақта
- Хитай ташқий перивут записини америкиға қарши козур қилип қоллинамду ?
- Америка кеңәш палатаси хитай йемәкликлириниң бихәтәрлик мәсилисини музакирә қилди
- Уйғур содигәрләр: хитайниң паспорт йиғиши -уйғурларниң иқтисадини вәйран қилишни мәқсәт қилған
- Хитай-түркийә сода мунасивити
- Хитайға пайда кәлтүриватқан америка -хитай сода-иқтисад мунасивити
- Хитай даирилири уйғур дияридики бир қисим сода орунлириниң исимини өзгәртмәктә
- Чәтәлликләргә үрүмчи хәлқаралиқ айродроминиң өзидила бивастә виза бериш сиясити йолға қоюлидикән