Шәрқий түркистан вәхпи 17 кишилик һәйәт билән хәлқара фестивалға қатнашти
2006.06.23
Истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан вәхпи 17 кишилик һәйәт тәшкилләп түркийиниң ғәрби шималиға җайлашқан сакаря вилайәтлик һөкүмәтниң тәклипигә бинаән ғази вә шеһитләрни әсләш паалийитигә қатнашти
Бу фестивалға булғарийә, венгрийә, қазақистан, қирғизистан, әзәрбәйҗан қатарлиқ дөләтләр қатнашқан болуп, һәр дөләт оз сәнәт номурлирини көрсәткән. Уйғурларға вакалитән посма сәнәт гурупписи сәнәт номурлирини көрсәтти. Шаирә нурәла гоктүрк ханим болса "түркистанимға", "биз ким" дегән шеирлирини оқуп миңларчә тамашибинларниң қизғин алқишиға еришкән.
Бу паалийәт һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн, түркийидики ихтияри мухбиримиз әркин тарим паалийәтни уюштурған адапазари шәһәр башлиқи сулайман дишли әпәнди билән телефон зиярити елип барди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидики уйғур оқуғучилар тәнтәнилик мурасим билән диплома алди
- Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити бирла вақитта 2 фестивалға қатнашти
- Уйғурлар монтеаралдики "дуня хәлқлириниң тойлири" фестивалида
- Түркийидә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәсмий қурулди
- Түркийидә шәрқий түркистан вәхпи қурулғанлиқи 20 йиллиқи хатириләнди