Шветсийә уйғур маарип уюшмиси уйғур мәдәнийәт күни намида паалийәт уюштурди

Шветсийә уйғур маарип уюшмиси 9-айниң 10-күнидин башлап һәр һәптиниң шәнбә, йәкшәнбә күнлири уйғур мәдәнийәт күни намидики паалийитини башлиған иди.
Ихтиярий мухбиримиз ялқун
2012.09.25
paliyettin-bir-kurunish-shwetsiye-305.jpg Шветсийә уйғур маарип уюшмиси уюштуруп келиватқан уйғур мәдәнийәт күни паалийитидин бир көрүнүш. 2012-Йили сентәбир.
RFA/Yalqun

Улар стокһолимниң көп хил милләт топлишип олтурақлашқан ринкебү районида уйғур тамақлири яймиси ечип шу йәрдики хәлқләрниң қизғин алқишиға сазавәр болған.Паалийәткә иштирак қилған бир уйғур яш зияритимизни қобул қилип, бу паалийәтләрни елип беришниң әһмийити һәққидә тохталди.

Шветсийә уйғур маарип уюшмиси уйғур мәдәнийәт күни намидики бу хил паалийитини 2007-йилдин бери өткүзүп келиватқан болуп, улар уюшмиси җайлашқан бу районда бу хил паалийәтләр билән уйғурларни тонуштурушта яхши үнүмгә еришкән.

Зияритимизни қобул қилған уюшминиң муавин рәиси әхмәтҗан паалийәтлири һәққидә қисқичә учур бәрди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.