Шветсийидики уйғурлар рабийә қадир пәрзәнтлириниң тутқун қилинишиға наразилиқ билдүрди


2006.06.09

Рабийә қадирниң пәрзәнтлириниң хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилиниши дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурларниң вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң наразилиқини қозғимақта.

Шветсийидики уйғурлар шветсийә уйғур комитетиниң рәһбәрликидә бәш кишилик һәйәт тәшкилләп, шветсийә ташқи ишлар министирлиқи уюштурған, шветсийидики һәрқайси дөләт әлчиханилири хадимлири, һәрқайси ахбарат васитилири вә инсан һелиқи паалийәтчилири қатнашқан "дунядики адәм содиси" темисида елип бериливатқан илмий муһакимә йиғиниға иштирак қилип, рабийә ханимниң пәрзәнтлириниң әһвали вә уйғурларниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидә тәйярланған материялларни тарқатқан.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, шветсийидики ихтияри мухбиримиз ялқундин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.