Түркийиниң "явропа - асия бирлики вәһпи" дә шәрқий түркистан һәққидә йиғин ечилди
2008.02.25

2008 - Йили 2 - айниң 23 күни истанбул шәһридә, түркийиниң "яврупа - асия бирлики вәһпи" "шәрқи түркистанниң һәқиқәтì" темисида йиғин уюштурди. Йиғин "явропа - асия бирлики вәһпи" ниң истанбул күчүк чәкмәҗи районидики мәркизиниң йиғин залида өткүзүлди.
Йиғинға дуня уйғур қурултийиниң муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң башлиқи сейит түмтүрк әпәнди алаһидә тәклип билән қатнашти, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң әнқәрә шөбә башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити мәсул - хадимлири, әзәрбәйҗан җәмийити мәсуллири, "явропа - асия бирлики вәһпи" ниң мәсул хадимлири, түркийә йешил ай җәмийитиниң мәсуллири, уйғуршунаслар, язғучи, профессорлар болуп 200 дин артуқ киши иштирак қилди.
Йәнә бир тәрәптин йиғин залиниң алдида шәрқий түркистан рәсим көргәзмиси ечилди. Көргәзмидә хитай сақчилириниң уйғур яшлирини түрмидә қийнап, бурниға лаза қуюватқан, бешиға соғуқ су қуюп музлитиватқан зулум - ишкәнҗилири ипадиләнгән рәсимләр йиғинға қатнашқучиларниң алаһидә диққитини тартти. Йиғинға мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң оғли арслан алиптекин әпәнди риясәтчилик қилди.

Йиғинда шәрқий түркистан вә уйғурларниң тарихи вә һазирқи вәзийити тонуштурулған 30 минутлуқ һөҗҗәтлик филим көрситилгәндин кейин "яврупа - асия бирлики вәһпи" ниң башлиқи шабан гүлбаһар, дуня уйғур қурултийиниң муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди, арслан алиптекин қатарлиқ шәхсләр сөз қилди. Сейит түмтүрк әпәнди йиғинға қатнашқучиларниң шәрқий түркистан һәққидә сориған соаллириға җаваб бәрди.
Йиғин ахирида арслан алиптекин әпәнди "яврупа - асия бирлики вәһпи" башлиқи шабан гүлбаһар әпәндигә бу йиғинни уюштурғанлиқиға тәшәккүр билдүрди һәмдә дадиси әйса йүсүп алиптекинниң һаят - кәчүрмишлири йезилған китабни тәқдим қилди. Шабан гүл әпәнди китабни қолиға елип, мәрһум әйса йүсүп алиптекинниң " 90 яшқа кирдим икки көзүмдин айрилдим. Әмма қәлбимдики муҗадилә қилиш вә шәрқи түркистанниң мустәқиллиқини көрүш ирадәмдин һечқачан айрилмидим" дегән сөзини әслитип өтти.
Шабангүл әпәнди дуня уйғур қурултийиниң муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәндигә, түрк дуняси мәдәнийитигә қошқан төһписигә миннәтдарлиқини ипадиләп "яврупа - асия бирлики вәһпи" ниң шәрәп тахтисини тәқдим қилди.
Биз йиғин ахирлашқандин кейин сейт түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. (Арслан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийәдики шәрқий түркистан тәшкилатлири хитайниң бейҗиң олимпик йиғининиң бихәтәрликини шәрқий түркистанчиларға бағлиғанлиқини қаттиқ әйиплиди
- Хитай бейҗиң олимпик йиғининиң бихәтәрликини шәрқий түркистанчиларға бағлиди
- Ваң лечүән: шинҗаңда мәсилә түгимәйду
- Хитай ташқи ишлар баянатчиси үрүмчидә йүз бәргән 27 -январ тоқунуши үстидә тохталди
- язғучи "муһәммәд роһи уйғур" ниң һаят кәчүрмишлири
- Уйғур сәнитиниң иҗадийлиқи вә миллий хаслиқи тоғрисида доктор қаһар барат билән сөһбәт
- Хоңкоң "шиңдав " гезити: үрүмчидә шәрқий түркистанчилардин 10 нәччиси етип өлтүрүлгән
- Түркистан давасиниң пешивалиридин бири - мустафа чуқай
- Таҗикистанлиқ алим шәрқий түркистан ислам җумһурийити һәққидә китаб язди