Сәуди әрәбистандики мәрипәтпәрвәр зат қурбан абдулла һаҗим вапат болди


2007.12.17

Сәуди әрәбистандики уйғурларниң пешқәдәмлиридин болған қур бан абдулла һаҗим 2007- йили 15- декабир күни сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәмә шәһиридә 84 йешида вапат болди. Мәрһумниң намизи шу күни пешин намизидин кейин мәсчид һәрәмдә оқулуп, мәккидики " муәлла" қәбристанлиқиға дәпнә қилинди.

Мәрһумниң күйоғли билән сөһбәт

Мәрһум қурбан абдулла һаҗимниң күйоғули доктор абдул әзиз абдусаттар қейин атиси һәққидә мундақ деди:" рәһмәтлик атимиз қурбан һаҗимға аллаһтин көп рәһмәт вә җәннәт тиләймиз. Шундақла өз динини вә җенини қоғдаш йолида ана вәтәндин айрилип мусапирлиқ кочисиға чүшүшкә мәҗбур болған вә ана вәтининиң тәшналиқиға қаналмай мусапирлиқта аләмдин өткән уйғур муһаҗир қериндашлиримизға аллаһтин мәғпирәт тиләймән."

Мәрһумниң қисқичә тәрҗимиһали

Доктор абдул әзиз йәнә мундақ деди: " мәрһум атимиз қурбан һаҗим бүгүн 84 йешида аләмдин өтти. Бу кишиму худди башқа уйғур муһаҗирлириға охшаш вәтинидин һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған болуп, ахирқи панаһгаһи мәккә мукәррәмә шәһири болған иди.

Мәрһум уйғурларниң ишлириға наһайити көңүл бөләтти. Мәрһум атимиз 1923 - йили қәшқәр йеңишәр наһийисидә дуняға кәлгән болуп, әйни вақитта муәллимлик хизмитини қилған вә 1948 - йили бир түркүм уйғур қериндашлири билән бирликтә вәтинидин айрилип бу җайға кәлгән икән."

Мәрһумниң сәуди әрәбистандики һаяти

Доктор абдул әзизниң ейтишичә, мәрһумниң сәуди әрәбистандики һаяти җапа билән башланған болуп, кейинки вақитларда тиҗарәт йоли билән бейиған икән. У хәйр - сахавәт ишлирини, болупму уйғурларға ярдәм қилишни яхши көридиған киши болуп, 1997- йили қәшқәр вилайити йеңишәр наһийисидики өзи бурун оқутқучилиқ қилған биринчи башланған мәктипини қайта селип чиққан вә униңға тәхминән 200 миң америка доллири әтрапида пул сәрп қилған икән.

Мәрһум 4 қиз, 4 оғул, җәми 8 балиниң атиси болуп, сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәмә шәһридә истиқамәт қилатти. ( Өмәрҗан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.