Шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астидики уйғур мәсилиси
2006.03.06
Йеқинда русийиниң сибирийә районидики алтай дөләтлик университети, русийә сиясәт пәнлири җәмийити қатарлиқ орунларниң тәшкиллиши билән бир илмий муһакимә паалийити өткүзүлгән болуп, мәзкур йиғинда сибирийә районидики томск санаәт университетиниң профессори евгени савкович виладимирович "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики уйғур мәсилиси" дегән темида бир парчә илмий мақалә оқуған. . Рус аптори евгени савкович өз мақалисидә уйғур мәсилисиниң өтмүши билән һазирқи әһвали җүмлидин униң қазақистан вә қирғизистан җумһурийәтлири билән хитай оттурисидики дипломатийилик мунасивәтләрдә тутқан орни һәмдә хитай вә оттура асия дөләтлириниң уйғур сиясити һәққидики көз қарашлири тоғрисида өз көз қарашлирини оттуриға қойиду.
Уйғур мәсилиси қәрт қилип ойналди
Евгени савковичниң оттуриға қоюшичә, уйғур мәсилиси қазақистанниң хитай билән болған мунасивәтлиридики дипломатийилик қәрт болған. Униң йезишичә, қазақистан вә қирғизистан һөкүмәтлири өз җумһурийәтлири территорийисидә уйғурларниң сиясий тәшкилатлири вә уларниң һәрбий паалийәтлириниң мәвҗут болуп турушиға нисбәтән җиддий муамилидә қарайду.
Тәтқиқатчиларниң қаришичә, қазақистан президенти нурсултан назарбайев "уйғур тәшкилатлирини ойнатқан болуп", бу 90-йилларниң бешидики қазақистан билән хитайниң арисида мурәккәп вә җиддий мунасивәтләр мәвҗут болған мәзгилгә тоғра келиду. Һәр қайси уйғур сиясий тәшкилатлири назарбайевниң қолида униң бейҗиң билән елип барған сөһбәтлиридики қәрткә айланған иди. У чағда қазақистан билән хитай арисида чегра келиши мәсилиси бойичә мурәккәп сөһбәтләр давамлашқан болуп, хитай тәрәп өзини наһайити қаттиқ тутқан, қазақистан җумһурийити билән хитай хәлқ җумһурийити арисидики уйғурларға мунасивәтлик тунҗи һөҗҗәт 1995-йилидики "қазақистан билән хитайниң буниңдин кейинки өз-ара достлуқ вә һәмкарлиқ мунасивәтлири раваҗландуруш һәм чоңқурлаштуруш һәққидики бирләшмә баянати "болуп, буниңда икки тәрәп сиясий саһәдә бойичә һәрхил шәкилдики миллий бөлгүнчиликкә қарши туруш, бир-бириниң территорийилиридә һәр қандақ тәшкилат вә күчләрниң бөлгүнчилик һәрикәтлиригә һәм бир-биригә қарши туруш паалийәтлиригә йол қоймаслиқ ..." Дегәндәк мәзмунлар орун алған. 1996-Йилидики икки дөләтниң бирләшмә баянатидиму мәзкур нуқта қайта тәкитләнгән.
Қазақистан билән хитай арисида ашкариланмиған пүтүшүм болған
Атақлиқ уйғур паалийәтчиси һашир ваһидиниң қәст қилиниши әнә шу қазақистан –хитай һәмкарлиқиниң әмәлий нәтиҗилириниң биридур.
Евгений савковичниң тәкитлишичә, әйни вақитта қазақистан билән хитай арисида қазақистанниң уйғур мустәқилчилириниң өз территорийисидики һәрикитини кесип ташлашқа мунасивәтлик ашкариланмиған келишим маддилири болған. "Атақлиқ уйғур паалийәтчиси һашир ваһидиниң қәст қилиниши әнә шу қазақистан –хитай һәмкарлиқиниң әмәлий нәтиҗилириниң биридур" дәп оттуриға қойиду евгени савкович. У баянлирини давамлаштуруп йәнә мундақ дәп язиду:
1996-Йили хитайниң тәклипи вә русийиниң қошулуши билән шаңхәй бәш дөләт тәшкилати қурулған болуп, буниңда уйғур мәсилиси ашкара һалда музакирә қилинған.
"Көзәткүчиләрниң көрситишичә" дәп сөзини давамлаштуриду рус мутәхәссиси евгени савкович - " хитай алаһидә хизмәт оргини қазақистан территорийисидә уйғур сиясий тәшкилатлири билән болған күрәшни актип елип барған болуп, тәтқиқатчиларниң қаришичә, шу йили апрелдики шаңхәй бәшликиниң йиғинида хитай, русийә қазақистан, қирғизистан вә таҗикистан рәһбәрлири шәрқий түркистандики кәң көләмлик миллий тазилашқа йешил чирағ яндуруп бәргән. "Җинайәтчиликкә қарши туруш" дегән маддиниң орниға, миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәш қилиш" дәп аталған хитайда уйғурларға мунасивәтлик болған мадда алмаштурулғандин сирт йәнә "ислам радикализимиға қаши күрәш қилиш" қошулған. 1996-Йили апрелдин башланған йүз күнлүк зәрбә бериштә 20 миңдин артуқ адәм қолға елинған 115 адәм сот қилинмастин өлүмгә һөкүм қилинған һәмдә 100 мәсчит вә диний мәктәп тақалған һәмдә йерим милйон парчидин артуқ миллий тилдики нәшир материяллири көйдүрүлгән", қазақистан һөкүмитиниң уйғур мәсилисигә тутқан рәсмий позитсийиси ташқи ишлар министири тоқайев тәрипидин ипадә қилинған. Тоқайев " көплигән дөләтләрдә бөлгүнчилик мәсилиси мәвҗут. Бу дөләтләрниң һәммиси бу мәсилигә еғир муамилә қилиду" дейиш арқилиқ қазақистан вә хитайниң уйғур мәсилисидики сияситини ақлимақчи болиду"
Хитай ички мәсилини икки дөләт мунасивәтлири сәвийисидә һәл қилмақчи болған
Евгени савковичниң оттуриға қоюшичә, хитай хәлқ җумһурийити ички бөлгүнчилик мәсилисини икки тәрәп сәвийисидә һәмдә көп тәрәп асасида җүмлидин шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң рамкиси астида һәл қилмақчи болған. Қазақистанниң бир қатар аммиви ахбарат васитилири шаңхәй һәмкарлиқ тәшклилатиниң қазақистан билән қошна хитайниң шинҗаң уйғур аптоном районидики қаттиқ миллий сияситигә мунасивәтлик болған һөҗҗәтләрни имзалиғанлиқини көрситишкән. Хитай йеқиндин буян уйғур мәсилисигә тутқан позитсийисини өзгәртип, уйғур тәшкилатлири вә уйғур мустәқилчилирини терроризм билән бағлап тәшвиқ қилишқа башлиди дәп мақалисини давамлаштуриду русийә мутәхәссиси евгени савкович. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистандики сайлам нәтиҗиси һәққидә уйғурларниң һес қилғанлири
- Шаңхәй һәмкарлиқи кимгә керәк?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрбкә қарши күч уюштурмақта
- Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай оттура асияда русийә тәсир күчиниң орнини игиләмду ?
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда
- Америка оттура асиядики қошунлирини елип чиқип кетәмду?
- Қәһриман ғоҗамбәрди шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати йиғини һәққидә тохталди