Түркийиниң кастамону вилайитидә уйғур мәсилиси күнтәртипкә кәлди
2006.09.11
Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити кастамону хәлқигә уйғур мәсилисини чүшәндүрди. 9 - Айниң 8 – 9 - вә 10 - күнлири шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити 5 - нөвәтлик түркийә саяһитини елип барди. Улар бу йилқи саяһитини 50 кишилик һәйәт билән түркийиниң ғәрби шималиға җайлашқан кастамону вилайитигә елип барған болуп, 3 күн җәрянида улар кастамону валиси, шәһәр башлиқи вә һәрқайси сияси партийә, аммиви тәшкилатларниң мәсуллири билән учришип уйғур мәсилисини аңлатқан. Улар йәнә бәзи аммиви тәшкилатлар билән бирликтә шәрқий түркистанниң бүгүни вә өтмүши темисида йиғинлар өткүзгән болуп, йәрлик ахбарат васитилирида уйғур мәсилиси кәң көләмдә йәр алған.
Биз кастамону саяһити һәққидә тәпсили мәлумат елиш үчүн шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит тумтүрк әпәнди вә бу саяһәткә қатнашқан вәтәндин йеңи чиққан җоурналист варисҗан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркийидә шәрқий туркистан дәвасиға тоһпә қошқанларни мукапатлаш мурасими өткүзүлди
- Истанбул көргәзмә вә қурултай мәркизидә түрк дуняси консерт кечилики өткүзүлди
- Түркийидә өткүзүлгән әрҗийәс зәфәр қурултийида уйғурлар тонуштурулди
- Шәрқи түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити намайишқа қатнашти
- Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси мукапатланди