Др. Алимҗан инайәт әпәндиниң шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисидики доклати
2007.05.31
Йеқинқи йиллардин буян түркийәдики һәрқайси университит, институт вә аммиви тәшкилатлар уйғур мутәхәссисләрни тәклип қилип уйғур мәсилиси һәққидә конфирансларни өткүзмәктә.
5-Айниң 26-күни түркийәниң измир шәһиридики түрк оҗақлири измир шөбисиниң орунлаштуруши билән шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисида доклат йиғини өткүзүлгән. Бу йиғинда измир әгә университети түрк дуняси тәтқиқати иниститути оқутқучиси др. Алимҗан инайәт әпәнди шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири темисида доклат бәргән.
Др. Инайәт, бу доклатта шәрқий түркистанниң исминиң келип чиқиши, шәрқий түркистанниң омуми әһвали, шәрқий түркистанниң нөвәттики мәсилилири вә бу мәсилиләрни һәл қилиш йоллири дегән темилар үстидә өз тәтқиқатини оттуриға қойған.
Бу йиғинға измирдики һәрқайси университит вә мәктәпләрниң оқутқучи оқуғучилири, аммиви тәшкилат әзалири, уйғур достлиридин болуп 200 гә йеқин киши қатнашқан. Биз бу доклатни чөридигән һалда др. Алимҗан инайәт әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
юқурдики улиништин, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин таримниң, др. Алимҗан инайәт әпәнди билән қилған сөһбити вә доклат мәзмуни тоғрисидики бәргән мәлуматини аңлиғайсиләр.
Мунасивәтлик мақалилар
- Голландийидә өткүзүлгән уйғур паалийәтлириниң роһи бишкәктә
- Дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмиси хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң мәхпий һөҗҗити һәққидә инкас билдүрди
- Хитайда һазир қандақ мәдәнийәт асасий орунда туриду?
- Түркийидә яйлақ фестивали өткүзүлди
- Шивитсийидә, үмид юлтузи намлиқ мәдәнийәт кечилики өткүзүлди
- Уйғурларда пакизлиқ мәдинийити
- Уйғур елидики тунҗи тарихий музей
- " Шинҗаң нахшилири" уйғурларда зоқ әмәс "оқ" пәйда қилди (1)
- Турпандики қәдимий шәһәрләр вәйранчилиққа учримақта
- Түркийә телевизийисидә уйғур мәсилиси
- Дуня уйғур қурултийи һәйити түркийиниң әң чоң партийилиридин бири болған тоғра йол партийисини зиярәт қилди
- Саадәт партийиси рәһбири уйғурларни зиярәт қилди