Хитайниң иқтисадий сиясәттә тибәттә қолланған шинҗаң модели миллий зиддийәтләрни улғайтмақта
2006.10.19
Уйғурларниң қошниси болған тибәтликләр һазир хитай һөкүмитиниң тибәттә йүргүзүватқан иқтисадий сияситигә рази әмәс. Бу һәқтә 'тибәт учурлири' дегән журналниң тәһрири дава серин әпәнди мундақ дәп баян қилиду:
Һазир һиндистанниң драмсала шәһиридә туруватқан давасерин әпәндиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити тибәткә мәбләғ селиватиду, қурулуш қиливатиду, әмма бу тибәт хәлқниң еһтияҗиға асасән қилинған әмәс, бәлки у хитайларниң өзиниң еһтияҗиға асасән қилинған. Хитай һөкүмитиниң тибәттә йүргүзүватқан һазирқи иқтисадий сиясити тибәтликләрниң һаятлиқ йолини чәткә қеқиватиду. Мәсилән: хитай тибәткә мәбләғ салди, тибәттә йоллар ясалди, имарәтләр бина қилинди. Әмма бу җәрянда тибәтликләр ишқа орунлишиш пурситигә игә болалмиди. Униңда ишләватқан ишчиларниң һәммси хитайлар, елип берилған қурулушлардин бәһриман болуватқанларму хитайлар. Чирайлиқ пойиз стансиси селинди, униңда хитайлар ишләйду, униңдин хитайлар пайдилиниду. Гәрчә тибәттә тибәтләрниң нопуси көп санни тәшкил қилсиму, әмма тибәттики һөкүмәт хизмәтчилириниң мутләқ көпинчиси йәнила хитай, тибәтлик хизмәтчиләрниң сани униң йеримиғиму йәтмәйду. Хитайниң бундақ аптономийә сияситигә вә иқтисадий сияситигә тибәт хәлқи рази әмәс.
Һазир бейҗиңда туруватқан язғучи ваң лишоң әпәнди әркин асия радиоси үчүн тәйярлиған обзорида, хитай һөкүмитиниң тибәттә йүргүзүватқан иқтиадий сиясити билән уйғурларға қарита йүргүзүватқан иқтисадий сияситини селиштурған. Униң тәһлил қилишичә, шинҗаңда базар игиликигә өтүш тибәткә қариғанда бурун башланған. Уйғурларниң сода -тиҗарәткә болған инитлиши тибәтликләрниңкидин күчлүк. Гәрчә хитай һөкүмити шинҗаңда хитайчә өрп-адәтләрни йолға қоюш җәһәттә мувәппәқийәт қазанған болсиму, әмма бу җәрянда 'шинҗаң мәсилиси'ни һәл қилалмиди, бәлки мәсилини техиму мурәккәпләштүривәтти. Ваң лишоң әпәндиниң баян қилишичә, шинҗаңда хитай нопуси 40% ни тәшкил қилсиму, әмма чоң һоқуқларниң һәммиси хитайларниң қолида, байлиқ мәнбәлириниму хитайлар игиливалған. яхши хизмәтләргә хитайлар еришкән. Шинҗаңда базар игилики пүтүнләй хитайниң ички өлкилиригә беқинди болуп қалди. Игилик башқуруш җәһәттиму хитайлар тил, милләт мунасивәтлири җәһәттин үстүнлүккә игә болувалди.
Ваң лишоң әпәндиниң қаришичә, базар иигилики сияситидә милләт айримичилиқи болсила, миллий зиддийәт һәл болмайду. Бәлки зиддийәтни техиму улғайтивитиду. Шинҗаңда базар игилкидики зиддийәтләр һәммә кишиниң бивастә мәнпәәтигә берип тақалған болғачқа, хитайниң шинҗаңдики иқтисадий сиясити йәрлик хәлқләрниң милләт һесятини қозғивәтти.
Ваң лишоң әпәндиниң селиштуруп тәһлил қилишичә, тибәттә хитай нопуси шинҗаңдикидин аз, тибәттә базар игиликигә өтөш башланғанда, хитайлар шинҗаңдикидәк ундақ дәсләптила тәбиий байлиқлар вә яхши хизмәт пурсәтлириниң һәммисини игиливалмиди. Бәлки дәсләптә тибәтликләр тәбии байлиқларниң көп санлиқиға, яхши хизмәт пурсәтлиригә игә болалиди. Тибәттики үч чақлиқ велиспиттә адәм тошуш, ашхана ечиш, чошқа беқиш дегәндәк ишлар пүтүнләй хитайларниңла иши болуп қалди. Хитайлар дәсләптә тибәтликләргә яллинип ишлиди. Тибәтликләр бундақ мәнпәәт алдида миллий мәсилини вақтинчә чәткә қайрип қойди. Әмма хитайлар тибәттә бара -бара шинҗаңдикидәк тил, милләт мунасивәтлиридин, уруқ-туққанчилиқ, юртдашлиқ мунасивәтлиридин пайдилинип, өзиниң миллий үстүнликини тикләп чиқти. Бу әмәлийәттә хитай һөкүмити тибәттә йолға қойған иқтисадий сиясәттә қолланған 'шинҗаң модели' иди. Хитай һөкүмити тибәттә йолға қоюватқан бундақ 'шинҗаң модели' һазир тибәтликләрни худди уйғурларни чәткә қеқип қойғанға охшаш чәткә қеқишқа башлиди. Бу модел тибәттә пәйда қиливатқан милли зиддийәт һазир барғансери еғирлашмақта. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бир қанчә тибәтлик хитай әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлди
- Икки нәпәр тибәтлик әмәлдар мәктәптә йүз бәргән қатиллиқ вәқәсидә өлди
- Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилати хитайда ечилған дуня буддизм йиғини һәққидә хитай һөкүмитини әйиблиди
- Далай лама немә үчүн аптономийә йолини таллиди?
- Хитай һөкүмитиниң "шинҗаң" да ишлитилгән сиясәтлири тибәттә қоллинилмақта
- Хитай һөкүмити 5 нәпәр тибәт раһибини қолға алди
- Чиңхәй-тибәт төмүр йоли пүтүп болди
- Тибәтләр, тоний блайирни тибәт мәсилисидә бейҗиңға бесим ишлитишкә чақирди
- Хитай, тибәт аптоном райони қурулғанлиқиниң 40 йиллиқини тәбриклиди