Хитай б д т ниң шималий корийини җазалаш қарарини иҗра қилиши зөрүр
2006.10.20

Б д т ниң шималий корийигә иқтисади җаза қоюш қарари елан қилинғандин кейин, америка ташқи ишлар министири кандализа райс ханим шималий корийигә қошна дөләтләрни зиярәт қилишқа башлиған иди. Райс ханим японийә, җәнубий корийиләрни зиярәт қилип, бу дөләтләрдә б д т ниң шималий корийигә қойған иқтисадий җазасини әмәлийләштүрүш җәһәттики һәмкарлиқни илгири сүргәндин кейин, у зияритиниң 3 - қәдимидә, 20 - өктәбир күни хитайға кәлди. Райс ханим хитайға кәлгәндин кейинла, хитайниң дөләт рәиси хуҗинтав, баш министири вен җабав вә хуҗинтавниң шималий корийигә әвәткән пәвқуладдә әлчиси таң җашуәнләр билән айрим -айрим көрүшти.
Ху җинтавниң ейтишичә "җуңго ядро қораллириниң тарқилип кетишигә қарши туруп кәлмәктә"
Хитай мәркизи һөкүмитиниң тор бетидә баян қилинишичә, америка ташқи ишлар министири райс ханим 20 - өктәбир күни чүштин кейин бүйүк хәлқ сарийида хитайниң дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшкән. Райс ханим корийә йерим арили мәсилисини хәлқара вәзийәт һазирқидәк мурәккәп әһвал астида, дипломатийә йоли билән һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситишниң зөрүрликини тәкитлигәндә, хуҗинтав "җуңго тәрәп корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали қилишни тәшәббус қилип, ядро қораллириниң тарқилип кетишигә қарши туруп кәлмәктә. Әмди корийә мәсилисини сөһбәт арқилиқ һәл қилишни давамлаштуриду" дегән кона гәпни тәкрарлиған.
Америкиниң шималий корийини иқтисадий җәһәттин җазалаш мәйдани өзгәрмәйду
Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитайниң пәвқуладдә әлчиси таң җашуән ким йоңилға ху җинтавниң сөзини йәткүзүп қайтип келип, ким йоңилниң "әгәр америка җазалаш җәһәттә йол қойса, шималий корийә алтә тәрәп сөһбитигә қайтип келиду" дегәнликини аңлатқандин кейин, америка ташқи ишлар министири райс ханим "америкиниң шималий корийини иқтисадий җәһәттин җазалаш мәйдани өзгәрмәйду" дегән. Хитайниң баш министири вен җабав "америка президенти җорҗи буш б д т ниң қарарини иҗра қилиш җәһәттә японийә, җәнубий корийә, җуңго вә русийиләр билән бирликтә һәрикәт қилишни илгири сүрүш үчүн райс ханимни әвәтти. Һазир шималий корийә мәсилисини дипломатийә йоли билән сөһбәт арқилиқ һәл қилиштин өзгә чарә йоқ" дегән. Б д т ашлиқ мәһкимисиниң ашкарилишичә, хитай буйил шималий корийигә ярдәм беридиған ашлиқ миқдариниң үчтин бирини қисқартқанлиқи мәлум.
Хитай шималий корийиниң гумран болушини пәйда қилған асаслиқ амил болуп қалмаслиқини арзу қилиду
Германийә авазиниң хәвәр қилишичә, америка ташқи ишлар министири кондалиса райс ханим хитайни зиярәт қилғанда, икки тәрәп бирликтә шималий корийини дәрһал алтә тәрәп сөһбитигә қайтип келишкә чақирған. Хәвәрдә тәһлил қилинишичә, шималий корийә кризисини һәл қилиш җәрянида, хитайни әң биарам қилидиған бир мәсилә бар, у болсиму, хитай өзиниң коммунист қериндиши шималий корийиниң гумран болушидин қайғуриду. Әгәр шималий корийиниң йемәк -ичмәк билән тәминлиниши өксүп қалса, корийә хәлқи азап чекиду, ачарчилиқ гирдабидики хәлқ шималий корийә билән хитай оттурисида техичә бикиитлмигән чегридин өтүвириду. Аз дегәндә 500 миң адәм хитайға ямрап келиши мумкин. Буниңдин башқа йәнә, әгәр ким йоңил һакимийити гумран болса, америкиниң җәнубий корийә чегрисидики һәрби қисимлири билән хитайниң оттурисида, шималий корийидин ибарәт бундақ бир бошлуқ йоқилиду. Америка қисимлири турған орун хитай чегрисиға тутушуп қалиду. Бу хитайни һәммидин бәк биарам қиливатқан мәсилә. Шуниң үчүн хитай б д т ниң шималий корийини җазалаш қарарини иҗра қилишта, хитай шималий корийиниң гумран болушини пәйда қилған асаслиқ амил болуп қалмаслиқини арзу қилиду.
Шималий корийиниң "дуня ядро қораллири кулобиниң әзалиқ орни" һазир реаллиққа айлинип қалди
Америка авазиниң хәвәр қилишичә, тәйвән сиясий университети хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат орниниң профессори диң шуфәнниң тәһлили бир аз өзгичә. Униң тәһлил қилишичә, шималий корийә хитайниң гепигә қулақ салмай ядро синиқи елип барғанлиқи үчүн, гәрчә һазир хитайға һөзрә ейтқан болсиму, әмма шималий корийиниң "дуня ядро қораллири кулобиниң әзалиқ орни" һазир бәрибир реаллиққа айлинип болди. Униң қолида қолланғудәк башқа козори қалмиған иди. Шуңлашқа у һечкимниң гепини аңлимай, дәрһал ядро дөлитигә айлинивелишқа алдириди. Әмди униң һөзрә ейтқини билән хитайниң наразилиқи бесилмайду. Әмди хәлқара җәмийәт әң көп болғанда пәқәт шималий корийиниң һәрбий тәйярлиқини кечиктүрәләйду, халас.
"Җуңго қәһриманлири", "америка таҗавузчилири" дегән чүшәнчә бу шәһәрдә аллиқачан өзгәргән
Ройтрс агентлиқиниң 20 - өктәбир күни хитайниң шималий корийә чегрисидики дәндуң шәһиридин хәвәр қилишичә, дәндуң шәһиридә 1950 - йили хитай пидаи қисимлириниң дәрядин өтүп "америка җаһангирликиниң таҗавузиға қарши уруш қилған" лиқиға даир һәрхил мис һәйкәлләр, йирик май бояқ рәсимләр вә башқа иҗадий сәнәт буюмлири көргәзмә қилинип туратти. Әмма һазир бу шәһәрдә өзгириш болди. Бу шәһәрниң бир қисим пуқралири бундақ мәнзириләрни бузувәтти. Һазир бу шәһәрдә америкини дүшмән әмәс дәйдиған йирик рәсимләр пәйда болди.
Хәвәрдә баян қилинишичә, бу шәһәргә хитайниң ғәрб тәрипидики шиән шәһиридин кәлгән ваң фамилилик бир саяһәтчи "бу җайда буниңдин 50 йиллар бурун уқушмай мәсилә чиққан иди, әмди бундақ мәсилә йүз бәрмәйду" дегән. Шималий корийидин бу шәһәргә әйни йилларда америкиға қарши уруш қилған вақиттики пакитларни көрүп, қайтидин тәрбийә елишқа әвәтилгән сонло исимлик пенсийигә чиққан солдат "җуңго қәһриманлири" , "америка таҗавузчилири" дегән рәсимләргә болған чүшәнчә һазир бу шәһәрдә аллиқачан өзгирип болған. Әмди йәнә ядро синиқи елип беришниң немә һаҗити бар ? әслидила шималий корийиниң қилғини хата болған иди" дегән. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка билән японийә шималий корийини җазалаш қарарида һәмкарлишишқа вәдиләшти
- Шималий корийигә хәлқара бесимни күчәйтиш һәққидә қарашлар
- Б д т хәвпсизлик кеңишидики дөләтләр шималий корийә имбарго қарарида асасән бирликкә кәлди
- Хитай шималий корийини җазалаш вәдисидин арқиға чекинди
- Дуня һазир хитайниң шималий корийигә қандақ тәдбир қоллинидиғанлиқини көтмәктә
- Шималий корийиниң ядро синиқи пүтүн шәрқий җәнубий асияда җиддийлик пәйда қилди
- Ким йоңел ядро қораллирини тәрәққи қилдуруштин башқа бир яхши йолни таллашни билиши керәк
- Шималий корийә йеқинда йәнә башқурулидиған бомба синақ қилидиған йеңи базиларни қурған
- Хәлқара җәмийәт шималий корийә кризисиға һәр тәрәп бирдәк тақабил туруш үчүн тәдбир қолланмақта
- Америка шималий корийә қойған алдинқи шәртләрни рәт қилди









