Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрбкә қарши күч уюштурмақта
2005.10.26

Русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан қатарлиқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр баш министирлири 10-айниң 26-күни москвада җәм болди. Бу қетимқи йиғин оттура асиядики демократик өзгиришләрни өз ичигә алған давалғушлар, америка –өзбекистан мунасивәтлириниң йириклишиши вә америкиниң давамлиқ түрдә қирғизистандики һәрбий базисини сақлап қелишқа қарар қилиши шуниңдәк хитай-америка, америка-русийә мунасивәтлиридики бир қатар йеңи өзгиришләргә дуч кәлгән болуп, мутәхәссисләр шаңхәй һәмкарлиқидики дөләтләр баш министирилириниң бу қетимқи йиғининиң хитай вә русийиниң америкиға тутқан сиясий истратегийилик позитсийиси билән мунасивәтлик икәнликини оттуриға қоюшмақта.
Йиғинда һәр қайси дөләтләрниң өз көзлигән мәқсәтлири ипадә қилинди
Гәрчә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң өз алдиға қойған мәсилилири мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләр үчүн ортақ болсиму, әмма йәнила һәр қайсисиниң мәзкур тәшкилаттин еришмәкчи болған айрим сиясий, иқтисадий вә башқа истратегийилик мәқсәтлири барлиқи ипадә қилинған. Русийиниң интернет хәвәр тори һесабланған www.strana.ru Дики вә русийә дөләтлик хәвәр агентлиқи һесабланған интерфаксниң учурлиридин қариғанда, йиғин җәрянида хитай баш министири вен җйбав шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң паалийәтлирини техиму җиддийләштүрүшни тәләп қилиш билән хитайниң бу тәшкилатқа әза дөләтләргә бәрмәкчи болған қәрзиниң санини техиму көпәйтиши мумкинликини оттуриға қойған.
www.strana.ru Ниң хәвәр қилишичә, өзбекистан муавин баш министири өткүр султаноп болса, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қатнашни күчәйтип, транспорт тори йолға қоюшни тәшәббус қилған. Қирғизистан баш миниситири феликис қулупниң пикри башқичә болуп, у шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һазирғичә терроризм, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликкә қарши турушни асас қилғанлиқини, әмма иҗтимаий-иқтисадий мәсилиләрни һәл қилмай туруп, бу күрәштә ғәлибә қилғили болмайдиғанлиқини, шуңа мәзкур тәшкилатниң кәмбәғәлчиликни йоқитип, иқтисадий бихәтәрлик қурушни асасий вәзипә қилишни тәшәббус қилған.
Русийә баш министири фрадкоп болса, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң буниңдин кейин авиатсийә вә аләм техникиси җәһәттики һәмкарлиқларни илгири сүрүшни шуниңдәк йәнә мәзкур тәшкилатниң явро-асия иқтисадий бирлики билән болған мунасивитини чоңқурлаштурушниң лазимлиқини тәшәббус қилған.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң түп мәқсити америкиға қарши һәрбий иттипақ қурушму?
Гәрчә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза русийә вә хитай өзлириниң һечқачан үчинчи бир дөләткә қарши һәрбий иттипақ қурушни мәқсәт қилмайдиғанлиқини җакарлисиму әмма, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати вә русийә –хитай һәмкарлиқиниң йәнила америкиниң оттура асиядики һәрбий-сиясий шуниңдәк енергийини өз ичигә алған мәнпәәтлирини чәкләш ,имкан қәдәр уни райондин һәйдәп чиқиришни көзләватқанлиқи һәққидә көз қарашлар оттуриға қоюлмақта.
Русийә билән хитай бу иран, пакистан, һиндистан вә моңғулийә қатарлиқ мәмликәтләрниму буниңға киргүзүш арқилиқ шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатининиң тәсир күчини ашурушқа тиришиватқанлиқи сир әмәс, өзбекистанлиқ сиясий мулаһизичи, өзбекистан президенти ислам керимофниң сабиқ мәслиһәтчиси җаһангир мәмәтоп әпәнди бу һәқтә мундақ тохтилип, уларниң мәқситиниң америкиға қарши туруш икәнликини, оттуриға қойди.
Җаһангир әпәндиниң ейтишичә, әнҗан вәқәсидин кейин америка билән хитай вә русийиниң оттура асияға қаратқан сияситидә ашкарилиниш болди. Русийә вә хитай ислам керимофниң демократларни бастурушини қоллиди, әмма америка уни тәнқид қилди. Униң үстигә қирғизистан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң америкиниң һәрбий базилирини тақаш тәлипини инкар қилди. Йеқинқи вақитлар ичидә америка мудапиә министири рамсфелд вә ташқи ишлар министири кондализза райис өзбекистанни өз ичигә алмиған оттура асияни зиярәт қилди, мана буларниң һәммиси әлвәттә хитай билән русийигә яқмиди.
Мәнпәәтләр тоқунуши
11-Сентәбир вәқәсидин кейин америкиниң қирғизистан вә өзбекистанда һәрбий база қуруп, оттура асия дөләтлири билән йеңи мунасивәт орнитишиға алди билән хитай вә русийә нарази болди, әнә шуниңдин етибарән хитай вә русийиниң йеңи истратегийилик һәмкарлиқ башлинип, америкини райондин сиқип чиқиришқа тиришти. Чүнки, рус аназличиси арешевниң йезишичә, хитай билән русийиниң америкиға қарши һәрикитигә қарши вашингтон уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитини қоллап кәлгән болуп, 1950-йилидин етибарән вашингтон қазақистан, қирғизистан чегралириға йеқин бу уйғурларни дунядики өз тәқдирини өзлири һәл қилиш һоқуқидин айрилған хәлқләр тизимликигә киргүзгән. Җорҗи буш хитай рәиси җаң земин билән көрүшкәндиму," терроризмға қарши урушни һечқачан аз санлиқ милләтләрни бастурушқа ишлитилмәслики лазим" дегән. Арешевниң чүшәндүрүшичә, бу әмәлийәттә америкиниң бейҗиңниң уйғур вә тибәтләргә тутқан сияситини тәнқид қилишидин ибарәттур.
Җаһангир мәмәтопниң қаршичә, хитай уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикәтлириниң күнсайин күчүйип кетиватқанлиқидин биарам болған болуп, у шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини өзиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини капаләткә игә қилиш үчүн ишләтмәкчи шуниңдәк америкиниң оттура асияда мәвҗут болуп туруши вә бу райондики демократик һәрикәтләрни қоллишини өзи үчүн пайдисиз дәп һесаблиған.
Қирғизистан инсан һоқуқи комитетиниң башлиқи рамизан дирилдайев әпәнди болса, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини "инсан һоқуқини бузудиған дөләтләр кулуби" дәп атиған.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Оттура асия бирликигә зәрбә" мавзулуқ мақалиниң аптори билән сөһбәт
- Хитай- русийә бирләшмә һәрбий маневири кимгә қаритилди?
- Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай асияға тәһдитму?
- Русийә хитай һәрбий маневириниң мәқсити немә?
- Русийә-хитай бирләшмә һәрбий маневири башланди
- Америка анализчисиниң нәзиридики русийә-хитай һәрбий маневири
- Хитай оттура асияда русийә тәсир күчиниң орнини игиләмду ?