Русийидә йеңи нәшир қилинған шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики китаблар


2007.11.21

Совет иттипақи йимирилгәндин кейин, бир қисим рус тарихчилири вә жорналистлири сабиқ совет иттипақиниң ечиветилгән архиплири арисидин совет иттипақиниң 20- әсирниң алдинқи йеримида уйғурларниң милли азадлиқ инқилаблириға тутқан позитсийиси җүмлидин совет һөкүмитиниң 30- вә 40- йилларда мәйданға кәлгән икки шәрқи туркистан җумһурийитиниң тәқдиригә мунасивәтлик паалийәтлири һәққидики илгири мутләқ мәхпий дәп һөкүм қилинған архип материяллирини бир-бирләп қезип чиқип, уларни өз мақалилири вә мәхсус китаблири арқилиқ йорутушқа башлиди.

Шәрқий түркистанниң совет-хитай мунасивәтлиридики орни

Совет иттипақи йимирилгән қисқиғина он нәччә йил вақит ичидә гәрчә мәзкур тема һәққидә бир қанчә мәхсус китаблар мәйданға кәлди шуниңдәк русийиниң бир қисим алий мәктәплиридә илмий унван алидиған мәхсус темиларға айланди.

Бу мәзгилдә мәйданға кәлгән китабларниң вәкил характерлиқлиридин бири русийиниң барнаул дөләтлик педагогика университетиниң профессори валерий барминниң 1998- йили вә 1999- йили нәшир қилинған " 1918- 1941- йиллиридики совет-хитай мунасивәтлиридә шинҗаң" вә " 1941- 1949-йиллиридики совет-хитай мунасивәтлиридики шинҗаң " намлиқ икки томлуқ монографийиси әң вәкил характерлиқ болуп, бу китабларда аптор тунҗи қетим сабиқ совет иттипақиниң йерим әсирдин артуқ вақит мәхпий тутқан архип материяллири асасида уйғур елиниң 20- әсирниң биринчи йеримидики сиясий тарихи, болупму совет иттипақиниң уйғурларға қаратқан сиясити һәмдә хитайға қаратқан ташқи сиясити һәққидә мәхсус тохталған.

Бу китабтин башқа йәнә чөчәктә чоң болған руслардин василий петровниң " асияниң қозғилаңчи йүрики" (2003 - йили. Москва) намлиқ китабиму өзгичә болуп, гәрчә бу әсәр уйғур елиниң қисқичә омумий тарихи түсини алған болсиму, лекин китабта икки шәрқий түркистан җумһурийити дәвригә хели көп мәзмунлар орун алған

Вадим обухов: "алтә империйиниң шинҗаң үчүн елишиши"

Булардин башқа йәнә бир әң йеңи китаб" алтә империйиниң шинҗаң үчүн елишиши " намлиқ әсири болуп һесаблиниду. Бу китаб қазақистанда турушлуқ рус жорналисти вадим обухов тәрипидин тәрипидин узун йиллар материял топлаш арқилиқ йезилип, бу йил москвадики " вече" нәширияти тәрипидин нәшир қилип тарқитилған.

Китабта өткән әсирниң алдинқи йеримида уйғур хәлқиниң елип барған миллий мустәқиллиқ қозғилаңлири вә қозғилаңлар нәтиҗисидә мәйданға кәлгән шәрқий түркистан җумһурийити шуниңдәк бу дәврдики сиясий тарихта русийә көчмәнлири вә совет иттипақиниң ойниған роли һәм башқа мәсилиләр йорутулған. Аптор әсәрдә узун йиллардин буян сирлиқ болуп кәлгән нурғун мәсилиләрни ашкарилашқа тиришқан,

Вадим обухов китабида 20 - әсирниң биринчи йеримида совет иттипақи, әнгилийә, хитай, японийә, америка, түркийә қатарлиқ дөләтләрниң әйни вақитта уйғур елиниң сиясий сәһнисидә бир мәйдан йошурун һәм ашкарә күрәш елип барғанлиқи, бу күрәшләрдә совет иттипақиниң һәр хил амиллардин пайдилинип, ғалип чиқип, уйғур елини намда хитайниң тәвәсидә қалдурсиму, әмәлийәттә уни өзиниң һәрбий-сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт тәсири астида тутушқа мувәппәқ болғанлиқини оттуриға қойиду.

Ортақ йәкүн - уйғурлар мәнпәәтләр қурбани

юқирида нами аталған рус апторлириниң йәкүнлиригә таянғанда, сабиқ совет һөкүмити бу дәврдә уйғурларниң тәқдирини қәрт қилип ойниған. Москва рәһбәрлири уйғурларниң милли азатлиқ һәрикәтлирини башта қоллап, кейин өз дөләт мәнпәәтлири үчүн қурбан қиливәткән.

Қисқиси, уйғурларниң миллий мустәқил дөлитиниң мәвҗут болушини өзлири үчүн тәһдит һесаблап, уни пәқәт хитай, америка, әнгилийә, японийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләрниң райондики тәсиригә тақабил туруш һәм уларни сиқип чиқириш җәрянидики дипломатик оюнларниң қурбани қиливәткән халас.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.