Японийә баш вәзири шинзо абениң тунҗи чәтәл зияритигә болған инкаслар

Роейтер агентлиқиниң хәвиридә, японийә баш вәзири шинзо абе йәттә йилниң алдида баш вәзирлик тәхтигә олтурғанда тунҗи қетимлиқ чәтәл зияритини хитайдин башлиған иди.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.01.17
shinzo-abe-wyetnam-305.jpg Японийә асаһи гезитиниң 17-январ санидики шинзо абәниң вйетнам зияритидики сөһбәттин көрүнүш. 2013-Йили январ.
RFA/Qutluq Haji

Мана әмди иккинчи қетимлиқ баш вәзирликкә сайланғанда бейҗиң билән соғуқ мунасивәттә болғанлиқтин җәнубий асия әллиригә тунҗи қетимлиқ сәпирини башлиди. Абе вйетнам, тайланд, һиндонезийә қатарлиқ дөләтләр билән хитайниң чишиға тәгмигән асаста, иқтисадни биринчи орунға қойған һалда, иқтисади келишимләрни түзмәкчи дәп көрсәткән. Хәвәрдә японийиниң сабиқ дипломати һитоши танаканиң сөзини нәқил алған болуп, һазир токйо хәлқара истратегийә институтиниң рәислик вәзиписини өтәватқан һитоши танака “хитайни дүшмән қиливелишниң мәқсити немә? мениң қаришимчә, бу таза ақиланә болмиған дипломатийә” дегән.

Японийидики бир қисим тинчлиқпәрвәр кишиләр икки дөләт арисидики зиддийәтниң күнсери күчийиши һәр икки тәрәпкә пайда елип кәлмәйду дәп пәрәз қилишмақта. Бу һәқтә узун муддәт хитай, япон достлуқ мунасивитидә хизмәт қилип келиватқан юкиханим өзиниң қарашлирини баян қилди:
“икки дөләт оттурисидики талаш-тартиш һәр иккила тәрәпниң мәдәнийәт, маарип, тәнтәрбийә җәһәтләрдә өз-ара алмаштуруш елип беришиға тәсир көрситиш билән биргә, икки дөләтниң иқтисадиға зиян елип кәлмәктә. Мениңчә, мәсилиниң балдуррақ һәл қилинғини яхши.”

Хитайниң бәзи тор мәтбуатлири абениң 16-январдин башлап җәнубий асиядики зияритини башқичә бурмилап, японийә өзигә шерик топлап, хитай билән уруш қилишқа тәйярлиқ қиливатиду дәп билдүргән.

Японийидики асаһи гезитиниң хәвиридә, баш вәзир абениң үч дөләткә қилған зиярити пәқәтла өз-ара ортақ иқтисадий гәвдә қурушни асас қилғанлиқини қәйт қилған.

Японийилик сиясий иқтисад пәнлири доктори, кагошима хәлқара университетиниң профессори нишихара әпәнди абениң бу қетимқи сәпириниң муддиаси һәққидә тохтилип өтти:
“абе әслидики пилани бойичә америкиға зиярәткә бармақчи иди. Әмма мәлум сәвәбләр түпәйлидин, америка зиярити әмәлдин қалдурулуп, вйетнам, тайланд, һиндонезийә қатарлиқ дөләтләр билән өз-ара иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтиш,җәнубий асия әллиригә японийиниң көпләп мәбләғ селишини көзлигән асаста зиярәт елип барди, бу һәргизму хитай һөкүмити ойлиғандәк һәрбий һәмкарлиқни күчәйтиш дегәндәк хаһишлардин йирақ болған, дөләтләр арисидики нормал зиярәттур. Абениң бу қетимқи бу зияритидин хитайниң әндишә қилип кетиши артуқчә иш.”

Шинхуа агентлиқиниң тор бетидә көрситилишичә, 16-январ хитайда зиярәттә болуватқан японийиниң сабиқ баш вәзири хатояма,хитай мәркизи сиясий бюросиниң даимий һәйәт әзаси, хитайниң юқири сиясий мәслиһәтчиси җя чиңлин билән бейҗиңда сөһбәттә болғанда, хитай тәрәп икки дөләт арисидики арал мәсилисини диалог арқилиқ һәл қилишни оттуриға қойған. Сабиқ баш вәзир хатояма икки дөләт арисидики ихтилапниң балдуррақ сөһбәт арқилиқ ахирлишишини, икки дөләтниң ортақ пикир һасил қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

Японийиниң баш вәзири шинзо абениң һазир йүргүзүватқан ташқи дипломатийә сиясити тоғрисида, японийидики уйғур сиясий көзәткүчиләрдин доктор турмуһәммәт өзиниң қисқичә қарашлирини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.