Америка дөләт мәҗлисиниң испат бериш йиғини хитайниң шималий корийә ядро қораллар мәсилисидики ролини талаш-тартиш қилди


2006.11.16

Буш һөкүмитиниң сияситидә хитай шималий корийини ядро қораллардин ваз кәчтүрүштики һәл қилғуч дөләт, дәп қаралмақта. Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң чаршәнбә күнки испат бериш йиғинида америка ярдәмчи ташқи ишлар министири николас бурниз, америкиниң 6 дөләт сөһбәт үстидики һәмкарлашқучи шериклирини һәрикәтләндүрүп, дипломатик йоллар билән шималий корийини ядро қораллардин ваз кәчтүрүш нишаниға йәтмәкчи болуватқанлиқини билдүрди.

Шималий корийә мәсилисини һәл қилиш һәққидики тәклипләр

Николас бурнизниң әскәртишичә, америка хитайниң шималий корийә ядро мәсилисидики һәл қилғуч дөләтлик ролини җари қилдурушини үмид қилиду. У,"хитай бу мәсилидә наһайити ениқки, зор рол ойнайдиған дөләт " деди. Лекин америка дөләт мәҗлиси хәлқара мунасивәтләр комитетиниң келәр нөвәтлик рәисиликини үстигә елиш мумкинчилики зор, дәп қариливатқан авам палата әзаси там лантос, буш һөкүмитиниң шималий корийә сияситини мәғлубийәткә учриған сиясәт, дәп көрсәтти. Там лантосниң әскәртишичә, буш һөкүмити шималий корийә ядро мәсилисини һәл қилидиған йеңи бир сиясәт оттуриға қоюши керәк. У, буш һөкүмитиниң шималий корийә билән йәкму - йәк сөһбәт өткүзүшни рәт қилиш сияситидин ваз кечип, америка дипломатлирини пйоңяңға әвәтишини тәләп қилди.

Йиғинда америка ташқи ишлар министирлиқиниң сиясий ишларға мәсул ярдәмчи ташқи ишлар министири николас бурнизниң әскәртишичә, шималий корийиниң бу йил 7 ‏- айда елип барған башқурулидиған бомба вә 10 ‏- айда елип барған ядро синиқи қошна дөләтләр, асия- тинч окян райони вә йәр шари бихәтәрликигә җиддий тәһдит шәкилләндүргән. У, б д т хәвпсизлик кеңишиниң шималий корийә һөкүмитигә қарши еғир имбарго тәдбири алғанлиқини билдүрди. Бурниз, "америка шималий корийиниң ядро дөләтлик орнини етирап қилмайду. Бизниң нишанимиз шималий корийиниң ядро қораллардин омумйүзлик ваз кечишини қолға кәлтүрүш" дәйду. Униң әскәртишичә, америка бу нишанға йетиш үчүн қош линийилик сиясәт йүргүзмәктә. У, "қош линийилик бу сиясәт бир тәрәптин б д т вә америкиниң имбаргоси арқилиқ шималий корийигә бесим ишлитиш, йәнә бир тәрәптин шималий корийини сөһбәт үстилигә қайтуруп келиш вә бу мәсилини 6 дөләт сөһбәт үстилидә бир тәрәп қилиш" дәп көрсәтти.

Шималий корийә ядро мәсилиси район характерлик мәсилә

Лекин оттура мәнзиллик дөләт мәҗлиси сайлимида кеңәш вә авам палаталирида үстүнлүкни игилигән демократлар партийисиниң шималий корийә мәсилисидики мәйдани буш һөкүмити билән бирдәк әмәс. Авам палата хәлқара мунасивәтләр комитетиниң пешқәдәм әзаси там лантос, буш һөкүмитиниң шималий корийә сияситини мәғлубийәткә учриди, дәп тәнқидлиди. Униң әскәртишичә, буш һөкүмити шималий корийә рәһбәрлиригә имбаргониң азабини чәктүрүш билән биргә, америка - шималий корийә икки тәрәплимилик сөһбити елип бериш керәк. Лекин у, б д т имбарго қарариниң әһмийити болуш яки болмаслиқта хитай билән җәнубий корийә муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрди. Там лантос, "биз хитай вә җәнубий корийиләргә хәвпсизлик кеңиши имбарго қарарини хитай вә җәнубий корийә толуқ иҗра қилмиғичә әһмийити болмайдиғанлиқини қобул қилдурушимиз керәк " дәйду. Униң әскәртишичә, буш һөкүмити ташқи сиясәттә йеңи йолларни синап көрмисә, өткүзүлүш алдидики 6 дөләт сөһбитидә йәнә кишини үмидсизләндүридиған нәтиҗиләр оттуриға чиқиши мумкин. Лекин николас бурниз америкиниң шималий корийә билән икки тәрәплимилик сөһбәт өткүзмәслик сәвәбини бу икки тәрәп оттурисидики мәсилила әмәс, дәп чүшәндүрди. Бурниз, "шималий корийә ядро мәсилиси район характерлик мәсилә, бу икки тәрәп оттурисидики мәсилила әмәс. Чүнки бу мәсилә шималий корийиниң пүтүн қошнилириға тәһдит салмақта" дәйду.

Хитай ядро қоралларниң тарқилишини чәкләш сәлбий рол ойниди

Йиғинда хитайниң шималий корийә ядро мәсилисидики роли вә сәмимийити бәзи авам палата әзалириниң әйиблишигә учриди. Авам палата әзаси робакер, хитай ядро қоралларниң тарқилишини чәкләш, болупму шималий корийиниң ядро қоралларға игә болушини чәкләштә сәлбий рол ойниғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, хитай пакистанни ядро қораллар материяли билән тәминлигән вә пакистан хитай земинини база қилип, шималий корийигә ядро материяллирини сатқан. У, хитайни "һәргиз мәсилә һәл қилғучи тәрәп әмәс" дәп көрсәтти. Робакерниң әскәртишичә, америка - хитай иқтисади вә бихәтәрлик көзитиш комитетиниң җүмә күни елан қилинидиған доклатидин қариғанда, хитай шималий корийиниң ядро қоралларни ясишиға ярдәм қилған. У," чүнки хитай мәсилә яратқучи тәрәпниң бир қисими, у һәргиз мәсилә һәл қилғучи тәрәп әмәс " дәйду.

Йиғинда тәрәпләр шималий корийә кишилик һоқуқи вәзийити, болупму хитайдики шималий корийә мусапирлириниң әһвали һәққидә тохталди. Бейҗиң һөкүмити хитайдики шималий корийилик мусапирларға панаһлиниш һоқуқи беришни рәт қилип, уларни иқтисади көчмәнләр, дәп қаримақта. Йиғинда ташқи ишлар министири николас бурниз, америкиниң хитай билән бу дөләттики шималий корийиликләрни юртиға қайтурвәтмәслик тоғрисида сөзлишиватқанлиқини, бәзи мусапирларни қолидин келишичә қутқузуватқанлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.