Шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә ғәрб дунясида мәйданға кәлгән әсәрләр


2007.11.14

1912-Йилидин 1949-йилиғичә болған арилиқтики уйғур елиниң сиясий тарихи , болупму икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә ғәрб дунясидиму көп йиллардин буян бәзи тәтқиқатлар елан қилинди. Ғәрбтики тәтқиқатлар вә көз қарашлар хитайдикидин рошән пәрқлиқтур.

Узун йиллардин буян ғәрб дунясида шәрқий түркистан тарихи тоғрисида бәзи тәтқиқатлар елип берилған болсиму, лекин буларниң ичидә вәкил характерлиқлири әнглийә тарихшунаси андрев форбесниң " хитай мәркизий асиясидики милитаристлар вә мусулманлар, шинҗаңниң 1911-1949-йиллиридики сиясий тарихи" намлиқ китаби болуп, бу әсәр 1986-йили кембриҗ университети нәширияти тәрипидин нәшир қилинған.

Мәзкур китабта тунҗи қетим бир қәдәр системилиқ һалда уйғур елиниң 20-әсирниң биринчи йеримидики сиясий тарихини йорутушқа тиришилған болуп, аптор әнглийә, америка қатарлиқ әлләрниң дипломатик архиплиридин үнүмлүк пайдилиниш билән биргә йәнә түркчә, хитайчә әсәрләрдинму пайдиланған. Андрев форбес һәқиқәтән, 30-йиллардики қәшқәрдә тәсис қилинған шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң әһвали һәққидә қизиқарлиқ мәлуматларни бәргән һәмдә 40-йиллардики ғулҗида тәсис қилинған җумһурийәт һәққидиму хели көп тохтилип, өзигә хас йәкүнләрни чиқарған.

Бу китаб ғәрб дунясида икки шәрқий түркистан җумһурийитини чүшиниш вә тәтқиқ қилишта муһим пайдилиниш қолланмиси болуш ролини ойнимақта.

Бирақ, униң материял мәнбәси асасән дегүдәк инглиз, америка дипломатлириниң учурлири вә хәнзучә һөкүмәт материяллири болғачқа мәсилиләрдин хуласә чиқиришта бир тәрәплимиликтин хали болалмиған.

1944-Йилидин 1949-йилиғичә елип берилған уйғур хәлқиниң миллий азадлиқ һәрикәтлири һәмдә шәрқий түркистан җумһурийити вә униң дөләт түзүлмиси, сиясий мәсләк күрәшлири һәмдә әйни вақиттики америка, совет иттипақи вә әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң шәрқий түркистан сиясити һәққидә мәхсус тохталған киши америка алими линда бенсон болуп, униң " или инқилаби" мавзулуқ китаби 1990-йили нийоркта нәшир қилинған.

Бу китаб ғәрб дунясида тунҗи қетим 1944-1949-йиллиридики шинҗаңдики сиясий вәзийәт һәмдә шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә мәхсус тәтқиқат қилиниш нәтиҗисидә йезилған монографийә болуп, бу әсәр мәзкур тәтқиқат темиси бойичә көрүнәрлик төһпә болуш билән һазирға қәдәр өзиниң илмий вә пайдилиниш қиммитини йоқатқини йоқ.

Линда бенсон ғәрб дипломатлириниң вә алимлириниң әсәрлиридин һәмдә дипломатик һөҗҗәтләрдин толуқ дегүдәк пайдиланғандин ташқири тәйвәндики гоминдаң архиплири шуниңдәк тәйвән вә хитай чоң қуруқлуқида нәшир қилинған хитайчә материялларниму йетәрлик дәриҗидә ишләткән. Әлвәттә , линда бенсон йәнә түркчә вә хитайчә мәнбәләрдин пайдилиниш асасида мәсуд сабири , әйса йүсүп вә муһәммәд имин буғра қатарлиқ әпәндиләрниң идийиси вә паалийәтлири шуниңдәк уларниң или инқилабиниң рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими вә абдукерим аббасоф қатарлиқлар билән елип барған 1946-йилидин1949-йилиғичә болған арилиқтики сиясий идийә тоқунушлири һәққидиму тунҗи қетим мәхсус тохталған ғәрб алимидур.

Или инқилабиға аит ахирқи йеңи китаб австиралийилик хитай миллитидин болған давид ваңниң " или вәқәси,1944-1949-йиллиридики шинҗаңдики миллий тоқунушлар вә хәлқара риқабәтләр " намлиқ чоң һәҗимлик әсиридур.

Бу китаб шәрқий түркистан инқилабиға мунасивәтлик материяллар таза көпәйгән вақитларда мәйданға кәлгән болсиму, лекин давид ваң материял мәнбәси җәһәттә линда бенсондин бай болушиға , уйғурчә материялларниңму көпәйгинигә қаримай, өзиниң шунчә чоң китабида уйғурчә материяллардин йетәрлик пайдиланмиған, пәқәт бир қисим уйғур әрбаблириниң хитайчиға тәрҗимә қилинған бир қанчә парчә әсиринила көргән.

Уйғур елиниң 20-әсирдики омуми сиясий тарихи, болупму , 1912-1949-йиллиридики сиясий тарихи, икки шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә аз болсиму бир қисим уйғурчә мәнбәләрни ишлитиш асасида омумлаштуруп тохталған алим америкидики җорҗ тавн университетиниң профессори җамес миллвард болуп, у йеқинда ғәрб дунясида тунҗи қетим шинҗаңниң омумий тарихини қисқартип баян қилиш усули билән йезип чиқти. Апторниң "явро асия өткили -шинҗаңниң тарихи" намлиқ китаби 2007-йили нәшир қилинған болуп, аптор китабиниң 60 бәткә йеқин қисимини икки шәрқий түркистан җумһурийити дәвргә беғишлиған.

Булардин башқа йәнә җоһн хопкнс университетиниң оттура асия-кавказийә институтиниң президенти фред стар рәһбәрликидә елип берилған ғәрб дунясидики әң чоң үч йиллиқ "шинҗаң тәтқиқат пилани " ниң хуласиси сүпитидә чиқирилған профессор фред старниң баш тәһрирликидә нәшир қилинған " шинҗаң: хитайниң мусулманлар чегриси" намлиқ китабниң профессор җамес миллвард билән доктор нәбиҗан турсун бирлишип язған " 1884-1978-йиллиридики сиясий тарих вә контрол қилиш истиратегийиси" мавзулуқ 3-бабидиму икки шәрқий түркистан җумһурийити дәври тарихиға аит мәзмунларға орун берилгән.

Әлвәттә, юқиридикиләр мәхсус китаблар болуп, бу һәқтә йәнә көплигән мақалиларму мәвҗут. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.