"Шәрқий түркистан үчүн тарихий пурсәт"


2008.03.18

Түркийәдики `онҗә вәтән` гезитиниң 13 - 14 - март күнлиридики санида` шәрқий түркистан үчүн тарихий пурсәт` мавзулуқ обзор елан қилинди. 2 Қисимдин тәркип тапқан бу обзорни кәмал салли әпәнди язған болуп, обзорда 2008 - йилиниң шәрқий түркистан мәсилисини дуня җамаәтчиликигә аңлитиш үчүн тарихи пурсәт икәнлики баян қилинған.

Шәрқий түркистан үчүн тарихий пурсәт

2008 - Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати UNESCO тәрипидин мәһмут қәшқири йили елан қилинди. Бу шәрқий түркистан мәсилисини дуняға аңлитиш үчүн муһим бир пурсәт. Шәрқий түркистанни қоғдап қелишимиз керәк. Чүнки шәрқий түркистанниң тарих сәһнисидин йоқ болуп кетиши түркистанға шундақла түркийә җоғрапийисигә қорқунч нәтиҗиләрни елип келиши мумкин. Түркий җумһурийәтләрниң көпиниң шәрқий түркистан билән чегридаш икәнликини унтумаслиқимиз керәк.

Обзорчи кәмал салли әпәнди, обзорида вәтән телевизийисидики бир программида мәһмут қәшқиригә алаһидә йәр берилгәнликини, шуниң билән бирликтә мәһмут қәшқири туғулуп чоң болған земинидики йәни шәрқий түркистандики уйғур түрклириниң трагидийисидин түрк җамаәтчиликиниң хәвәрдар болғанлиқини, 2008 - йилиниң шәрқий түркистанлиқлар үчүн тарихи бир пурсәт икәнликини аңлатқан.

Уйғурларниң дуня мәдәнийитигә қошқан төһписи

Кәмал салли әпәнди, уйғурларниң дуня мәдәнийитигә қошқан төһписи үстидә тохтилип мундақ дәп язиду: " уйғурлар миң йил бурун шәһәр турмушиға өткән. Әмма қошна милләтләрниң бесими вә һәр хил сәвәбләр түпәйлидин бәзи вақитларда башқа җайларға көчүшкә мәҗбур болған. Әгәр уйғур түрклири давамлиқ һалда көчмән турмуши көчүргән болса, орхун йенисәй абидилирини йезип қалдуралмиған болатти. Қәғәзни, нәшириятчилиқни, йипәкни, чинә ишләпчиқиришни, тоқумичилиқни, музика чалғу әсваблирини, 12 муқамни, йиңнә билән давалашни иҗат қилип тәрәққи қилдуруп, буларни ғәрб дөләтлиригә тарқитип, дуня мәдәнийитигә төһпә қошалмиған болатти. Түркистандики түркий милләтләр қошна милләтләрниң мәдәнийитиниң тәсиригә учрапла қалмастин, дуня мәдәнийитигә муһим төһпиләрни қошқан."

Хитайлар уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ сиясити елип бармақта

Обзорчи кәмал салли әпәнди обзорида хитайларниң уйғурларға елип бериватқан сияситиниң ирқий қирғинчилиқ сиясити икәнликини баян қилип мундақ дәп язиду: "миңларчә йиллиқ түрк юрти болған шәрқий түркистан, мунбәт тарим ойманлиқи, орман билән толған тәңритеғи вә алтай тағлири, әң муһими сәуди әрәбистан билән охшаш нефит вә алтун байлиқлириға игә туруқлуқ, хитай басқунчилириниң қол астида зулум тартмақта. Хитайларниң бүгүн шәрқий түркистанда елип бериватқан сиясити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирқий қирғинчилиққа бәргән изаһатиға асасланғанда , ирқий қирғинчилиқтин башқа бир нәрсә әмәс. Әпсуски дуня дөләтлири хитайларниң уйғурларға елип бериватқан ирқий қирғинчилиқ сияситини көрмәсликкә салмақта."

Түркләрниң көңлидә уйғурларниң алаһидә йери бар

Обзорчи шәрқий түркистан җуғрапийиви җәһәттин түркийигә узақ болсиму, түркләрниң көңлидә уйғурларниң алаһидә йери барлиқини ейтип мундақ дәп язған: "шәрқий түркистан түрк дунясиниң шәрқий учида. У йәрдә миладидин 12 миң йил бурун императорлуқ қурған уйғур түрклири яшимақта. Улар биздин миң километир узақлиқта. Биз билән шәрқий түркистанлиқлар қан қериндаштур. Шәрқий түркистанлиқлар көзимиздин узақта болсиму, әмма улар билән көңлимиз йеқин. Көңлимиздин узақта болушиму мумкин әмәс. Түркийә һөкүмити уйғурларни көрмәскә салсиму, хитай һөкүмити һәр даим шәрқий түркистан мәсилисини биздин көрүватиду. Шәрқий түркистандики пантүркизм вә панисламизм һәрикитини биздин көрүватиду. 2004 - Йили хитай һөкүмити тәрипидин тәйярланған `2000 - 2004 йиллирида шәрқий түркистанда пантүркизм, панисламизм һәрикәтлири вә буниң алдини елиш тәдбирлири` мавзулуқ китабида, әйибләнгән киши ким биләмсиләр? мән силәргә дәй, османли империйисиниң падишаһи 2 - абдулхәмиттур. Немә дегән мәнтиқсизлиқ, хитайлар 2004 - йилидики вәқә үчүн 100 йил бурун өткән падишаһни әйиблигән. Қериндаш бир милләтниң мәсилиси һәққидә баш қатурмисақ боламду? әлвәттә баш қатуримиз. Шәрқий түркистан хәлқиниң өз тупрақлирида әркин яшаштин башқа тәләплири йоқ. Уйғурларниң қериндиши болуш сүпитимиз билән уларниң дәрдини дуняға аңлитиш бизниң бурчимиздур."

Уйғурлар үмидсизләнмәслики керәк

Обзорчи кәмал салли язған ` шәрқий түркистан үчүн тарихий пурсәт `мавзулуқ обзорниң иккинчи қисми мундақ башлиниду: "инсанлиқ алими, нәшриятчилиқни, қәғәзни, йипәк тоқушни, йиңнә билән давалашни, музика чалғу әсваблирини, чинә ясашни кәшип қилип тәрәққи қилдуруп, ғәрб дөләтлиригә өгәткән уйғурларниң трагедийисини көрмәсликкә салалмайду. Болупму түрк дуняси , түркийә бу қериндашлиримизниң пәрядиға қулақ селиши шәрт."

Кәмал салли әпәнди обзориниң иккинчи қисмида, 1863 - йилида қәшқәрдә қурулған дөләт вә яқупхан бәдәвләтниң османли империйиси билән болған мунасивәтлири һәққидә тохталғандин кейин, 1933 - йили 11 - айниң 12 - күни қәшқәрдә , 1944йили 11 - айниң 12 - күни ғулҗида елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийәтлири һәққидә қисқичә мәлумат бәргән. У обзорида йәнә , оттура асия түркий җумһурийәтлириниң уйғурларға ярдәм қилмайватқанлиқини, әмма уйғур түрклириниң үмидсизләнмәслики керәкликини баян қилип мундақ дәп язиду: "буларға қарап үмидсизләнмәсликимиз керәк. Шәрқий түркистан үчүн биз қилалайдиған ишлар наһайити көп." (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.